" Үрүмчи хәлқара сода йәрмәнкиси" һәққидә
Обзорчимиз пәрһат муһәммиди
2008.09.01
2008.09.01

AFP Photo
Қәшқәрлиқ бир адди уйғурниң үрүмчигә кәлгичә болған арилиқта 20 нәччә йәрдә тохтитип қаттиқ тәкшүрүштин өткүзүлгәнликини, һәр тәкшүрүштә худди мәһбуслардәк саәтләп өрә турғузуп қоюлғанлиқини истансимизниң алдинқи қетимлиқ аңлитишлирида бу йолучиниң өз ағзидин аңлидуқ, шәрқий түркистан районини қизил террорлуқ қаплиған мушундақ бир пәйттә, бүгүн 17 - нөвәтлик " үрүмчи хәлқара сода йәрмәнкиси " һәшәм вә дағдуға билән башланди, демәк, уйғурлар җан дәрдидә, хитай һакимийити вә униң бу райондики көчмәнлири болса пулниң дәрдидә.
2006 - Йилидин буян, " бихәтәрликкә капаләтлик қилиш ", " бир туташ пиланлаш вә ечиш " дегәндәк баһаниләр билән уйғурларниң бу һоқуқиму чәклинип, улар пайдилинип келиватқан канлар хитай ширкәтлиригә бөлүп берилди. Ашлиқ, пахта,яғлиқ дан қатарлиқ асаслиқ йеза игилик мәһсулатлирини түркүмләп екиспорт қилиш һоқуқиму 1992 - йилидики тунҗи нөвәтлик үрүмчи йәрмәнкисидин буян биңтүәнлик хитайларниң контроллуқида болуп кәлмәктә. Қисқиси, һазир уйғур сода - санаәтчилириниң алдида хитайниң " пифа " дәп аталған топ сетиш базиридин парчә - пурат мал елип сетиштин башқа йол қалмиди.
Униң үстигә екиспорт қиммити яратқан мәһсулатларниң асаслиқи шәрқий түркистанниң кан вә деһқанчилиқ мәһсулатлиридин ибарәт. Әгәр пайдиларниң 10 дин бири йәрлик хәлқниң чөнтикигә киргән болса иди, бүгүн уйғурларниң турмуш сәвийисиму хитай буйичә алдинқи орунға өткән болатти, әпсуски хитайниң санлиқ мәлуматлирида нөвәттә шәрқий түркистан турмуш сәвийиси җәһәттә йәнила хитай буйичә ахириқи орунда туруп кәлмәктә, 16 йилдин буянму уйғурларниң иқтисади киримидиму көрүнәрлик бир илгириләш болғини йоқ, һөкүмәтниң һазирқи статистикилирида, җәнубий районлардики уйғур деһқанлириниң киши бешиға тоғра килидиған оттуричә кирими 1300 - 1500 юән әтрапида көрситилгән болуп, биңтүәнлик хитай деһқанлириниң киримидин 4 һәссә төвән. Мәсилән, " тяншан тори " ниң бу йил 4 - айниң 30 - күнидики бир хәвиридә, бу йилниң биринчи пәслидә, биңтуән қармиқидики шәһәр - базар пуқралириниң киши бешиға тоғра килидиған сап кириминиң 3382 йүәнгә, биңтүәнлик хитай деһқанлириниң болса 1526 йүәнгә йәткәнликини баян қилған. юқириқи рәқәмләр буйичә болғанда, биңтүәндики шәһәрлик хитайларниң йиллиқ киши бешиға тоғра килидиған сап кирими 13 миң 500 юәндин, деһқанларниң болса 6100 юәндин ашиду.
Юқириқи санлиқ мәлуматлар шуни ениқ көрситип туруптики, " үрүмчи хәлқара сода йәрмәнкиси", йәрлик хәлққә, болупму уйғур хәлқиғә қилчә бир нәп елип кәлгини йоқ, худди юқирида ейтип өткүнүмдәк, бу йәрмәнкә, хитай һакимийитиниң дуня җамаәтчиликиниң көзини буяш, йәрлик хәлқни талан - тараҗ вә қақти - соқти қилиш үчүн қоллинип келиватқан сияси бир вастисидинла ибарәт, халас !
