Министир чәнниң хитай һөкүмитигә болған хушамәтчилики канада ахбарат саһәсиниң алаһидә диққитини тартмақта
2011.09.30

Канадада чиқидиған йәршари мәктуплири гезитиниң хәвиригә асасланғанда, канададики хитай коммунист һакимийитигә қарши демократик паалийәтләрдә болуватқан һәрқайси тәшкилатлар изчил һалда министир чәнниң. Бейҗиң һөкүмити вә канададики хитай консулханиси билән апақ-чапақ болуватқанлиқиға нарази боп кәлмәктә икән. Чән йәнә хитай тәрәп билән алаһидә йеқинлишиш билән биргә канададики хитай өктичилиригә вә хитайниң зитиға тегидиған мақалиләрни елан қилидиған мәтбуатларғиму соғуқ муамилә қилип кәлмәктә икән.
Игиләшләргә асасланғанда, чәнниң 2010-йилиниң өзидила, канададики хитай консулханисиниң тор бетигә 28 парчә мақалә йезип бәргәнлики мәлум. У йәнә канададики хитай консулиниң байрақ чиқириш, йеңи консулларни күтүвелиш вә узитип қоюш мурасимлириниң даимлиқ меһмини икән.
Канада мәтбуатлирида болуватқан мулаһизиләргә асасланғанда, министир чән, хитайниң канадада турушлуқ мухбирлириниң актип қоллиғучиси болуп, давамлиқ һалда хитайни махтайдиған сөһбәт вә зиярәтләргә қатнишип туридикән. У йәнә канададики хитайға әң көп қатрайдиған министир болуп һесаблинидикән. У алдинқи қетим мәлум бир хитай ахбаратиниң зияритини қобул қилғанда, өзиниң 1980-йилидин етибарән 70 қетимдин артуқ хитайға қатриғанлиқини етирап қилған.
У йәнә мухбирларниң: “сиз хитайға алаһидә көңүл бөлидиған министир икәнсиз,сиз өзиңизни канадалиқ һесабламсиз яки җуңголуқму?” дегән соалиға, кәскин қилип ейтқанда мән канадалиқ әмма, әсли нәслимгә вә хитайларниң мәсилилиригә көңүл бөлимән дәп җаваб бәргән.
2009-Йили хитай һөкүмити қурулғанлиқиниң 60 йиллиқ мурасимиға министир чән алаһидә меһман сүпитидә тәклип қилинған. Чән шу йили тйәнәнмен мәйданида өткүзүлгән мурасимға қатнашқан вә мухбирларға хитайни мәдһийиләп шеир оқуп бәргән. У йәнә хитайда өткүзүлидиған һәр қандақ чоң типтики тәбрикләш паалийәтлиридин тәклипсиз қалмайдиған болуп, хитайда өткүзүлгән олимпик тәнһәрикәт йиғиниғиму алаһидә меһман сүпитидә қатнашқан.
Канададәк бир демократик дөләтниң өлкә дәриҗилик әмәлдари болуп хизмәт қиливатқан министир чәнниң, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири тохтимай йүз бериватқан хитайдәк бир диктатор дөләт билән алаһидә апақ-чапақ болуши вә канадада хитайда демократийини әмәлгә ашуруш үчүн күрәш қиливатқан тәшкилат вә хитай һәққидә сәлбий мақалиләр елан қилған мәтбуатларға қарита соғуқ муамилә қилиштәк икки хил өлчәм позитсийиси, канада бихәтәрлик тармақлири вә мәтбуат саһәсиниң алаһидә диққитини тартиватқанлиқи мәлум.
Мәсилән, чән 2008-йили хитайға барғанда, хубей өлкилик бирлик сәп бөлүминиң башлиқи су шявйүн билән көрүшкән. У йәнә су шявйүн билән, бу йил май ейида хитайниң торонтода турушлуқ консулханиси өткүзгән бир мурасимда алаһидә көрүшкән. Униң өткән йили йәнә, чиңдав шәһәрлик бирлик сәп бөлүминиң башлиқи заң әймиң биләнму көрүшкәнлики мәлум.
Канада җасуслуқ тәшкилати к с с ниң сабиқ юқири дәриҗилик әмәлдари, җасуслуқ мутәхәссиси вә бу тәшкилатниң сабиқ башлиқи майкил катсуя хитайдики бирлик сәп бөлүми һәққидә тохтилип мундақ дәйду:
“аталмиш хитай бирлик сәп бөлүми,хитай бихәтәрлик идариси қармиқидики ишпийонлуқ тәшкилати шундақла хитай бихәтәрлик идариси үчүн хизмәт қиливатқан 5 чоң қурулушниң бири, министир чән улар билән апақ-чапақ болуштин бурун бу органниң маһийитини яхши билиши керәк.”
