Язғучи вә мухбир үлрика еңистрөм: мо йәнгә нобел мукапатини бериш шиветсийә пәнләр академийисиниң азаплиқ бир иши
2012.10.12
Муназириниң асаси тимиси хитай язғучиси мо йәнниң шиветсийә оқурмәнлиригә натонушлуқи вә униң хитай коммунистик партийисигә әза болғанлиқидәк арқа көрүнүши болуп, униң бу мукапатқа лайиқлиқида гуман пәйда қилған. Шиветсийидики чоң гезитләрдин болған “күндилик хәвәрләр”, “шиветсийә күндүз гезити” қатарлиқ гезитләрниң тор бәтлиридики муназирләргә шиветсийидики даңлиқ әдәбият тәниқидчилириму пикир қатанштурған болуп, улар пикирлиридә шиветсийә оқурмәнлиригә пүтүнләй натунуш болған бир хитай язғучисиға нобил мукапатниң берилиши уларни һәйран қалдурғанлиқини билдүргән. Улар мухбирларниң зияритини қобул қилғанда, мо йән исимлик бир язғучи барлиқини билмәйдиғанлиқини, униң әсәрлирини оқуп бақмиғанлиқини баян қилиду. Нобел мукапати тарқитилған күни кәчтә нобел әдәбият мукапатини баһалаш комитетиниң рәиси петер еңлунд “күндилик хәвәрләр” гезитиниң тор бетидә оқурмәнләр билән йүз көрүшүп, уларниң сориған соаллириға җаваб бәргән. Оқурмәнләрниң петер еңлунддин сориған соаллири йәнила мо йәнниң шивет оқурмәнлиригә натонушлуқи, униң әсәрлири шивет тилиға тәрҗимә қилинмиғанлиқи, нобел мукапатини баһалаш комитетидикиләрниң немә мәқсәттә уни нобел мукапатиға лайиқ көргәнлики қатарлиқ соалларға мәркәзләшкән.
Мәдәнийәт инқилабидин кейин уйғур елини зиярәт қилған тунҗи чәтәллик болуш сүпити билән “йипәк йоли” намида китаб йезип шиветсийидә нам чиқарған язғучи ян мордал тор йүзидә баян қилған пикиридә мундақ дәйду :гәрчә мән мо йәнниң китабини оқумиған болсамму, хитай тилидики радиодин униң нобел мукапатиға иришкәнликини аңлап һәйран қалдим. Чүнки, хитайлар нобел мукапатини шиветсийиниң сиясий баянати дәп қарайду.Бу хитайниң шиветсийә билән болған мунасивитидә йеңи бир өзгириш пәйда қилидиғанлиқиға ишинимән.
Шиветсийилик язғучи вә мухбир үлрика еңстрөм мундақ дәйду: мән әдәбиятниң сиясий өзгириштә муһим роли бар дәп қараймән, шуңа мән шиветсийә пәнләр академийисиниң мо йәндәк сиясий өзгириш қилишни халимайдиған, мәвҗут һакимийәтни қоллайдиған, хитай һөкүмитини тәниқид қилғучилардин вә охшимиған пикир еқимидикиләрдин өзини қачуридиған мушундақ бир адәмгә нобел мукапатини беришини шиветсийә пәнләр академийисиниң азаплиқ бир иши дәп қараймән.
Шиветсийә ташқи ишлар сиясий инститотиниң хитай ишлири мутәхәссиси йоһан лагеркиүст мундақ дәйду: мән һазирғичә униң язғучилиқ һаятида сиясий мәсилиләргә ярдәмдә болғанлиқини көрмидим. Һеч болимиғанда у хитайдики парихорлуқни болсиму тәниқид қилип бақмиди. Униң үстигә хитай коммунистик партийисиниң әзаси болуп, хитай һөкүмити униң намидин пайдилип өзиниң тәшвиқатини елип баридиғанлиқи ениқ.
Лекин, шиветсийиниң сода министири ева бйөрлиң мундақ дәйду: нобел мукапати наһайти күчлүк бир тавар маркиси, мәйли у кимгә тарқитилсун, у шиветсийини тонуштуриду. Шуңа нобел әдәбият мукапатиниң хитай язғучиси мо йәнгә берилиши хитай билән шиветсийиниң сода мунасивитидә йеңи бир йүксилиш әкилидиғанлиқи ениқ.
Шиветсийиниң ахбаратлирида буниңға мунасивәтлик учурлар наһайти көп болуп, көпинчә мулаһизичиләр шиветсийә пәнләр академийисиниң мо йәнгә бу йиллиқ әдәбият мукапатини беришидә, униң әдәбият саһасидә қолға кәлтүргән нәтиҗилиридин көрә шиветсийә билән хитай оттурисидики қоюқ сода мунасивити асаслиқ рол ойниған болуши мумкин дәп, қаримақт, чүнки шиветсийә билән хитайниң оттурисидики импорт - експорт содиси наһайити җанланған. Импорт - експорт торбетидики учурлардин мәлум болушичә, һазир шиветсийиниң хитайда 650 карханиси вә 800 данә һәр хил иш беҗириш тармақ органлири болуп, йиллиқ емпорт соммиси 5.35 Милярд шивет кронидин ашидикән. Униң үстигә шиветсийиниң әң даңлиқ аптомобил маркиси болған “волво” ширкитини хитайниң җелий ширкити сетивалған болуп, волво ширкитидә ишләйдиған 10миңдин артуқ ишчи - хизмәтчиләр хитай ширкитиниң иқтисади һамийлиқида қалған.
Мулаһизичиләрниң билдүрүшичә, иқтисади җәһәттики бу хил амиллар шиветсийә пәнләр акадимийисиниң бу йиллиқ әдәбият мукапатини хитай язғучисиға беришкә идийә нишани турғузуп бәргән болуши мумкин икән. Шиветсийә уйғур комитетиниң муавин рәси абдушукур самсақ бу һәққидә пикир баян қилди.









