Норвегийидә икки җумһурийәт күни хатириләнди

Норвегийә уйғур комитети һәр йилқиға охшашла йәнә 12 - ноябир күни 1933 - йили 12 - ноябир күни қурулған шәрқи түркистан ислам җумһурийити билән 1944 - йили 12 - ноябир күни қурулған шәрқи туркистан җумһурийитини хатириләш паалийити өткүзди.
Мухбиримиз айгүл йүсүп
2008.11.13
Exmetjan-uch-wilayet-305.jpg Сүрәттә, әхмәтҗан қасими, сәйпидин езизи, абдикирим аббасоп вә исқақбәк.
RFA Archive

Шәрқий түркистан күрәш тарихида дәвир бөлгүч әһмийәткә игә болған икки җумһурийәтниң хатирә күнини тәбрикләш пүтүн дунядики барлиқ уйғурларға ортақ болған паалийәт болуп,бу күнни әстин чиқармаслиқ вә өсүп йетиливатқан уйғур яш - өсмүрлиригә чүшәндүрүш интайин муһимдур.

Мушу мунасивәт билән норвегийә уйғур комитетидики рәһбәрләр вә һәйәт әзалириниң тәшкиллиши билән норвегийиниң җөвик шәһиридә олтурушлуқ уйғур җамаити 12 - ноябир хатириләш паалийитини әң алди билән башливәтти. Әң әһмийәтлик болғини улар әтигәндила уйғур қериндашлириға тәбрик телефунлирини беришкәндин башқа йәнә, шәрқий түркистанниң ай - юлтузлуқ көк байриқини ишик алдиға есип хатириләш күнигә алаһидә мәна қошти. Буниңдин башқа, улар чүштин кейин саәт төттин кәч саәт сәккизгичә мәхсус хатириләш паалийити елип барған болуп паалийәткә уйғур қериндашлардин башқа шу йәрдики уйғур мәсилисигә қизиққучи норвегларму тәклип қилинди .

Паалийәткә қатнашқан уйғур җамаити уйғурчә әнәниви кийимлирини кийишип,уйғурчә таамларни зал ичигә тизип паалийәт мәзмунини бейитти. Паалийәт йетәкчилири икки җумһурийәтниң қурулуш тарихи һәққидә меһманларға тәпсилий чүшәндүрүш берип өтти . Уйғурлар һәққидә ишләнгән мәхсус филимлар қуюлуп норвег меһманларниң алаһидә диққитини қозғиди. Уйғур яш - өсмүрлири өзлири тәйярлиған нахша - музикиларни орунлап паалийәткә техиму йеңи мәзмун қошти.

Норвегийә уйғур комитетиниң баш катипи пәрһат яқуп әпәнди бу қетимқи тәбрикләш паалийити һәққидә, шундақла, паалийәткә қатнашқан норвегларниң уйғурлар һәққидики тәсирати һәққидә тохтилип өтти.

15 - Ноябир күни норвегийә уйғур комитети пайтәхт ослода йәнә бир қетим җумһурийәт хатирә күнини тәбрикләш паалийити өткүзүшни пиланлиған болуп мәзкур паалийәт күнидә йәнә норвегийә уйғур комитети тәрипидин йеңидин қурулған уйғур яшлириниң путболчилар әтритигә йеңидин лайиһилинип тикилгән тәнһәрикәтчиләр кийими тарқитип берилидикән вә шу күни бир қетим путбол мусабиқиси өткүзилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.