Оқуғучиларниң озуқлуқи ноқул һалдики бир вақ тамақла әмәс

“сүт, тухум қурулуши” дәп атиливатқан, хитай дөләт ишлар мәһкимиси вә маарип министирлиқиниң йезилардики мәҗбурийәт тәрбийиси еливатқан балиларниң әтигәнлик озуқлуқини яхшилаш пилани 2011-йилиниң ахиридин башлап уйғур елидиму тәдриҗий йолға қоюлған иди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.11.29
mektep-ata-ana-saqlash-305.jpg Толуқсиз оттура мәктәпни пүттүрүш имтиһанидин чиқиватқан оқуғучиларни сақлаватқан ата-анилар. 2012-Йили 7-июн, кәйфең.
Imaginechina

Күндә бир бурда нан, бир халта сүт вә бир тал тухумдин ибарәт балиларниң 3 сомғиму йәтмәйдиған наштилиқиғиму чашқан чүшкәнлики мәлум, йәни җайларда бу пиланниң йүргүзүлүшидә өлчәм вә башқуруш системисидики бошлуқ түпәйли, мәктәпләрдә балиларға бериливатқан һәқсиз озуқлуқта сүпәт вә йемәклик бихәтәрлик мәсилилириниң мәвҗутлуқи ашкариланмақта. Оқуғучиларниң озуқлуқ мәсилиси ноқул һалдики бир вақ наштилиқ мәсилиси әмәс, бәлки уйғур елидә милйонларчә балиларниң сағлам үсүп йетилишигә мунасивәтлик, мәсулийәтчанлиқ билән җиддий тәдбир елишқа тегишлик мәсилидур.

Хитайда охшимиған җайларниң иқтисадий тәрәққияти вә истемал сәвийисидики охшимаслиқ, аилиләрниң иқтисадий әһвалиниң, мәктәп шараитлириниң охшимаслиқиға қарап,оқуғучиларниң озуқлиниш адити вә сәвийиси пәрқлиниду. Униң үстигә хитайниң бу түрдә аҗратқан соммиси, җайларниң әһвалиға қарап пәрқлиниду.

2011-Йили 10-айниң 26-күнидин башлап хитай дөләт ишлири мәһкимиси мәхсус йеза мәҗбурийәт маарипи басқучидики оқуғучиларниң озуқлинишни яхшилаш үчүн, һәр йили 16 милярд мәбләғ аҗритип оқуғучиларниң озуқлуқини яхшилаш пиланини йолға қойған иди. Нөвәттә хитай бойичә 699 нуқтилиқ шәһәр, наһийә вә йезиларда оқуғучиларни өлчәмлик наштини өз ичигә алған озуқлуқ билән тәминләш йолға қоюлмақта, җүмлидин бу пилан бу йил 3-айдин башлап, уйғур елиниң җәнубини асас нуқта қилип йүргүзүлүшкә башлиди. Буниң билән уйғур елидики мәҗбурий маарип басқучида тәрбийилиниватқан уйғур оқуғучиларму һәр күни мәктәптә әтигәнлик һәқсиз наштидин бәһримән болидиған болди. Уйғур елидә оттура вә башланғуч мәктәпләрдә җәмий 1милйон 992 миңға йеқин оқуғучи озуқлуқ яхшилаш пиланидин бәһримән болмақта.

Статистика қилинишичә, дөләт вә йәрлик синақ нуқтилирида җәмий 987 наһийидики 29 милйондин артуқ оқуғучи озуқлуқни яхшилаш пиланидин бәһримән болуватқан икән. Демәк оқуғучиларниң озуқини яхшилаш пилани, алиқанчилик нан, бир тал тухум яки бир халта сүттинла дерәк бәрмәйду, балиларниң бирликкә кәлгән расхот өлчими бойичә,немини йейиши, қандақ йейиши йәни озуқлуқниң сүпәтлик, өлчәмлик вә бихәтәр болуши 29 милйон балиниң сағлам үсүп йетилиши вә уларниң аилисигә четилидиған зор мәсилә.

Әпсуски, җайлар бу пиланни әмәлийләштүрүштә озуқлуқ илмигә әһмийәт бериш, бихәтәр болуш шәртлиригә толуқ әмәл қилип кетәлмигән. Хитай маарип даирилириниң тәкшүрүп тәтқиқ қилишиға қариғанда, җайларда дөләтниң мәзкур пиланға аҗратқан мәблиғиниң тәқсимлиниши, озуқлуқниң сүпити вә өлчәмлиридә нурғун пәрқләр болуп, мәсул тармақ вә шәхсләрниң үч йүәнгә йәтмәйдиған балиларниң узуқлуқиғиму хиянәт қилип қол тиққан қанунсиз қилмишлар, озуқлуқ өлчимигә, йемәк бихәтәрликигә хилап мәсулийәтсизликләр һәқиқәтән мәвҗут.

Йеқинда үч хитай оқуғучи микро блогида, хунән өлкисиниң феңхуаң наһийисидики башланғуч мәктәп мудириниң балиларниң озуқлуқини қисқандин башқа, вақти өткән йемәкликләрни бәргәнликини, бәзидә балиларни қәстән ач қойғанлиқини ашкарилиди, тарқатқутларниң тәкшүрүшидин, мәктәпниң оқуғучиларниң озуқлуқини дөләтниң һәр бир балиға бекиткинидәк 3 йүән әмәс, бәлки икки йүән қиммитидики тамақ билән әпләп аридин бир йүәндин пайда алғанлиқи мәлум болған. Бүгүн хитай тор хәвәрлиридә балиларниң ешиға қол салған бу мәктәпниң мудирини қошқанда бәш кишиниң рәсмий әйиблинип хизмитидин қоғланғанлиқи елан қилинди. Мушуниңға охшаш, балиларниң тамиқиға қол тиқиш, сүпәт вә бихәтәрлик мәсилилири ата-аниларни әндишигә салмақта вә зор ғулғула қозғиди.

