Мисирдики ихванлар вә иранниң тәҗрибиси
2012.08.24
Мундин йерим әсирдин көпрәк вақит илгири икки дөләт достлуқ мунасивитини техиму юқири пәллигә көтүрүш мәқситидә 1948 - йили иранниң әйни вақиттики шаһи муһәммәд риза бәһләви мисири падишаһи фаруқниң сиңлиси фәвзийәгә өйләнгән. Әмма бир йилдин кейинла улар аҗришип кәткән. Шуниңдин бири бир заман мисир - иран достлуқи дүшмәнликкә өзгәргән.
Әмма мисир рәиси әнвәр садат дәвридә иран шаһи муһәммәд риза бәһләви әнвәр садатниң 1973 - йилидики исраилийигә қарши урушини қоллап қуввәтлигән вә шаһ билән садат оттурисида қоюқ достлуқ орнитилған. Һәтта шаһ ирандин қоғланған вақиттиму, мисир униңға өз дөлитидә вақитлиқ панаһ бәргән. Бу сәвәбтин болса керәк, иранниң хумәйниси садатқа бәк өч болған. Садатни етип өлтүргән халид исламбули дегән адәмниң намини улуғлайдиған, һәтта униң сүритини иранда пучта маркилириға чаплап тарқитидиған дәриҗигә йәткән.
Мубарәк заманида иран билән мисирниң мунасивити яки достлуқ әмәс яки дүшмәнлик әмәс, оттурида давам қилған. Әмма мубарәк тәхттин чүшкәндин кейин, иран мисир вәзийитини йирақтин көзитиш вә арилашмаслиқ йолини таллиған.
Әмди мисирда ихванулмуслимун җамаити сайламда қазинип, доктор муһәммәд мурси мисирға рәис болғандин кейин, иран бирдинла мисирға йеқинлишидиған болуп қалған.
Зади мисирдики ихванулмуслимун җамаитиниң ирандики хумәйни инқилаби билән болған алақиси қанчилик дәриҗидә? бу һәқтә әрәб дунясиниң мутәпәккурлири охшаш болмиған пикир - мулаһизилирини йүрүтүп кәлмәктә.
Лондонда чиқидиған“оттура шәрқ” гезитиниң 2012 - йили23 - авғуст санида, язғучи абдураһман рашид тәрипидин“ихван вә иран тәҗрибиси” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:“мисирдики ихван җамаитиниң пүтүн дунядики ихванлар билән болған қоюқ мунасивити һәммигә аян. Мисир, пәләстин, сүрийә, еорданийә, йәмән, ирақ вә башқа ислам дөләтлиридики ихванулмуслимун җамаитиниң йилтизи бир. Әмма мисирдики ихванниң ирандики хумәйни дөлиити билән болған алақиси қанчилик дәриҗидә дегән соал муһим. Бәзиләр мисирдики ихван билән ирандики хумәйни дөлитиниң алақисиниң наһайити қоюқ икәнликини сөзләйду. Әгәр әһвал шундақ болса, муһәммәд мурси иран инқилабиниң тәҗрибисини тутмақчи болса, мисирни тоюқ йолға киргүзүп қойиду вә зиян тартиду. Әгәр у түркийиниң тәҗрибисини тутидиған болса, чоқум ғәлибә қилиду, дәп кәскин ейтишқа болиду. Чүнки ирандики хумәйни инқилабиниң сәмәриси болған һакимийәт күндин - күнгә арқиға чекинишкә башлиған болуп, мәғлуп болидиғанлиқи вә униң орнини демократийәниң алидиғанлиқи ениқ. Әмма түркийә турмастин илгириләп маңмақта вә демократийәни һәқиқий җари қилдурмақта.”
Мурсиниң пилани қандақ?
Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған:“мисир рәиси доктор муһәммәд мурсиниң пиланиниң немә икәнликини билиш үчүн техи балдур. Чүнки у, я иранниң яки түркийиниң йолини тутидиғанлиқи тоғрилиқ баянат елан қилмиған икән, биз кесип бир нәрсә дейәлмәймиз. Униң һазирғичә қиливатқан йеңилиқлиридин униң түркийиниң әрдоғани болушни халайдиғанлиқи көрүнүп туриду. Әскәр қоманданларни дәм елишқа чиқириветип, орниға башқиларни сәплигәнлики, 60 йиллиқ әскәр һакимийитини әмәлдин қалдурғанлиқи буниң мисали. Әмма, сиясәтчиләрниң ишлирини билип болмақ қийин. Мурсиниң иран тәҗрибисидин пайдилинишни ойлиған болушиму еһтималдин йирақ әмәс. Чүнки, мисирда хумәйни инқилабиниң тәсири күчлүк. Әмма шу ениқки, иранда болуп өткән 1979 - йилидики инқилаб мисирда болған 2011 - йилдикисигә охшимайду, һәмдә иран шималий курийигә охшаш күчини көрсәтмәкчи болған бир дөләт. Уни ислам дөләтлиригә охшатқили болмайду. Гәпниң қисқиси, иран демократийә үчүн әмәс, бәлки мәғлубийәт үчүн үлгә болалайду. Шуңа әқиллиқ болуш керәкки, мәғлубларни әмәс, ғалибларни дораш керәк.”