Обаманиң б д т йиғинида қилған сөзи һәққидики инкаслар

Америка президенти барәк обаманиң б д т йиғинида сөзлигән нутқи һәққидә, учур васитилири кәйни-кәйнидин хәвәр вә мулаһизә елан қилип, охшимиған нуқтидин инкас қайтуруватиду.
Мухбиримиз вәли
2011.09.22
obama-bdt-soz-qildi-2011-yili-21-sentebir-305.jpg obama-bdt-soz-qildi-2011-yili-21-sentebir-305.jpg
Photo: RFA

“шәрқ сәһәр гезити” ниң баян қилишичә, оттура шәрқ вәзийитидә йүз бәргән чоң өзгириштин кейин ечилған б д т йиғинида, америка президенти обама пурсәтни ғәниймәт билип, пүтүн дуняниң демократийә түзүмгә өтүшини тезлитиш үчүн һәрхил васитиләрни қоллинишқа башлиди.

Бирләшмә агентлиқиниң баян қилинишичә, түнүгүн б д т йиғинида, обама билән явропалиқлар көмәклишип, пәләстинни б д т ға җүмә күни қойидиған тәлипини әмәлдин қалдурушқа үндигән. Әмма пәләстин президенти махмуд аббас җүмә күни б д т йиғинида пәләстинниң б д т ға әза болуш тәлипини сунуштин ваз кәчмәйдиғанлиқини ипадилигән. Әгәр махмуд аббас пикридин янмиса, барәк обама пәләстин мәсилисидә тәс әһвалға чүшүп қелиши мумкин.

Хитайниң “йәршари вақит” гезитиниң баян қилишичә, америка президенти обама б д т йиғинида қилған сөзидә, пәләстингә бесим ишләткән. Охшаш мәсилидики икки тәрәпкә охшаш өлчәм қолланмиған. Пәләстин әмәлдарлири өз-ара қилишқан параңлирида, обаманиң сөзини “бир балайиапәт” дәп тәсвирлигән.

Америка авазиниң баян қилишичә, барәк обама б д т йиғинида сөзлигән нутқида дуня вәзийитидә йүз бәргән тарихий характерлик өзгиришләрни баян қилишни асаси орунға қойди. Обама нутқида, хәлқарада дуняниң тинчлиқи вә бихәтәрликини, хәлқниң әркинлики вә иптихарини қоғдаш үчүн алдиға қарап наһайити чоң қәдәм басқан дөләтләр көпәйгәнликини, болупму, әрәб дунясида тарихта мисли көрүлүп бақмиған йеңи вәзийәт пәйда болғанлиқини көрсәтти.

Обаманиң қаришичә, тунис хәлқни өзиниң миллий иптихарини сақлаш үчүн мустәбиткә қарши намайиш қилип үлгә тиклиди. Мисирда һәр саһә, һәр диндики әр‏-аял, қери‏-яш һәммиси бир нишан үчүн қозғилип, кишилик һоқуқниң қәдир-қиммитини намаян қилди. Ливийә хәлқи қозғилип 40 нәччә йиллиқ мустәбитни ағдуруп ташлиди. Буниң түрткисидә, пүтүн әрәб дунясида әркинлик вә демократийә һәрикити әвҗ елишқа башлиди. Бу җәрянда җәнубий суданға охшаш йеңидин мустәқиллиқ елан қилған дөләтләр пәйда болди. Бу йеңи вәзийәт барғансери тәрәққий қиливатиду.

Обаманиң қаришичә, осама бинладин 11‏-сентәбир вәқәсини пәйда қилип, америка террорчилиққа қарши урушқа атланғандин кейинки 10 йил ичидә, америка мисли көрүлмигән дәриҗидә қудрәт тапти. Буму дуня вәзийидә йүз бәргән тарихий характерлик өзгиришләрниң бири. Гәрчә америка һазир техичә йәр шари характерлик иқтисадий кризисниң тәсиридин қутулуп кетәлмигән болсиму, әмма һазирқи вақитта америка йәнила дуня бойичә әң чоң иқтисадий гәвдилик орнини сақлап турмақта.

Обаманиң қаришичә, һазир дуняда йәнә, худди иранға охшаш, һазирға қәдәр өз хәлқини худа ата қилған кишилик һоқуқидин мәһрум қалдуруватқан, шималий корийидәк техичә тинчлиқ йөнилишигә қарап әмәс, бәлки дуняни ядро урушиға сөрәп киридиған балайиапәт йолиға меңиватқан дөләтләр бар. Буларниң мәсилиси үчүн, америка буниңдин кейин, хәлқарада дөләтләр ара аллиқачан шәкиллинип болған бир-биридин айрилалмайдиған иқтисадий мунасивәтләргә тайиниду, шундақла йеңидин баш көтүрүватқан иқтисадий гәвдиләр билән һәмкарлишиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.