Хитай маарип министирлиқи тор бекитиниң 28-ноябир елан қилған хәвиригә қариғанда, амминиң инкаси вә әмәлий мәсилиләргә қарита маарип министирлиқи оқуғучиларниң қуввәт тамиқиға “електронлуқ озуқлуқ устиси” сәпләшни қарар қилған.

Хитай маарип министирлиқиниң мәзкур қарарға келишигә, оқуғучиларниң озуқлирини яхшилаш пиланиниң әмәлийлишишидә җайларда ялған мәлумат бериш, мәркәз мәблиғини алдап еливелиш, башқа җайларға ишлитиш қилмишлириниң еғир болғанлиқи сәвәб болған. Даириләр бу йеңи башқуруш системиси арқилиқ бу қилмишларни техника арқилиқ тосуп мәбләғ бихәтәрлики вә оқуғучиларниң озуқлуқ бихәтәрликигә капаләтлик қилмақчи икән.

Биз бу йил майда уйғур елиниң җәнубидики оқуғучиларға тарқитиливатқан әтигәнлик наштилиқниң сүпәт мәсилисиниң уйғурлар арисида күчлүк инкас қозғиғанлиқи һәққидә мәлумат бәргинимиздә,, һөкүмәтниң намрат җайлардики балиларни һәқсиз нашта билән тәминлиши балиларниң сағлам өсүп йетилиши үчүн интайин әһмийәтлик бир пилан болсиму, әмма җайларда оқуғучиларниң озуқлинишни яхшилашқа мәсул болған орун яки шәхсләрниң озуқлуқни өлчәмләштүрүштә униң сүпәт һәм бихәтәрликигә юқири өлчәм қоймиғанлиқи түпәйли, йочуқлардин пайдиланған һаянкәшлик қилмишлири пәйда болған, һәр қайси йезиларда балиларға тарқитиватқан йемәкликләрниң, болупму сүтләрниң марка вә сүпитидә пәрқләр бар болуп, өлчәмгә йәтмәйдиған әһвалларму мәлум болған иди.

Бу һәқтики хәвиримиз тарқитилғандин кейин, үрүмчидә оқуғучилар истемал сүтини омумлаштуруш пилан рәһбәрлик гурупписи ишханиси қурулғанлиқи елан қилинди. Бу йил 8-айниң 30-күни бу орун үрүмчидики оқуғучиларниң сүтини тәминләш карханилирини оқуғучиларниң вә ата-аниларниң биләт ташлиши билән таллап чиққан. Таллап чиқилған 8 сүт карханиниң сетиштин кейин мулазимәт телефонлири оқуғучиларға тарқитилидиған сүт халтилириға йезилған болуп, сүпәт мәсилиси көрүлгәндә әрзийәт назарәт телефониға телефон қилип инкас қилса болидикән.

Гәрчә 85% тин артуқ хитайлар яшайдиған үрүмчи шәһиридә оқуғучиларға тарқитилидиған сүтниң сүпити вә бихәтәрликигә капаләтлик қилишта бу хил тәдбир қоллинилған болсиму, көп қисим уйғур йезилирида оқуғучиларға бериливатқан озуқлуқниң сүпәт вә бихәтәрлики мәсилисидә йәнила әндишә түгимигән.

Үч йүән гәрчә аз пул болсиму, әмма у җайида ишлитилгәндә, сүпәт вә бихәтәрлик принсипиға әмәл қилғанда балиларниң өлчәмлик сағлам озуқлинишиға чиқиш қилалмайватқан нурғун аилиләргә әмәлий ярдәм, балиларниң сағлам, сүпәтлик үсүп йетилишигә маддий асас болиду. Әгәр ундақ болмиғанда бу озуқлуқ уларни зәхимләндүридиған, сағламлиқиға зиян йәткүзидиған зәһәргә айлиниши мумкин.

Хитай радио ториниң хәвиригә қариғанда, хитай маарип министирлиқиниң муавин министири лу шин “бундин кейин биз һәр қайси җайларниң мәктәп мудири йемәклик сақлаш түзүми, йемәклик әвришкиси қалдуруш түзүми, ашкара елан қилиш түзүмини нуқтилиқ әмәлийләштүрүшигә һәйдәкчилик қилип, оқуғучилар вә ата-аниларниң таам комитетидики назарәтчилик ролини толуқ җари қилдуримиз” дәп вәдә бәргән.

Әмма, уйғур елидә техи тамамән еликтронлашмиған, бирәр компютерму болмиған йеза мәктәплиридә буниң йәткүзүлүш мәсилисини қандақ һәл қилиш керәк? қачан ата-анилар балилириниң бихәтәр, йетәрлик озуқлиниватқанлиқидин хатирҗәм болалайду? бу, һөкүмәт даирилириниң бу вәдисигә әмәл қилишиға, әвладларниң сағлам өсүп йетиши үчүн аҗритилған мәхсус мәбләғгиму, балиларниң ешиғиму қол тиққан чашқанларни қандақ җазалишиға, озуқлуқ ярдәм мәблиғини җайида ишлитип, қандақ қилип қуввәтлик, өлчәмлик, бихәтәр озуқлуқ билән балиларниң үсүп йетилишигә пайдилиқ енергийә вә күчкә айландурушиға шундақла һөкүмәт вә маарип мәсул тармақлириниң районларниң охшимайдиған шараитиға қарап тәдбир қоллинишиға бағлиқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.