Мисирдики хәлқ һәрикәтлири ғәрб мәтбуатлирида қандақ инкас пәйда қиливатиду?

Мисирда башланған демократик хәлқ һәрикити бир һәптидин бери үзүлмәй давам қилмақта. Бу намайишларда һазирғичә 100 дин артуқ киши һаятидин айрилған болсиму, мисир хәлқиниң демократийигә еришиш йолидики ирадиси чиң көрүнмәктә.
Мухбиримиз ирадә
2011.01.31
misir-namayish-305.jpg Мисир ал-таһрир мәркизидики намайиш. 2011-Йили 30-январ.
AFP

Мәзкур вәқә һазир дуня күн тәртипидики әң қизиқ мәсилиләрниң бири болуп қалған болуп, америка вә явропа әллири мәтбуатлири вәқәгә кәң көләмдә йәр бәрмәктә. Көзәткүчиләрниң қизиқишини қозғаватқан мәсилә болса америкиниң йеқин иттипақдиши болған мисирда мәйданға кәлгән вәқәләргә нисбәтән америкиниң шундақла демократик ғәрб әллириниң қандақ позитсийидә болидиғанлиқидур. Ундақта америка вә ғәрб әллириниң вәқәгә болған позитсийиси қандақ, ғәрб мәтбуатлири қандақ пикирләрни оттуриға қоюватиду?

30 Йилдин артуқ вақиттин бери, мисирни диктатор түзүм билән башқуруп келиватқан һүснү мубарәкниң тәхттин чүшүшини тәләп қилип башлиған хәлқ һәрикәтлири күчлинип бармақта. Мисирда кочиға чиқиш чәклинишигә қаримай дүшәнбә күни нәччә он миңлиған киши йәнә қаһирә мәйданлириға йиғилған. Мисирдики һәрқайси өктичи гуруппилар болса сәйшәнбә күни пайтәхт қаһирәдә бир милйон кишилик намайиш орунлаштуридиғанлиқини елан қилмақта. Улар йәнә тәләплири орундалмиғичә намайишни тохтатмаслиқ вә пүтүн мәмликәт бойичә бир һәптилик иш ташлашқа чақириқ қиливатқан болуп, мисир хәлқиниң бир диктатордин қутулуш ирадиси чиң көрүнмәктә.

Мисирда мәйданға кәлгән бу демократик һәрикәтләр америка башлиқ ғәрб әллиридики мәтбуатларниң қизиқ нуқтисиға айланди. Б б с ниң хәвәр қилишичә, ғәрб әллиридики нуқтилиқ гезитләр бу һәқтики хәвәрләргә баш сәһипилиридә йәр бәргән шундақла мисир хәлқиниң әркинлики үчүн қиливатқан күришини қоллаш позитсийисидә болған. Хәвәрдә ейтилишичә, әнглийидә чиқидиған иқтисад вақти гезити бу һәқтики хәвиридә : ғәрб әллири қисқа муддәтлик мәнпәәтлири үчүн қаттиқ қоллуқ реҗимлирини қоллиғанниң орниға, уларни өзгиришкә елип баралайдиған күчләргә җасарәт беришниң амалини издәш керәк.
Америкида 11- сентәбир вәқәсидин кейин әрәб дунясиға қарита " биз демократик болғанлиқимиз үчүн улар биздин нәпрәтлиниду" дәйдиған бир хата чүшәнчә пәйда болди. Ундақ әмәс, әрәбләр вә мусулманлар әслидә ғәрб әллириниң өзлирини әркинликтин мәһрум қоюватқанларни қоллишидин нәпрәтлиниду" дәп язған.

"Америкида бүгүн" гезити болса бу һәқтики хәвиридә юқиридикигә охшашла америкиниң мушу күнгичә мубарәк һакимийитини қоллап кәлгәнликини әйиблигән. Хәвәрдә мисирдики намайишларниң интайин күчлүк болғанлиқини, һазирқи әһвалдин қариғанда буниң мисирда бир дәврниң аяғлашқанлиқидин дерәк беридиғанлиқини баян қилған. Әмма, хәвәрдә мисирда 30 йилдин буян давам қилип кәлгән диктатор реҗим нәтиҗисидә демократийиниң дәрһал орнитилишиға қарита гуман оттуриға қоюлған болуп, һазирқи шараитта мәйли мисирдики "мусулман қериндашлар" тәшкилатиниң яки мисир армийисиниң болсун, вәзийәткә қарита тәйярлиқсиз икәнлики, вәзийәтни контрол астиға алалайдиған күчлүк бир ледерниң чиқиши үчүн вақит кетидиғанлиқи баян қилған.

Әнглийидә чиқидиған муһапизәтчи гезитиму мисир армийисиниң техи һүснү мубарәкни йоқитишқа тәйяр әмәсликидәк бир нуқтини гәвдиләндүргән.

Ғәрб әллири ледерлири мисирдики вәзийәтни йеқиндин көзәтмәктә. Дүшәнбә күни явропа бирликиниң ташқи ишларға мәсул хадими кәтрин әштон һүснү мубарәкни намайишчиларниң тәлипини бәҗа кәлтүрүшкә чақирди. У берюсселда явропа бирликигә әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириниң йиғинида қилған сөзидә : "мисирда һәммә тәрәпләр ортақ иштирак қилған бир диалог башлиниши керәк" деди.

