Анна бондер: "хитайдики етник милләтләр олимпиктин бәһирлинәлмиди"
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.08.19
2008.08.19

AFP Photo
Аптор мақалисидә, бейҗиң олимпикиниң уйғур қатарлиқ милләтләргә пәқәт һаяҗанлиниш елип кәлмигәнликини илгири сүргән.
Анна бондер ханим қәлими астидики " хитайдики етник милләтләр олимпиктин анчә бәһрилинәлмиди" намлиқ мақалидә, аптор гәрчә олимпик қизитмиси хитайниң һәр қайси җайлирини бир алған пәйтләрдә, хитайниң җуғрапийилик мәркизий һесаблинидиған ләнҗу шәһиридә бу хил кәйпиятниң анчә юқири пәллигә чиқмиғанлиқини, мәзкур шәһәрниң мусулманлар районида олимпиккә аталған байрақ, лозунка қатарлиқларниң анчә көрүнәрлик әмәсликини баян қилиду.
"Уйғурларниң хитай һакимийитигә қарши ғәзәп - нәприти юқири пәллигә чиққан, бу йәргә бир нәччә саәтлик йирақтики тинчимас шинҗаңда йеқинда йүз бәргән илгири көрүлүп бақмиған дәриҗидики бомба һуҗумлири вә төкүлгән қанлар, олимпикниң башлинишиға көләңгә ташлап бейҗиң даирилири дуняға көрситишни арзу қилған инақлиққа тәсир көрсәткәндәк қилатти."
Бу уйғур нимкар яш йәнә, олимпикиниң пәқәт хитайлар учун бир тәбрикләш паалийити икәнликини, әмма хитайларниң олимпик җәрянида һәқиқәтән қорқуп кәткәнликини, улардики бу әндишини өзлириниңму һес қилип туридиғанлиқини баян қилиду.
У йәнә бу йил авғуст киргәндин буян қәшқәр, коча вә йеңишәһәрниң яманяр йезилирида йүз бәргән хитай һөкүмәт органлири вә хитай бихәтәрлик хадимлириға һуҗум қилиш һәрикәтлири һәққидә тохтилип, бу һуҗумдин әҗәблинәрлик һес қилмайдиғанлиқини, уйғур или вәзийитиниң узундин бери шундақ җиддий болуп кәлгәнликини билдүргән.
Бу уйғур нимкар йәнә, уйғурларниң хитай қолидин қорал күчи билән парчилинип чиқип кетишигә анчә үмидвар әмәсликини ейтқан болсиму, әмма уйғур елидә өз вәтининиң мустәқиллиқи үчүн җан тәсәддуқ қилидиған нурғун кишиләрниң барлиқиниму тилға алиду.
Аптор мақалисидә уйғурларни ғәзәпләндүрүп келиватқан амиллар үстидә тохтилип, 1950 йилидин башлап хитай коммунист һакимийитиниң уйғур елигә хитай көчмәнлирини төкмә қилип ташлиғанлиқини, нәтиҗидә 50 - йилларда пүтүн уйғур или нопусиниң 6 пирсәнтини игиләйдиған хитайларниң һазирға кәлгүчә 40 пирсәнттин ешип кәткәнликини, униңдин башқа йәнә 2001 - йили америкида йүз бәргән террорлуқ һуҗумидин кийин хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманларни террорчилар билән бағлап уйғур елидә мәдрисиләр, мәсчитләрни тақаш ишлирини күчәйтип, һәрбий мәвҗутлуқини техиму кеңәйткәнликини язиду.
Аптор мақалә ахирида хитай оқуғучиниң сөзлири үстидә тохтилип, хитай оқуғучи җаң хәйниң ейтқанлири хитай һөкүмәт әмәлдарлириниң пикирлирини әкс әттүридиғанлиқини оттуриға қойиду.
Хитай оқуғучи җаң хәйниң билдүрүшичә, һазир уйғур елидә хитайниң интайин зор миқдарда бихәтәрлик қисимлири бар болуп, улар уйғур дияридики һәммә ишларни контрол астиға алған.
Анна бондер ханим қәлими астидики " хитайдики етник милләтләр олимпиктин анчә бәһрилинәлмиди" намлиқ мақалидә, аптор гәрчә олимпик қизитмиси хитайниң һәр қайси җайлирини бир алған пәйтләрдә, хитайниң җуғрапийилик мәркизий һесаблинидиған ләнҗу шәһиридә бу хил кәйпиятниң анчә юқири пәллигә чиқмиғанлиқини, мәзкур шәһәрниң мусулманлар районида олимпиккә аталған байрақ, лозунка қатарлиқларниң анчә көрүнәрлик әмәсликини баян қилиду.
"Уйғурларниң хитай һакимийитигә қарши ғәзәп - нәприти юқири пәллигә чиққан"
Аптор мақалисидә, ләнҗуда яшайдиған уйғур вә туңган қатарлиқ мусулманлар үчүн олимпикниң пәқәт тәшвиқат варақлирини тарқитиш һалитидин башқа нәрсидин дерәк бәрмәйдиғанлиқини язиду."Уйғурларниң хитай һакимийитигә қарши ғәзәп - нәприти юқири пәллигә чиққан, бу йәргә бир нәччә саәтлик йирақтики тинчимас шинҗаңда йеқинда йүз бәргән илгири көрүлүп бақмиған дәриҗидики бомба һуҗумлири вә төкүлгән қанлар, олимпикниң башлинишиға көләңгә ташлап бейҗиң даирилири дуняға көрситишни арзу қилған инақлиққа тәсир көрсәткәндәк қилатти."
