Алий мәктәп имтиһаниға қатнашқан хитайлар билән башқа милләт оқуғучилириниң қобул қилинишида пәрқ чоң


2005.06.15

Йеқинда радиомизға, уйғур елидә оқуғучи қобул қилиш хизмитигә қатнишиватқан әмма исмини мәлум қилишни халимиған бир нәпәр маарип хизмәтчиси уйғур аптоном райониниң бу йилқи алий мәктәпләргә оқуғучи қобул қилиш пиланида йәнила хитайларни асас қилидиғанлиқини инкас қилди.

Хитай агентлиқиниң 14 - июн күни үрүмчидин бәргән хәвиридә , уйғур елиниң бу йилқи алий мәктәпкә оқуғучи қобул қилиш пилани елан қилинған һәмдә бу йил аптоном район бойичә имтиһанға қатнашқан оқуғучилар саниниң 128 миңдин ашқанлиқи, алий мәктәпләргә қобул қилинидиған оқуғучилар саниниң 80 миңға йеқин болидиғанлиқи мәлум қилинған. Әпсуски, қобул қилинидиған хитай болмиған милләт оқуғучилириниң сани аран 20 миң икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.