Муһаҗирәттики уйғурлар дуч келиватқан йеңи мәсилиләр немә?
2012.11.23

У йәнә 2009 - йили 5 - еюл вәқәсиниң, бүгүнки уйғур миллий роһида җуғланған барлиқ ички - ташқи амиллардин тәҗрибә - савақларни йәкүнләп, тарихтики әң зор еттипақлиққа йүзлинишигә алаһидә тәсир көрсәткәнликини илгири сүрди.
Әсәт сулайман әпәнди икки мәнбәдики уйғурларниң миллий кимликини қоғдаш вә әсли кимликигә қайтишқа интилиш урунушлирини силиштурма қилип: орта асия тәвәликидин кәлгән уйғурларниң қизғинлиқи вә теришчанлиқи, шәрқий түркистандин кәлгән уйғурларға қариғанда көрүнәрлик болуватмақта; деди.
У йәнә бу хил һәртәрәплимә еҗабий ойғиниш вә йүзлинишләрниң тоғра пикир вә мукәммәл пилан билән йөзләндүрүлүши лазимлиқини, уйғур зиялийлириниң бу җәһәттә актиплиқ билән рол ойниши лазимлиқини тәкитлиди.
Униң билдүрүшичә, явропадики уйғурларниң түркийигә охшаш миллий мәдәнийәттә ортақлиқи болған йәрләрни зиярәт қилип туруши, улардики миллий кимликигә интилишниң ипадиси икән.
Доктур әсәт сулайман әпәнди вәтән сиртидики уйғурларниң өз кимликини ездәш вә җари қилдуруш роһида йүксилиш болуватқанлиқидин илһамлинип, муһаҗерәттики уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип биришниң замани кәлгәнликини билдүрди.