Норвегийә билән хитай мунасивитиниң тарихи җәряни
2010.12.17
Өзи һакимийәт йүргүзүватқан бир пәйттә йүз бәргән нобел тинчлиқ мукапати вәқәсидин қаттиқ ғәзәпләнгән ху җинтав норвегийигә икки йиллиқ ембарго йүргүзүш қарарини чиқарди.
Хитай һөкүмитини бу дәриҗидә ғәзәпләндүргән нәрсә икки тәрәп оттурисидики узун йиллиқ иқтисади достанә мунасивәтниң норвегийә тәрәптин һесабқа илинмиғанлиқи яки йүз-хатирә қилинмиғанлиқи болуп, бу һәқтә норвегийидики мәтбуатларда икки тәрәпниң тарихи мунасивити тәпсилий чүшәндүрүлгән.
Норвегийә билән хитай 1954-йили 5-өктәбирдә дипломатик мунасивәт орнатқан вә икки дөләт оттурисидики мунасивәт тәдриҗий тәрәққий қилған. 2007-Йили норвегийиниң хитайға қаритип йолға қоймақчи болған пиланлиқ истратегийисидә сода, инсан һәқлири, иҗтимаий параванлиқ әндизиси, хәлқаралиқ һәмкарлиқ, муһит вә килимат қатарлиқ бәш тәрәп асаси нишан қилип бекитилгән
1997-Йилидики норвегийә билән хитай оттурисидики юмилақ үстәл йиғинида инсан һәқлири мәсилиси һәққидә пикир алмаштурулған һәм норвегийә билән хитай оттурисида әркин сода келишими имзалаш мәсилисидә муназириләр болуп өткән.
1963-Йилдики икки дөләт оттурисида мақулланған мәдәнийәт алмаштуруш келишими 2009-йили хитайниң сабиқ мәдәнийәт министири чән хавгуаңниң норвегийә зияритидин кейин қайта йеңиланған болуп, бу мәдәнийәт һәмкарлиқи, оқутуш, тәкшүрүп тәтқиқ қилиш қатарлиқ саһәләрни өз ичидә алған. юқирида тилға елинған тәтқиқат даириси су, кислаталиқ ямғур, килимат, қутуп амили, белиқчилиқ, сәһийә, доригәрлик,кархана иқтисади вә рәһбәрлик сәнити қатарлиқ тәрәпләрни өз ичигә алған. Оқуғучи алмаштуруп оқутуш җәһәттә икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқ тез сүрәттә тәрәққий қилған болуп,норвегийидики хитай оқуғучилар сани башқа чәтәллик оқуғучиларға қариғанда көп санни игилигән. Шуниң билән биргә хитай тилини норвегийә яки хитайда туруп өгинидиған норвеглар тәдриҗий көпәйгән. Норвегийидә 700 дин артуқ хитай оқуғучи оқуған болса, 300дин артуқ норвег оқуғучи қисқа яки узун муддәтлик пилан билән хитайда оқуған.
2007-Йили күздә бейҗиң чәтәт тили университетида тунҗи қетим норвег тили бойичә бакалаврлиқ унвани бериш йолға қоюлған болуп, буниңда норвегийә җәмийити вә тили һәққидики билимни өстүрүш асаси мәқсәт қилинған. Буниңдин башқа, икки дөләт оттурисидики ташқи ишлар вә әлчиләр мунасивитидиму көп тәрәплимилик тәрәққиятлар барлиққа кәлгән. Йәнә икки тәрәп мәбләғ селиш түрлирини б д т системиси вә дуня банкиси арқилиқ елип барған. 2009-Йилниң өзила норвегийә хитайға 100 милйон кронәр (тәхминән 16.67 Милйон америка доллири) ярдәм қилған. 2010-Йилидики май ейидин өктәбиргичә давамлашқан шаңхәй хәлқаралиқ көргәзмидә норвегийә шаңхәйдә көргәзмә сарийини ясап бу көргәзмигә қатнашқан.
1995-Йилдин башлап икки дөләт оттурисидики зиярәт, болупму норвегийиниң хитайға қаратқан иқтисади, сода вә түрлүк дипломатийә тәрәплиридики зиярити тез йүксәлгән. 2004-Йилдин бери падишаһ, ханиш вә шаһзадидин башқа министир дәриҗилик әмәлдарларниңла хитайға қарита елип барған зиярити 31 қетимға йәткән болса,2005-йилдин бери хитайниң сабиқ вә һазирқи министирлириниң норвегийигә қилған зиярити 8 қетим болған.
Буниңдин башқа 2004- йилдин 2009-йилғичә норвегийиниң хитайдин импорт қилған таварлириниң омуми қиммити 123 милярд 766 милйон кронәргә йәткән болса, хитайға експорт қилған таварлириниң омуми қиммити 4 милярд 876 милйон кронәргә йәткән.