Хитайниң қаршилиқи әмәлийәттә рабийә қадир ханим һәққидики филимни техиму даңдар қилмақта
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.10.29
2009.10.29

www.theepochtimes.com Дин елинди. (Paul Crock/AFP/Getty Images)
Мәзкур филим барғанчә қарши елиниватқан бир пәйттә, шинҗаң хәвәр тори бүгүн әксичә "рабийә қадир һәққидә ишләнгән филимниң дуняда тарқитилиши тосқунлуққа учриди" дегән темида хәвәр елан қилди. Бу мунасивәт билән биз рабийә қадир ханимниң вашингитондики ишханисиға телефон қилип "муһәббәтниң 10 шәрти" филиминиң һазирғичә болған тарқитилиш, қарши елиниш әһваллири һәққидә мәлумат алдуқ.
"Муһәббәтниң 10 шәрти" дин ибарәт рабийә қадир ханимниң һаяти әкс әттүрүлгән бир саәт әтрапидики һөҗҗәтлик филим, гәрчә ишлиниш сүпити, бәдиий қиммити җәһәттә адәттики бир һөҗҗәтлик филим болсиму, әмма униң қозғиған аммиви инкаси вә тамашибинларға елип кәлгән мәниви қиммити, ахбарат саһәсидә қозғиған тәсири аҗайип зор болмақта.
Һалбуки, хәлқара җәмийәтниң күчлүк әйиблиши һәмдә тәнқидигә писәнт қилмай мәзкур филимни байқут қилиш һәрикитини тохтатмай кәлгән хитай даирилири һазирға қәдәр рабийә қадир ханим һәм у һәққидики һөҗҗәтлик филимға қарши тәтүр тәшвиқатини давамлаштурмақта. Хитай һөкүмити башқурушидики шинҗаң хәвәр тори 29 - өктәбир санида рабийә қадир ханим вә у һәққидә ишләнгән филимниң "дуняда тарқитилиши тосқунлуққа учриди" дәп хәвәр елан қилди. Шундақла филим режиссори җоһан " мәзкур филимниң хәлқарада базар тапалмиғанлиқини етирап қилди," дәп язди.
Шундақла хәвәрдә, "бөлгүнчи рабийә қадир һәққидә ишләнгән һөҗҗәтлик филим муһәббәтниң 10 шәрти филими һазирғичә хәлқарада һечқанчә қизиқиш қозғиялмиди, униң мәзмуни бәк сәзгүр, зиддийәтлик болғачқа, асасән алидиған һечқанчә дөләтму чиқмиди," дәп язған.
Әмәлийәттә буниң дәл әксичә, валл стрерт журнилида буниңдин бир күн бурун йәни 28 - өктәбир күни "рабийә қадир филими зор диққәт қозғиди" дегән темида мақалә елан қилинған иди. Мәзкур мақалида дәл филим режиссори җоһан левисниң сөзини нәқил алған болуп, җоһан ливесниң чүшәндүрүшигә қариғанда, пәқәт тәйвәндила мәзкур филим алаһидә қизиқиш қозғиғанлиқи үчүн, йәрлик филим тарқатқучилар мәзкур филимни 45 қетим қоюшқа орунлаштурған, йәнә нурғун мәктәпләр, оқуғучиларға бу филимни көрситишни орунлаштурмақчи икән.
Биз рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән һөҗҗәтлик филимниң һазирғичә қанчилик қизиқиш һасил қилғанлиқи һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат елиш үчүн, рабийә қадир ханимниң вашингитондики ишханиси билән алақилаштуқ, рабийә ханимниң катиплиридин зубәйрә ханим бу һәқтики соаллиримизға җаваб бәрди.
Енгилиз тилида чүшәндүрүш берилгән бир саәт әтрапида ишләнгән һөҗҗәтлик филим "муһәббәтниң 10 шәрти" һазирғичә, австралийә, тәйвән кино филим фестиваллирида көрситилгәндин башқа, йеңи зеландийә маори теливизийиси, ислам теливизийә қанили вә вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиға охшаш хәлқаралиқ инсан һәқлири тәшкилатлириниң тор бәтлири шуниңдәк йәнә нурғун дуняви тор бәтләргә қоюлуп, көрүш нисбити, қарши елиниши җәһәттә даңдар филимлардин қелишмайдиған дәриҗидә қарши елинмақта һәмдә ғулғула қозғимақта, буниң билән дуняда һазир нурғун дөләт һәмдә кино филим, телевизийә ширкәтлири мәзкур филимға қизиқмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.