Уйғур йезилиридики муһит булғиниши деһқанларда наразилиқ пәйда қилмақта
2011.06.03

Уйғур районлуқ һөкүмәт уйғур район йезилиридики мана мушу хил булғинишларни түзәш үчүн 300 милйон мәбләғ салидиғанлиқини елан қилған иди.
Уйғурларниң инкаслириға қариғанда хитай һөкүмитиниң уйғур йезилиридики пилансиз қурулушлири деһқанларда бәлгилик наразилиқ пәйда қиливатқан икән.
Уйғур хәлқи әзәлдин тәбиәтни сөйүп, уни асрап кәлгән хәлқ. Гүл тикип, мевилик бағ ясаш, олтурған һойла-арамлирини йешиллиққа пүркәп сәрәмҗанлаштуруш уйғурларниң миллий әнәнисиниң айрилмас бир қисми. Әмма һазир түрлүк сәвәбләр түпәйли уйғур елидики муһит булғиниш әһвали һәрқайси чоң шәһәрләр вә қанас, сайрамға охшаш тәбиий районлардин ешип, йеза-қишлақлардиму еғирлишип бармақта. Бизниң игилишимизчә, йезиларда хитай даирилири тәрипидин йолға қоюлған “йәр тәврәшкә чидамлиқ өй қурулуши”, “әмин өй қурулуши” қатарлиқ қурулуш пиланлири, шундақла һалқима тәрәққият сияситидин пайдилинип ичкиридин кәлгән мәбләғ салғучиларниң җай-җайларда башлинип кәткән завут-кархана қурулушлири җүмлидин бу қурулушларға хиш тәйярлайдиған хумданлар уйғур йезилиридики муһит булғинишиға сәвәб болуватқан асаслиқ амил.
Бүгүн шинхуа агентлиқиниң хәвиридин қариғанда, хитай мәркизи һөкүмити вә уйғур районлуқ һөкүмәт бирликтә уйғур елидики йеза-қишлақларниң муһит әһвалини түзәш үчүн 300 милйон йүән мәбләғ салидиғанлиқини елан қилған. Хәвәрдә, пилан бойичә, қәшқәр, ақсу, хотәндики адәм зич, муһити начар җайлар вә или, алтай, чөчәктики тәбиий қоғдилидиған районлар асас қилинған һалда муһитни түзәш хизмити ишлиниду, дейилгән. Әмма чәтәлләрдики уйғур паалийәтчиләр уйғур йезилиридики муһит булғиниш мәсилисиниң хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан сиясити билән биваситә бағлинишлиқ икәнликини илгири сүрмәктә.
Америкидики уйғур паалийәтчиси илшат һәсән әпәнди уйғур елидики муһит булғинишини хитай һөкүмитиниң уйғур елигә хитай көчмән йөткәш сиясити билән биваситә мунасивәтлик дегән көз қарашта.
Илшат һәсән әпәнди йәнә, уйғур елидики муһит мәсилисини тилға алғучиларниңму хитай һөкүмитиниң бесимиға учрайдиғанлиқини, шуңа сиясәт өзгәрмигүчә буниң ялғуз мәбләғ селиш биләнла оңшалмайдиғанлиқини ейтти.