Хитай һакимийитиниң 16 йил бурунқи вәдиси
Һелиму есимдә 1992 - йили 9 - айда, " шинҗаң хәлқ радио истансиси " ниң мухбири салаһийитим билән тунҗи нөвәтлик " үрүмчи хәлқара сода йәрмәнкиси " гә қатнашқан идим, әйни чағдики бу йәрмәнкиниң ечилиш мурасимиға хитайниң баш министири ли пең шәхсән келип қатнашқан вә ечилиш нутқи сөзлигән иди, ли пең қилған сөзидә, " үрүмчи хәлқара сода йәрмәнкиси " ниң тәсис қилиниши билән, бу райондики һәр милләт хәлқиниң турмуш сәвийисиниң " учқандәк " тәрәққи қилидиғанлиқини, йәрлик миллий сода - санаәтниң тиз сүрәттә раваҗлинидиғанлиқини баян қилған, шундақла бу йәрмәнкиниң, мәркизи һөкүмәтниң бу райондики йәрлик хәлққә қайси дәриҗидә " ғәмхорлуқ " қиливатқанлиқиниң испати икәнликини алаһидә тәкитлигән, униң бу сөзлири, мәйдандики көплигән уйғурларни күчлүк тәсирләндүргән иди.Уйғурларниң әнәниви миллий санаити вәйран қилинди
Әмма, 16 йиллиқ бу җәрянға қисқичә баққинимизда, " үрүмчи хәлқара сода йәрмәнкиси " ниң, хитай һакимийитиниң йәрлик хәлқни талан - тараҗ вә қақти - соқти қилиш, буниң бәдилигә өзиниң хитай көчмәнлирини бордаш үчүн қолланған вастиси икәнликини көрүвелиш тәс әмәс. Хитай һакимийитиниң изчил түрдә өгәйлишигә вә чәклишигә учрап кәлгән уйғурларниң әнәниви миллий санаити бүгүн еғир боһран ичидә җан талашмақта, нефит, тәбиий газ, көмүр, алтун, қаштеши дегәндәк тәбиий байлиқларни қезиш вә сетиш һоқоқи тамамән хитай ширкәтлириниң монополлуқида, 2006 - йилиға қәдәр хитай һакимийити йәрликләрниң кичик типтики көмүр канлирини ечишиға йол қоюп кәлгән иди.2006 - Йилидин буян, " бихәтәрликкә капаләтлик қилиш ", " бир туташ пиланлаш вә ечиш " дегәндәк баһаниләр билән уйғурларниң бу һоқуқиму чәклинип, улар пайдилинип келиватқан канлар хитай ширкәтлиригә бөлүп берилди. Ашлиқ, пахта,яғлиқ дан қатарлиқ асаслиқ йеза игилик мәһсулатлирини түркүмләп екиспорт қилиш һоқуқиму 1992 - йилидики тунҗи нөвәтлик үрүмчи йәрмәнкисидин буян биңтүәнлик хитайларниң контроллуқида болуп кәлмәктә. Қисқиси, һазир уйғур сода - санаәтчилириниң алдида хитайниң " пифа " дәп аталған топ сетиш базиридин парчә - пурат мал елип сетиштин башқа йол қалмиди.