Америка президенти барак обама болса мисирда хәлқниң арзусиға лайиқ бир һөкүмәтниң тинч бир шәкилдә қурулуши керәкликини ипадә қилди. Дәрвәқә, мисирдики вәқәгә нисбәтән америка башчилиқидики ғәрб әллириниң қандақ позитсийидә болидиғанлиқи вә мисирдики бу қетимлиқ хәлқ һәрикәтлириниң нәтиҗисиниң немә болидиғанлиқи көзәткүчиләрниң бирдәк диққитини қозғаватқан нуқтилар болуп қалди. Бу һәқтә елан қилинған мулаһизиләр болса, мисирдики хәлқ һәрикәтлириниң нәтиҗисидә, һүснү мубарәк дәвриниң аяғлашқанлиқи, һазирқи мәсилиниң пәқәтла вақит мәсилиси икәнликидә ортақлашмақта. Б б с бу һәқтә елан қилған мулаһизисидә мундақ дәп көрсәткән :
"Америка өзиниң оттура шәрқ сиясити үчүн муһим болған мисирлиқ иттипақдишидин ундақ асан ваз кәчкүси кәлмигән болсиму, әмма һүснү мубарәкниң дәрһал болмисиму, йеқин кәлгүсидә вәзиписидин истепа бериши керәкликини тилға елишқа башлиди. Йәни пүтүн булардин шуни дейишкә болидуки, нөвәттики мәсилә, мубарәкниң тәхттин чүшидиған яки чүшмәйдиғанлиқи әмәс, пәқәтла қачан чүшидиғанлиқи мәсилисидур."

Мулаһизидә бу вақит һәққидә тохтилип :"бу йил сентәбирдә елип берилиши пиланланған дөләт башлиқи сайлими мубарәкниң ғурурини сақлап қалған һалда вәзипидин айрилиши үчүн яхши бир пурсәт болуши мумкин. Әмма, намайишчиларниң әлпазидин улар сентәбиргичә күтүп туридиғандәк қилмайду. Униң үстигә, мисир армийисигә намайишчиларға қорал күчи ишләтмәслик һәққидә буйруқ кәлди. Америкиниң мисир армийиси үстидә муһим тәсири бар. Америка һәр йили мисир армийисигә 1 милярд доллар һәрбий ярдәм қилиду, мисир армийисиниң америка техникисиға еһтияҗи бар, америка ташқи ишлар министири килинтон сентәбирдики сайламни сақлимайла, йеңи сайламниң елип берилишини тилға алди. Йәни бу дегәнлик мубарәк тәхтин чүшиду, әмма өктичиләрниң вақитқа еһтияҗи бар дегәнлик. Йәни, һазирқи омумий вәзийәттин елип ейтқанда, америка мисирдики бу һәрикәтни яхши бир тәрәп қилалайдиғанлиқиға ишиниду."

Америкидики нуқтилиқ телевизийә қаналлиридин с н н телевизийисиниң мулаһизичиси фарид зекерия бу һәқтә елан қилған мулаһизисидә мундақ дәйду: "мәнчә, америка президенти барак обама очуқ бир тил билән һүснү мубарәктин дәрһал болмисиму, йеқин кәлгүсидә истепа беришини тәләп қилиши керәк. Мисирниң йеңи муавин президенти чоқум йеңи асасий қанунни турғузуп чиқиши, бу асасий қанун кишилик һоқуқни, аз санлиқлар мәнпәитини, ипадә әркинликини вә демократик сайламни күчлүк һалда қоғдайдиған бир асасий қанун болуши керәк. Обама очуқ ‏- ашкара һалда мубарәкни истепа беришкә чақирмисиму, әмма уни чоқум йоқитиши керәк."

У йәнә сөзиниң давамида мундақ дәйду: "америка нәччә он йил илгирила, мисирни ислаһат қилишқа чақирип кәлгән. Әмма, һүснү мубарәк һечқачан бу сөзгә әстайидил муамилә қилмиди. Өзгиришләр билән йүзләшмиди. Хәлқниң алдиға чиқип бақмиди. Әмма, у ахирида хәлқниң қаршилиқ һәрикәтлиридин қечип қутулалмиди, мана бу диктаторларниң ақивити."

Ғәрб мәтбуатлири мисир һәққидә юқиридикидәк мулаһизиләрни қилиш билән бир вақитта йәнә, дунядики йәнә бир диктатор һакимийәт болған хитай һөкүмитиниң вәқәгә тутқан позитсийисиниму нәзәрдин сақит қилмиди. Һәрқайси ахбарат агентлиқлири вә вал стрет журнилиға охшаш журналлар һәммиси дегүдәк, бейҗиңниң мисирдики диктатор һакимийәткә қарши һәрикәтләр тоғрилиқ хәвәрләрни толуқ елан қилмайватқанлиқини хәвәр қилди.

Хәвәрләрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити тунис вә мисир қатарлиқ африқа вә әрәб әллиридә мәйданға келиватқан вә пүтүн дуня мәтбуатлириниң қизиқ нуқтиси һалиға айланған демократик һәрикәтләрни мәмликәт ичидә тарқитилишиға чәклимә қойған.

Бу һәқтики наһайити қисқа вә бир қанчә мәзмунлар биләнла чәкләнгән хәвәрләрниң сиртида, хитайдики издәш маторлирида мисир һәққидә учур чиқмайдиған болуп қалған. Униң үстигә дүшәнбә күни хитай даирилири мисирдики вәқә һәққидә елан қилған баянатида, мисирдики вәзийәтниң нормаллишишини үмид қилидиғанлиқини билдүрүш биләнла болди қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.