Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға хитайниң зор һәрбий күчини селишиниң һаҗити барму?

Хитай дөләт мудапиә министирлиқиниң елан қилишичә, бу қетимлиқ бейҗиң олимпикиниң бихәтәрлик қоғдаш ишлири үчүн хитай төт һәрбий районидики үч хил армийисидин тәшкилләнгән икки йүз миңға йеқин сақчи - әскәрни ишқа салидикән.
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.08.01
Olympik-missile-gard-305 Хитай һөкүмитиниң олимпикни террорлуқ һуҗумидин қоғдаш үчүн олимпик мурасими өткүзүлидиған тәнтәрбийә залиниң биқиниға орунлаштурған башқурулидиған бомба әслиһәлиридин көрүнүш.
AFP Photo

 Буниң ичидә 34 миңи хитай армийисиниң җәңчи, офетсирлири болуп, 74 һәрбий айропилан, 48 тик учар һәмдә 33 һәрбий парахот вә башқа зор миқдардики заманиви һәрбий әслиһәләрни ишлитидикән.

Хитай әскәрлиридин тәркип тапқан олимпик бихәтәрлик қисимлири болса, олимпик мусабиқә мәйдани ичи ‏ - сиртини террорчиларниң һавадин, йәрдин һәмдә деңиздин һуҗум қилишиниң алдини елишни асас вәзипә қилған икән.

Хитайниң олимпик тәйярлиқиға зор миқдарда әскири күчини чиқириши дуня мәтбуатида, хитай һәрбий тәһдити һәққидики мулаһизиләрниң қайта күчийишигә сәвәб болди.

Бу мунасивәт билән мухбиримиз гүлчеһрәниң хитай даирилириниң олимпик бихәтәрлики үчүн бунчә зор миқдарда һәрбий күчи ишлитишиниң һаҗити барму дегән темида илгири уйғур елидики хитайниң мәлум һәрбий қисимда турған, һазир америкида яшаватқан уйғур зиялиси илшат әпәнди билән өткүзгән сөһбитини диққитиңларға сунимиз.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.