Барак обама җон керрийни дөләт ишлири министирлиқиға көрсәтти
2012.12.21
Америка президенти барак обама бүгүн демократ дөләт мәҗлиси әзаси җон керрийни америка дөләт ишлири министирлиқиға намзат қилип көрсәтти. Һазирқи америка дөләт ишлири министири һилларий килинтон обама һөкүмитиниң иккинчи қетимлиқ вәзипә өтәш мәзгилидә өзиниң дөләт ишлири министирлиқини давамлаштурмайдиғанлиқини елан қилғандин кейин, униң орниға чиқидиған намзатлар таллинишқа башлиған иди. Дәсләптә америкиниң б д т дики даимий вәкили сусан райсниң исми тилға елинған болсиму, әмма җумһурийәтчиләрниң буниңға қарши чиқиши билән сусан райс намзатлиқтин чекингән иди. Бүгүн америка президенти барак обама җон керрийниң исмини рәсмий елан қилди.
Бу йил 69 яшқа киргән җон керрий пишқәдәм вейтнам уруши җәңчиси болуп, у һазир америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң башлиқи. У 2004 - йили президентлиқ сайлимиға чүшкән. Әмма сайламда җумһурийәтчи намзат җорҗ бушқа уттуруп қойған иди.
Җон керрий узун йиллиқ дипломатийә тарихиға игә бир киши болуп, у дөләт мәҗлиси әзаси мәзгилидиму наһайити актип бир сиясәтчи болған. У пакистан, ғаза вә сүрийиләрниму зиярәт қилған. У ташқи сиясәттә мөтидиллики билән тонулидиған киши болуп, һәрвақит дөләтләр ара иттипақлиқ вә келишиш тәрәпдари болуп кәлгән. Мәсилән, бу һәқтә мәтбуатларда елан қилиниватқан мулаһизиләрдә ейтилишичә, сүрийидә кризисиниң дәсләпки мәзгиллиридә йәни бәшәр әсад пуқраларни қиришқа башлаштин илгири, у бәшәр әсадниң хәлқниң авазиға қулақ селип, дөләттә ислаһат елип баридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини қайта - қайта тилға алған. Әмма бәшәр әсәд күткән йәрдин чиқмиғандин кейин, у позитсийисини өзгәртип, сүрийидә бихәтәр район бәрпа қилишни вә өктичиләрни қоралландурушни тәшәббус қилишқа башлиған. У һәм ливийә асминида учуш чәкләнгән район бәрпа қилишқа қарши чиққучиларниң бири иди.
Президент обама җон керрийниң намзатлиқини чүштин кейин саәт бер йерим әтрапида елан қилди. У сөзидә алди билән өткән 4 йил ичидә америкиниң илгири йилларға қариғанда техиму күчлүк, теихму бихәтәр вә хәлқарадиму һөрмитиниң ашқанлиқини билдүрди вә буни әлвәттә бу 4 йил җапалиқ хизмәт қилған һилларий килинтон ханимниң төһписидин айрип қарашқа болмайдиғанлиқини билдүрүп, униңға алаһидә тәшәккүр ейтти.
Андин обама сөзини давамлаштуруп, “мән бу нөвәтлик һөкүмәт мәзгилидә дөләт ишлири министирлиқи вәзиписигә өзәмниң җон керрийни көрситидиғанлиқимни наһайити пәхирләнгән һалда елан қилимән” деди. У җон керрийниң узун йилдин бери дипломатийә саһәсидә хизмәт қилған, тәҗрибилик шәхс икәнликини, униң өз хизмити вә көрсәткән төһпилири билән вә һәм демократик, һәм җумһурийәтчи әзаларниң охшашла һөрмитигә сазавәр бир кишиликини билдүрүп, җон керрийниң бундин кейинки америка дипломатийисини елип беришқа әң мувапиқ намзатлиқини әскәртти.
Обама америкиниң алдида нурғун риқабәтләр болсиму, америка һәр вақит өзиниң қиммәт қаришида чиң турған асаста һәрқандақ риқабәтни йеңип, мәңгү күчлүк дөләт болушни давам қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқи, һәм өзигә қошулған бу йеңи сәпдашлириниң сайисидә буни ишқа ашуруш ишәнчисиниңму юқирилиқини билдүрди.
Хәвәрләрдин қариғанда, җон керрий дөләт ишлири министири болған тәқдирдә, у америкиниң сүрийә кризисини қандақ һәл қилидиғанлиқи, йүкселиватқан хитайға қандақ позитсийә тутудиғанлиқи вә иранниң ядро мәсилисигә охшаш бир қатар суалларға дуч келидиғанлиқи мәлум. У хитай билән болған мунасивәтләрдә америка - хитайниң һәр җәһәттин һәмкарлиқини тәшәббус қилип кәлгән шәхс болсиму, әмма бу йилниң бешида у хитайниң америка шеркәтлириниң учур сестисиға һуҗум қилип, мәхпийәтликлирини оғрилаш вәқәси ашкариланғанда хитайни қаттиқ тәнқид қилған. У хитайниң интернет һуҗумлири, җасуслуқ вә техника оғрилиқиға охшаш нурғун мәсилилирини тилға елип, америка - хитай арисидики сөһбәтләрдә бу мәсилиләрниң чоқум һәл қилиниши керәкликини билдүргән иди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, җон керрийниң намзатлиқи дөләт мәҗлисидә авазға қоюлиду. Әгәр у йетәрлик авазға еришкән тәқдирдә, америкиниң дөләт ишлири министири болиду. Әмма, униң дөләт мәҗлисидә һечқандақ тосалғуға учримайдиғанлиқи, җумһурийәтчиләрниңму уни қоллайдиғанлиқи йүздә - йүз дәп қаралмақта.