Түрмидә өлтүрүлгән шөһрәт турсунниң аялиниң пәрядлири
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.09.21
2009.09.21

Youtube.com Дин елинди.
Шөһрәт турсунниң аилиси вә мәһәллә җамаити вәқә бир тәрәп қилинмиғичә җәсәтни йәрликидә қоймаслиққа тиришқан болсиму, лекин хитай даирилири җәсәтни мәҗбури һалда йәрликкә қойдурған.
Бүгүн, 21 - сентәбир, игилишимизчә, һазидар аилиниң қоруси вә шөһрәт турсун дәпнә қилинған заратгаһлиқму сақчиларниң назарити астида болмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, шөһрәт турсунниң аяли гүлмирәниң пәрядлириға қулақ салғайсиләр.