Уйғур нимкар:" бейҗиң олимпикиниң пәқәт бир чоң типтики қуруқ комедийә "
Аптор мақалисини йезиш җәрянида ләнҗу шәһиридә ашпәзлик қилидиған бир уйғурни зиярәт қилиш пурситигә еришиду. 27 яшлиқ бу уйғур нимкар өзиниң олимпик һәққидики көз қарашлири һәққидә тохтилип, бейҗиң олимпикиниң пәқәт бир чоң типтики қуруқ комедийә икәнликини билдүриду вә: "улар һазир бизниму бу серк оюнини тәбрикләватқандәк қилип көрситиватиду - ю, йәнә охшаш бир вақитта хәлқимизни, дөләт хаини дәп тутқун қиливатиду" дәйду.Бу уйғур нимкар яш йәнә, олимпикиниң пәқәт хитайлар учун бир тәбрикләш паалийити икәнликини, әмма хитайларниң олимпик җәрянида һәқиқәтән қорқуп кәткәнликини, улардики бу әндишини өзлириниңму һес қилип туридиғанлиқини баян қилиду.
У йәнә бу йил авғуст киргәндин буян қәшқәр, коча вә йеңишәһәрниң яманяр йезилирида йүз бәргән хитай һөкүмәт органлири вә хитай бихәтәрлик хадимлириға һуҗум қилиш һәрикәтлири һәққидә тохтилип, бу һуҗумдин әҗәблинәрлик һес қилмайдиғанлиқини, уйғур или вәзийитиниң узундин бери шундақ җиддий болуп кәлгәнликини билдүргән.
Уйғур нимкар:" уйғур елидә өз вәтининиң мустәқиллиқи үчүн җан тәсәддуқ қилидиған нурғун кишиләр бар"
Бу уйғур нимкар йәнә,гәрчә у олимпиккә қарши турушниң бир әхмәқлиқидин дерәк беридиғанлиқини, униң уйғурларға һеч қандақ пайда елип келәлмәйдиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма бәзи уйғур гуруппиларниң олимпик арқилиқ уйғур мәсилисигә дуняниң диққитини тартишқа урунғанлиқи сәвәбликла, хитай сақчилириниң уйғурларға адаләтсиз муамилә қилишидин интайин биарам икәнликини оттуриға қоюп: "лекин бу хитай сақчилириниң бизгә җинайәтчидәк муамилә қилидиған һоқуқи барлиқидин дерәк бәрмәслики керәк" дегән.Бу уйғур нимкар йәнә, уйғурларниң хитай қолидин қорал күчи билән парчилинип чиқип кетишигә анчә үмидвар әмәсликини ейтқан болсиму, әмма уйғур елидә өз вәтининиң мустәқиллиқи үчүн җан тәсәддуқ қилидиған нурғун кишиләрниң барлиқиниму тилға алиду.
Аптор мақалисидә уйғурларни ғәзәпләндүрүп келиватқан амиллар үстидә тохтилип, 1950 йилидин башлап хитай коммунист һакимийитиниң уйғур елигә хитай көчмәнлирини төкмә қилип ташлиғанлиқини, нәтиҗидә 50 - йилларда пүтүн уйғур или нопусиниң 6 пирсәнтини игиләйдиған хитайларниң һазирға кәлгүчә 40 пирсәнттин ешип кәткәнликини, униңдин башқа йәнә 2001 - йили америкида йүз бәргән террорлуқ һуҗумидин кийин хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманларни террорчилар билән бағлап уйғур елидә мәдрисиләр, мәсчитләрни тақаш ишлирини күчәйтип, һәрбий мәвҗутлуқини техиму кеңәйткәнликини язиду.
Хитай оқуғучи: "уйғурларниң биздин пәрқлиқ икәнликини билимән, уларму өз алдиға бир милләт"
Һалбуки, ләнҗуда яшайдиған 24 яшлиқ хитай оқуғучи җаң хәй, уйғурларниң олимпикни бир пурсәт билиши мумкинликини, әмма қәшқәр вә кучарда йүз бәргән һуҗумларни олимпик билән биваситә бағлинишлиқ дәп қаримайдиғанлиқини оттуриға қойған вә: "бу йәрдики сәвәбләр техиму чоңқур, уйғурларниң биздин пәрқлиқ икәнликини билимән. Уларму өз алдиға бир милләт. Әмма қандақла болмисун улар хитайға тәвә" дегән.Аптор мақалә ахирида хитай оқуғучиниң сөзлири үстидә тохтилип, хитай оқуғучи җаң хәйниң ейтқанлири хитай һөкүмәт әмәлдарлириниң пикирлирини әкс әттүридиғанлиқини оттуриға қойиду.
Хитай оқуғучи җаң хәйниң билдүрүшичә, һазир уйғур елидә хитайниң интайин зор миқдарда бихәтәрлик қисимлири бар болуп, улар уйғур дияридики һәммә ишларни контрол астиға алған.