У йәнә қаттиқ тәләппузда: “толиму хәтәрлик болғини, бир канада министириниң хитай бирлик сәп бөлүми билән һәмкарлишиши, бу худди шәйтан билән сөһбәтләшкәндәк бир иш. Чүнки, хитай җасуслуқи ғәрбниң вә яки сабиқ совет иттипақиниң җасуслуқ ишлириға охшимайду, улар давамлиқ позитсийисини өзгәртип туриду. Улар, әгәр сән биз билән һәмкарлашсаң тиҗарәт ишлириң вә келәчикиң дағдам болиду дегән тәклипни дәсләптила оттуриға қойған болиду” дегән.
Өткән йили канада бихәтәрлик идарисиниң башлиқи ричарт фаддән,хитай һөкүмитиниң һәр хил усул чариләр билән канадалиқ сиясәтчиләрни үндәккә кәлтүрүшкә урунуватқанлиқи һәққидә баянат бәргәндин кейин, канадада яшаватқан хитайлар буни пакит испати болмиған бимәнилик дәп наразилиқ билдүргән иди. Йеқинда йәнә шинхуа агентлиқиниң аял мухбири ши руң сәтчилики оттуриға чиқти. Нөвәттә онтарио өлкисиниң мәдәнийәт вә саяһәт ишлири министири чәнниң бейҗиң диктатор һакимийити билән болған алаһидә йеқинчилиқи, болупму хитай бирлик сәп бөлүми билән болған һәмкарлиқи муназирә қилинмақта.
Бу һәқтә торонтода паалийәт елип бериватқан хитайда демократийини әмәлгә ашуруш җәмийитиниң башлиқи вән: “хитай һөкүмитиниң канадалиқ сиясәтчиләрни үндәккә кәлтүрүп,канаданиң кишилик һоқуқ қиммәт қаришини аҗизлитишқа урунуватқанлиқи һәйран қаларлиқ йеңи иш әмәс” дегән.
Улуғ ера гезитиниң канададин бәргән хәвиригә асасланғанда, йеқинда торонтода өткүзүлгән асия мәдәнийәт фестивалиға улуғ ера гезитиниң мухбирлири қатнаштурулмиған. 3 Йилда бир өткүзүлидиған асия мәдәнийәт фестивалиға онтарио өлкилик мәдәнийәт вә саһайәтчилик министирлиқи риясәтчилик қилидиған болуп хитайлар асаси салмақни игиләйдикән.
Улуғ ера гезити, хитай тилида чиқидиған хәлқаралиқ гезит болуп, у хәлқаралиқ ахбаратчилиқ вә демократийә принсиплири бойичә битәрәп хәвәрчилик билән шуғуллидиғанлиқи, фалуңгуң һәмдә хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликлири һәққидә көпләп хәвәр беридиғанлиқи үчүн, изчил һалда хитай һөкүмитиниң көзигә қадалған миқ болуп кәлгәнлики мәлум.
2008-Йили торонтода өткүзүлгән асия мәдәнийәт фстивалида улуғ ера гезитиниң мухбирлирини көргән хитайниң торонтода турушлуқ баш консули җу тавйиңниң ғәзәпләнгән һалда мурасимни тәрк әткәнлики вә мәдәнийәт саяһәтчилик министири чәнниңму кәйпиятиниң яхши болмиғанлиқи мәтбуатларда йәр алған иди.
Бу қетим улуғ ера гезити мухбирлириниң асия мәдәнийәт фестивалиға қатнишишиниң рәт қилиниши, канада мәтбуатлирида министир чән һәққидики гуман вә мулаһизиләрни улғайтмақта.
Нөвәттә канадада йәрлик сайлам елип бериливатқан болуп, йәр шари мәктуплири гезитиниң хәвиригә асасланғанда, министир чәнниң улуғ ера гезитиниң мухбирлирини асия мәдәнийәт фестивалиға қатнаштурмаслиқидики сәвәб, уларниң өзи һәққидә сайлам мәзгилидә бирәр иҗабий болмиған мақалиләрни йезип қелишидин еһтият қилғанлиқ сәвәбидин икән.
Тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.