Бир әткәсчи аялниң өлүм алдида ана вә балилириға қилған сөзлири

Тирикчилик, бүгүн уйғурлар дуч келиватқан әң рәһимсиз җәң мәйданлиридин биридур. Бу мәйданда өмүр буйи тәр төкүп бир күнму һаятниң раһитини көрүп бақмиған тәләйсиз атилар вә анилар көп болғинидәк, көңлидики арзу-арманлириниң бирәрсиниму әмәлийләштүрүшкә ризқи яр бәрмәй дуня билән видалишиватқан яшларму аз әмәс. Башланғучниң иккинчи йиллиқида мәктәптин айрилип қелиш, 12 йешида аниси билән етизда кәтмән чепиш, 18 йешида хитай өлкилиридә ишләмчилик қилиш вә 28 йешида хироин әткәсчиликигә арилишип өлүмгә буйрулуш, ялғуз маралбеши наһийисидә туғулуп өскән патигүл рахманниңла қисмити болмиса керәк. Биз бүгүн уйғур җәмийитиниң мана мушу қатлимидики яшлардин бириниң һаят қисмити һәққидә қисқичә мәлумат беримиз.
Аңлиғиниңлар маралбеши наһийисидики патигүл рахманниң һаят һекайиси. Хироин әткәсчилики уйғур җәмийитиниң нәпрәт обйиктилиридин бири. Патигүлниң әткәсчилик қилмиши вә ечинишлиқ қисмитидә хитай һөкүм қилғандәк, мәсулийәт үзидиму яки аилисидиму яки җәмийәттиму вә яки дөләттиму? йүннәнниң руйли дегән җайида шәкилләнгән 5000 дин артуқ җәсәт бар уйғур қәбристанлиқи, тйәнҗин қатарлиқ шәһәрләрдә шәкиллиниватқан уйғур мазарлиқлири, мәзкур қисмәтниң ялғуз патигүл рахманғила хас әмәсликини испатлимақта. Бир милләт җәмийитиниң бәлгилик бир парчисиниң қисмитигә айланған бир паҗиәниң мәсулийитини ялғуз бир кишигә, ялғуз бир тәрәпкә артип қоюш тоғра болмиса керәк. Шуңа юқириқи соалларниң җавабини радио аңлиғучилиримизнинг ойлинишиға һавалә қилимиз.