Норвегийидә 5-июл вәқәсини хатириләш намайиши өткүзүлди
2011.07.05

Буниңдин икки йил илгирики дәл мушу күндә өзлириниң инсани һәқ-һоқуқлирини тәләп қилип тинч намайишқа чиққан уйғурлар қанлиқ қирғин қилишқа учриған, миңлап бигунаһ кишиләр тутқун қилинған, из-дерәксиз йоқап кәткән иди. Мушу қанлиқ тарихни мәңгү унтумаслиқ,,өлүп кәткән, йоқап кәткән қериндашлириниң из-дерикини қилиш, уларға болған чоңқур сеғиниш вә һөрмитини изһар қилиш вә бу қанлиқ паҗиәниң түп сәвәбчиси болған мустәбит хитай һакимийитигә болған қәһри-ғәзипини билдүрүш шундақла хитай һакимийитиниң қанхор сиясий чүмпәрдисини йиртип ташлап уларниң һәқиқий маһийитини хәлқарада ашкарилашни чәтәлләрдә яшаватқан һәр бир уйғурниң муқәддәс вәзиписи һесаблиған норвегийидики бир қисим уйғурлар бүгүн иш күни болушиға қаримай намайиш паалийити елип барди.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси пәрһат яқуп әпәнди бүгүнки намайиш һәққидә тохталди.
Норвегийә уйғур комитетиниң баш катипи турсун шәмши әпәнди бүгүнки намайишниң күн тәртиплириниң интайин яхши давам қиливатқанлиқини баян қилди.
Бүгүнки намайишқа яш-өсмүрләрму актиплиқ билән иштирак қилған болуп, әтраптики кишиләргә намайиш вәрәқилирини тарқитип кетиватқан кичик қиз оз тәсиратини билдүрди.
Өз исмини ашкарилашни халимиған, әмма намайиш җәрянида әң җәңгивар шоарларни тохтимай товлап өзиниң хитай һөкүмитигә болған ғәзәп-нәпритини ипадилиди.
Бүгүнки намайиш шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқини егиз көтүрүп, хитайға қарши түрлүк шоарларни җараңлиқ товлап, өзлириниң һәқ-һоқуқлири вә хитайниң мустәбит сияситини шоарлири, сүрәтлик тәшвиқат плакатлири вә тәшвиқат вәрәқилири билән тәшвиқ қиливатқан намайишчиларниң тәртиплик паалийәтлири арқисида чүш саәт иккидин бәшкичә мувәппәқийәтлик давамлашти.