Мисирда йеңи қанун елан қилинди
2012.11.27

Мәлумки, мисирда 25-январ намайишиниң ғәлибиси билән 30 йиллиқ мубарәк диктаторлуқиға хатимә берилип, 60 йилдин бири тунҗи қетим хәлқ тәрипидин президент сайланған иди.
Мисир хәлқи 1952-йили падишаһлиқ түзүмини ағдуруп җумһурийәт түзүмини йолға қоюшта чоң рол ойниған 23-июл инқилаби билән 2011-йили 25-январ намайишини мисир тарихида чоң ғәлибилик күнләр дәп хатирилимәктә.
Мисирда мубарәк һакимийитигә хатимә берилип, демократийә дәври башланғандин бири мисирниң ички вә ташқи сиясәтлиридә көплигән иҗабийлиқларниң болғанлиқини тәһлилчиләр сөзлимәктә. Мисир президенти мурсиниң көплигән йолсизлиқларни вә черикликләрни йоқ қилип, мисир тарихида йеңи бир дәврни башлатқанлиқи ениқтур. Бу сәвәбтин мисир рәиси мурсиниң инавити өсмәктә вә униңға болған ишәнч күчләнмәктә икән. Болупму ахирқи вақитларда исраилийә билән һамас оттурисидики урушни тохтитишта алаһидә рол ойнаш арқилиқ мурси өзиниң инавитини техиму көтүргән болди.
Сәуди әрәбистанида чиқидиған “оказ” гезитиниң 2012-йили 23-ноябир күнидики санида “ мурси йеңи қанунни елан қилди” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, униңда мундақ дәп йезилған: “мисир рәиси доктор муһәммәд мурсиниң елан қилған йеңи қануни өзиниң һакимийитини күчләндүридиған вә мубарәк заманидики әмәлдарлардин қелип қалғанларни сотлашқа йол ачидиған қанундур. Бу қанунда президентқа 25-январ намайишиниң ғәлибисини қанун бойичә қоғдаш үчүн йетәрлик тәдбирләрни вә қарарларни елишта толуқ һоқуқ берилгән. Бу йәнә мубарәк заманида чиқирилған қанун-түзүм вә қарарларни әмәлдин қалдурушни тәқәзза қилидикән. Мурси бу қанунни елан қилиш билән бир вақитта 25-январ намайиши җәрянида хәлққә оқ чиқарған, хәлқни зәхимләндүргән вә өлтүргән шундақла намайишчиларға қарши суйиқәст пиланлиғанларниң һәммисини сотлап тегишлик җазаси берилидиғанлиқини елан қилди. Мурси чиқарған қарар йәнә, мисирдики алий сот мәһкимисиниң рәисини мәнсипидин елип ташлиди вә орниға йеңидин бириниң сайлинидиғанлиқини вә униң 4 йиллиқ сайлинидиғанлиқини, шундақла йешиниң 40 яштин кичик болмаслиқини очуқ бәлгилигән.”
Йеңи қанунға қарши намайиш
Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған: “мисирда йеңи дөләт қануни елан қилинғандин кейин, қаһирә шәһириниң азадлиқ мәйданиға йүзләрчә киши чиқип, йеңи қанунға қарши намайиш қилған. Намайишчилар ‛йеңи дөләт қануни диктаторилиқниң давамидур‚ дегән шоарларни товлиған. Намайишчилар билән сақчилар оттурисида тоқунушларму йүз бәргән. Буниңдин мәлумки, мисирда мурсиниң һакимийитигә қарши чиққучиларму аз әмәс. Хусусән, мисирдики солчилар, мубарәк яндашлири вә сабиқ президент абдунасирниң һакимийитини тирилдүрмәкчи болғанлар һәммиси мурсиниң һакимийитини қоллимайду.”