14- Феврал күни оттура шәрқ вә шималий африқидики 10 нәччә дөләттә намайиш йүз бәрди
2011.02.14
Мисир ал-таһрир мәркизидики намайиш. 2011-Йили 30-январ.
Б б с ниң баян қилишичә, 30 йиллиқ диктатор һөсни мубарәкни 18 күн намайиш қилип ағдурувәткән мисир хәлқи, бүгүн йәнә ички ишлар министирлиқиниң алдида “хәлқниң ишләш вақти қисқартилсун, иш һәққи көпәйтилсун, хәлққә яхши мәнпәәтләр берилсун” дәп шоар товлап намайиш қилди. Мисир һәрбий даирилири түнүгүн парламентниң тарқитиветилгәнликини вә асасий қанунға өзгәртиш киргүзүлидиғанлиқини җакарлиған, шундақла әл тәһрир мәйданини тазилиған иди.
Бүгүнки учурларға қариғанда, мисирдики боран-чапқун вә шиддәтлик аммиви һәрикәтниң тәсири һазир оттура шәрқтики вә шималий африқидики 10 нәччә дөләткә кеңийип болди.
Әл җәзирә телевизийисиниң баян қилишичә, түнүгүн алҗирийидә өткүзүлгән намайишта 100 дин артуқ адәм қолға елинди. Бу намайишта “һөкүмәтни алмаштуруш” мәсилиси оттуриға қоюлған иди.Кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу намайишта, алҗирийидә 1992- йилидики ички урушта елан қилинған һәрбий һаләт һазирғичә давам қиливатқанлиқини, бу җәрянда 15 миң адәм өлтүрүлгәнликини қаттиқ тәнқид қилған иди. С н н ниң хәвәр қилишичә, бүгүн алҗирийә даирилири 20 йилдин буян иҗра қилиниватқан һәрбий һаләтни бир нәччә күн ичидә әмәлдин қалдуридиғанлиқини җакарлиди.
Бүгүн теһранниң бир қанчә йеридә бирла вақитта намайиш партлиди. Бу, иранда 2009- йилидики сайлам җәрянида йүз бәргән намайиштин кейинки йәнә бир қетимлиқ кәң көләмлик намайиш болуп һесаблиниду. Һөкүмәт даирилири бүгүнки намайишларни өктичи мәһди карруби, мир һүсәййин муссавилар уюштурған, дәп җакарлиди вә азадлиқ мәйданидики миңлиған намайишчиларға қарита яш аққузуш бомбиси атти.
Бүгүн ирақтиму намайиш йүз бәрди. Бағдаттин 100 километир йирақлиқтики рамадида йүз бәргән намайишта, ирақта һазир давамлишиватқан намратлиқ, ишсизлиқ нисбити 45% тин ашқанлиқ, озуқ-түлүк, су, ток йетишмәслик қатарлиқ реал мәсилә тилға елинди. Нури әл малики һөкүмитиниң иқтидарсизлиқиға наразилиқ ипадиләнди. Ирақ даирилириниң мәлум қилишичиму, мушу ай ичидә ирақта намратлиққа қарши бир нәччә қетим намайиш йүз бәргән иди. Нури әл малики сайламдин өзини чәткә тартсун дегән шоарлар товланған иди.
Әл җәзирә телевизийисиниң баян қилишичә, фарс қолтуқиға җайлашқан дөләтләрдин бәһрәйндиму шәнбә күни намайиш партлиди. Намайишта һөкүмәтни ағдуруш шоари товланди. Сақчилар намайишчиларға қаритип ризингә оқ яғдуруп бир намайишчини зәхимләндүрди. Һөкүмәт даирилири, намайишчилар бир сақчи понкитиға һуҗум қилғанда, аз дегәндә 3 сақчи вә бир намайишчи яриланди, дәп хәвәр қилди.
Өткән һәптидә иорданийини зиярәт қилған америка деңиз армийә адемерали майк мүлленниң с н н гә ейтип беришичә, иорданийидиму ишсиз қалған билимлик яшларниң нисбити юқири. Бу дөләттиму яшлар һөкүмәткә қарши намайиш қилған. Падишаһ абдулла хәлққә, сиясий ислаһат елип беришқа, һөкүмәтни йеңилашқа, сақланған мәсилиләрни йеңи пурсәтләргә айландурушқа вәдә бәргән.
Ливийидиму бир нәччә күндин буян “файс бүк” твиттәр дегән интернет тор бәтлири арқилиқ һөкүмәткә болған наразилиқ ипадилиниватиду. Ливийә хәлқи бу дөләткә 40 йилдин буян һөкүмранлиқ қиливатқан, һазирму мисир президенти һөсни мубарәкни қоллаватқан моаммар казафиға тәнқид яғдуруватиду.
Йәмәнниң пайтәхти санадиму бүгүн 200 дин артуқ адәм һөкүмәткә қарши намайиш қилди, намайишчилар падишаһ ордисиға йеқинлашқанда, 300 дәк адәм келип демократийигә қарши намайиш өткүзди. Охшимиған мәқсәттики намайишчилар арисида сүркилиш йүз бәргәндин кейин, һөкүмәт даирилири бир қисим кишиләрни қолға алди. Йәмәндә бундақ намайишлар өткән җүмә күнидин башлап давамлишиватиду. Йәмәнниң америкида турушлуқ баш әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайиштиму 32 йилдин буян бу дөләткә һакиммутләқлиқ қиливатқан ели абдулла салиһқа агаһландуруш бәрди.
Явропа бирликиниң ташқи ишлар оргини һазир туниста партлиған намайишта ағдурулған президент зини әл абидини бен ели қачқандин кейин, тунис билән италийә оттурисида келип чиққан көчмән мәсилисини һәл қилишқа киришти.
С н н телевизийиси йәнә судан, сүрийә, пәләстинләрдиму йеқиндин буян пәйда болуватқан давалғушларни хәвәр қилди.
Америка авазиниң баян қилишичә, бүгүн америка ташқи ишлар министири һиларий килнтонниң мисир мәсилиси, йәни униңда гәвдиләнгән асасий қанунға түзитиш киргүзүш, ислаһат елип бериш мәсилиси һәққидә елип барған телефон сөһбәтлири оттура шәрқ вә шималий африқидики көпинчә дөләт рәһбәрлири биләнла чәкләнмиди, бәлки гретсийә, әрәб хәлипилики, пакистан рәһбәрлиригичә кеңәйди.
Бүгүн хәлқарада хитайчә чиқидиған учур васитилиридә, мисир вәзийити билән хитай вәзийитини селиштуридиған, хитайда мустәбитләрни ағдуридиған бундақ намайишлар чоқум партлайдиғанлиқини көрситидиған тәһлилләр көп салмақни игилиди.









