Шәпқәтсиз намратлиқ, вәйран қилиниватқан уйғур мәдәнийити (2)
Ихтияри мухбиримиз әкрәм
2011.12.25
2011.12.25
Мәдәний мираслар бибаһа байлиқтур. Дамико йезисидин мәдәнийәт байлиқлирини оғурлап сетиватқан оғрилар һичқачан бу мирасларниң һәқиқи қиммитини билгән әмәс. Уларни „алтунни кисәкниң орнида сетиватқан оғрилар" дейиш мүмкин.
Шинхуа агентлиқи 21 - декабир елан қилған „дөләт дәриҗилик намрат наһийидики мәдәнийәт оғрилириниң әсәбийлики" намлиқ мақалиға асасланғанда, бундақ қанчә йүз милйон сомлуқ рәсимләрниң оғурлуқчә қезиш җәрянида бузуветилгән парчилири дамико раюнида сайниң тешидәк чечилип ятмақта. Хитай һөкүмити һазирға қәдәр дамико раюнидики мәдәнийәт оғрилиридин 30 дин артуқ адәмни тутуп, қанчә миң парчә там рәсимлири, сапал буюмлар, мис тәңгиләр вә тоқулма боюмларни қолға чүшүргән болсиму, уйғур миллитиниң тарихиға шаһит болғуси бу асарә - әтиқиләрни һәқиқи қоғдашқа йәнила сәл қарап кәлмәктә. Оғрилиқчә қезиш, бузуш давамлашмақта.
Мақалиға асасланғанда, бу районни қоғдашқа бәлгиләңәнләрниң айлиқ муаши йиллардин буян 100 йүән болуп кәлгән. Уйғур диярида 100 йүәңә һазир аран 2 кило гөш сетивалғили болиду. Хитай мәдәний мирасларни қоғдаш идариси вә уйғур аптонум раюнлуқ мәдәнийәт идарилири бу районни оғрилардин қоғдашни күчәйтишни тәләп қилғанда, чира наһийиси қоғдиғучиларниң муашини өстүрүп беришкә қурбити йәтмәйдиғанлиқини, уларниң турмушта қийниливатқанлиқини хитай юқири дәриҗилик органлириға көп қетим мәлум қилған. Әмма һечқандақ ярдәмгә еришәлмигән. Көлими 100 квадират километр келидиған бу асарә - әтиқиләр дунясини қоғдашқа мәсул болған мутәллип қатарлиқ үч нәпәр уйғур хизмәтчиниң һәтта чарлаш елип баридиғанға мототсикилити яки төгиси болмиған. Улар пиядә йол йүрүшкә тайинип қоғдаш хизмитини давамлаштурған.