Уйғурлар, өз туприқи вә байлиқидин нәп елиштин мәһрум қалдурулди
" Шинҗаң гезити " ниң бүгүнки хәвиридә көрситилишичә, " үрүмчи хәлқара сода йәрмәнкиси ", бу районниң иқтисади тәрәққияти үчүн зор рол ойниғанмиш, мәсилән, бу йил 1 - айдин 7 - айғичә болған мәзгил ичидә, шәрқий түркистанниң содидики импорт - екиспорт миқдари 10 милярд 158 милйон америка доллириға йитип, пүтүн хитайниң оттуричә ешиш сүрити болған 69.5 Пирсәнттинму көп ешип, 95.9 Пирсәнткә йәткән. Ешиш сүрити җәһәттә хитай буйичә алдинқи қатарда, сода миқдари җәһәттә ғәрбтики 12 өлкә ичидә биринчи орунда туридикән. 16 Йилдин буян " үрүмчи хәлқара сода йәрмәнкиси " гә қатнашқан хитай вә чәтәллик содигәрләрниң сани 470 миң нәпәр болуп, пәқәтла бу 16 қетимлиқ йәрмәнкидики ташқи сода миқдари 21 милярд 355 милйон долларға йәткән.Униң үстигә екиспорт қиммити яратқан мәһсулатларниң асаслиқи шәрқий түркистанниң кан вә деһқанчилиқ мәһсулатлиридин ибарәт. Әгәр пайдиларниң 10 дин бири йәрлик хәлқниң чөнтикигә киргән болса иди, бүгүн уйғурларниң турмуш сәвийисиму хитай буйичә алдинқи орунға өткән болатти, әпсуски хитайниң санлиқ мәлуматлирида нөвәттә шәрқий түркистан турмуш сәвийиси җәһәттә йәнила хитай буйичә ахириқи орунда туруп кәлмәктә, 16 йилдин буянму уйғурларниң иқтисади киримидиму көрүнәрлик бир илгириләш болғини йоқ, һөкүмәтниң һазирқи статистикилирида, җәнубий районлардики уйғур деһқанлириниң киши бешиға тоғра килидиған оттуричә кирими 1300 - 1500 юән әтрапида көрситилгән болуп, биңтүәнлик хитай деһқанлириниң киримидин 4 һәссә төвән. Мәсилән, " тяншан тори " ниң бу йил 4 - айниң 30 - күнидики бир хәвиридә, бу йилниң биринчи пәслидә, биңтуән қармиқидики шәһәр - базар пуқралириниң киши бешиға тоғра килидиған сап кириминиң 3382 йүәнгә, биңтүәнлик хитай деһқанлириниң болса 1526 йүәнгә йәткәнликини баян қилған. юқириқи рәқәмләр буйичә болғанда, биңтүәндики шәһәрлик хитайларниң йиллиқ киши бешиға тоғра килидиған сап кирими 13 миң 500 юәндин, деһқанларниң болса 6100 юәндин ашиду.
Шәрқий түркистанниң иқтисадиниң йерими биңтуәнниң контроллуқида
Бүгүн хитайниң рәсмий статистикилирида биңтуәнниң омумий нопуси 3 милйонға йеқин болуп, пүтүн шәрқий түркистанниң омумий нопусиниң тәхминән 11 - 12 пирсәнтини тәшкил қилиду, әмма шәрқий түркистанниң содидики импорт - екиспорт миқдариниң йеримини дегүдәк биңтуән тәшкил қилмақта, мәсилән, " тяншан тори " ниң бүгүнки бир хәвиридә көрситилишичә, бу йил 1 - айдин 7 - айғичә болған мәзгилгичә биңтуәнниң ташқи содидики екиспорт миқдари, пүтүн шәрқий түркистанниң екиспорт миқдариниң 48.4 Пирсәнтини тәшкил қилған, " аптоном район "ға қарашлиқ ташқи сода ширкәтлириниң омумий сани 1480 болуп, биңтүәнгә қарашлиқ ташқи сода ширкәтлириниң сани болса 1216.Юқириқи санлиқ мәлуматлар шуни ениқ көрситип туруптики, " үрүмчи хәлқара сода йәрмәнкиси", йәрлик хәлққә, болупму уйғур хәлқиғә қилчә бир нәп елип кәлгини йоқ, худди юқирида ейтип өткүнүмдәк, бу йәрмәнкә, хитай һакимийитиниң дуня җамаәтчиликиниң көзини буяш, йәрлик хәлқни талан - тараҗ вә қақти - соқти қилиш үчүн қоллинип келиватқан сияси бир вастисидинла ибарәт, халас !