Нурбәкри қатарлиқларниң һөкүмәт хизмити доклати чәтәлләрдә тәнқидкә учримақта
Мухбиримиз миһрибан
2010.01.20
2010.01.20

www.tianshannet.com Дин елинди.
Хитайниң уйғур аптоном райониға тәйинлигән рәиси нурбәкри Қатарлиқлар, уйғур аптоном райониниң 11 - нөвәтлик хәлқ қурултийи 3 - омумйиғинида бәргән доклатида, өткән бир йил ичидә һөкүмәтниң асаси хизмити муқимлиққа капаләтлик қилип, миллий бөлгүнчи күчләргә қаттиқ зәрбә бериш болғанлиқини, 2010 - йиллиқ хизмәт пиланидиму асаси күчни мәркәзләштүрүп қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини қәтий давамлаштуридиғанлиқини оттуриға қойған.
Нурбәкри қатарлиқларниң бу доклати елан қилинғандин кейин, дуня уйғур қурултийи һәм чәтәлләрдики демократик идийидики зиялийлар дәрһал инкас қайтуруп, хитайниң уйғур аптоном районида муқимлиқни баһанә қилип, уйғурлар үстидин бастуруш сиясити йүргүзүватқанлиқини тәнқидлиди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди бүгүн зияритимизни қобул қилип, уйғур аптоном район һөкүмитиниң рәиси нурбәкриниң нөвәттә хитай бойичә әң намрат һаләттә туруватқан уйғурларниң иқтисади турмушини яхшилашни нуқтилиқ орунға қоймастин, бу районда йәнила муқимлиқни тәкитләп, уйғурлар үстидин қаттиқ бастуруш сиясити йүргүзүшни җар селишиниң, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң бу райондики таҗавузчилиқ сияситини капаләткә игә қилиш үчүн икәнликини оттуриға қоюп, хитай һөкүмитиниң бу райондики сияситини тәнқидлиди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди, нур бәкриниң, "уйғур аптоном районида, муқимлиқ һәмминиң капалити, шуңа иҗтимаий, сиясий вәзийәтниң муқимлиқини қәтий сақлаймиз, миллий бөлгүнчиләрдин қәтий мудапиәлинимиз, уларға қаттиқ зәрбә беримиз, тәшәббускарлиқ билән һуҗумға өтүш, баш көтүргән һаман зәрбә бериш, дүшмәнни алдин уҗуқтуруш принсипида чиң туримиз," дегән сөзини тәнқидләп, әгәр өз - һәқ һоқуқлирини тәләп қилған уйғурлар мана мушу хил сиясәт билән давамлиқ бастурулидиған болса, хитай һөкүмитиниң бундин кейин шәрқий түркистан вәзийитини қорал күчигә тайинип контрол қилған һаләттиму, ахирқи һесабта өз һөкүмранлиқини узун муддәт сақлап қалалмайдиғанлиқини оттуриға қоюп, хитай һөкүмитини уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сияситини тохтитишқа чақирди.
"Бейҗиң баһари" журнилиниң баш муһәррири хупиң әпәнди, зияритимизни қобул қилип, нөвәттикидәк вәзийәттә, әсли хитай һөкүмити, уйғур аптоном районида муқимлиқини тәкитләшниң орниға, бу районда яшаватқан уйғурларниң һәқ - һоқуқлириға һөрмәт қилип, бу район хәлқиниң өз районидики байлиқлириға игә болушиға йол қоюп, йәрлик уйғурларниң турмушини капаләткә игә қилғинида андин бу районда ниспи муқимлиқни барлиққа кәлтүргили болидиғанлиқини баян қилди.
Хупиң әпәнди мундақ деди: "һазир хитай һөкүмити бу районда муқимлиқ һәммидин муһим дегәнни тәрғиб қилиш арқилиқ, қорал күчи билән вәзийәтни контрол қилмақчи болуватиду, шуңа улар бундин кейинму қаттиқ бастуруш сияситини тохтатмайду. Әмәлийәттә хитай һөкүмити бу хил қаттиқ бастуруш усули арқилиқ бу райондики миллий мәсилини һәл қилалмайдиғанлиқини яхши билиду. Шундақ болсиму улар һазирқи көз алдидики вәзийәтни сақлап қелиш үчүнла мушу хил қаттиқ бастуруш сияситини қоллиниватиду. Шуңа бу қетимлиқ йиғинда муқимлиқни тәкитлишидики сәвәбму ашу йәрдә. Әгәр хитай коммунист һөкүмитиниң уйғурларниң турмушини һәқиқий һалда капаләткә игә қилиш, уларни өз земинидики байлиқларға игидарчилиқ қилиш, өз мәдәнийитини сақлап қелишиға йол қоюш нийити болса иди, у чағда һазирқидәк бастуруш сиясити йүргүзмигән, бу район хәлқиниң кишилик һәқ - һоқуқлирини бәргән болатти. Шу чағдила андин бу районда ниспи муқимлиқ барлиққа келәтти. Әмма һазир улар бу земинда булаңчилиқ бастуруш сиясити йүргүзүватиду."
Чәтәлләрдики уйғур зиялийлиридин канададики мәмәт тохти әпәнди радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилғинида, һазир уйғур елидики йәрлик һөкүмәтниң уйғурлар үстидин елип барған бастуруш сиясити, дөләтниң мафиялашқанлиқини көрситидиғанлиқини, әгәр шәрқий түркистандики хәлқниң иқтисади мәнпәәти капаләткә игә қилинмиса бундин кейин уйғур районида хитай һөкүмити тәкитләватқан муқимлиқ әмәс бәлки һәр вақит партлашқа тәйяр туридиған бомба һалитидикидәк вәзийәт шәкиллинидиғанлиқини тәкитлиди.
Хәлқарадики уйғур вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, нөвәттә хитай бу райондики уйғурларниң иқтисади турмушини капаләткә игә қилмай туруп, бу районда муқимлиқни баһанә қилип, йүргүзүватқан қаттиқ бастуруш сияситини давамлаштурғинида, бу районда хитайниң еришидиғини өзи дәватқан муқимлиқ ичидики тәрәққият болмастин, бәлки йәрлик хәлқ уйғурларниң наразилиқидин келип чиққан, йәрлик хәлқләр билән хитай көчмәнлири оттурисидики зиддийәт барғанчә күчийип узун муддәтлик тинчсиз вәзийәт шәкиллинидикән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.