Шинҗаң университетида 92 нәпәр йеңи оқуғучи мәҗбури оқуштин қалдурулди
2005.11.28
11 – Ноябир күни шинҗаң университетиниң бу йил қобул қилинған 92 нәпәр йеңи оқуғучиси б типлиқ җигәр кесилигә гириптар болғанлиқтин мәктәп тәрипидин мәҗбури бир йил оқуштин қалдурулған һәмдә "оқушқа кириш салаһити бир йил сақлинидиған болуп, әгәр бу бир йил ичидә уларниң кесили тәл төкүс сақийип қайта тәкшүрүштин өтсә қайтилап оқушқа кирсә болиду" дәп бекитилгән.
Мәтбуатлардики инкаслар
Шинҗаң университетида йүз бәргән бу вәқә җәмийәттә қаттиқ ғулғула болуп, мәзкур мәктәп рәһбәрлири оқутқучи, оқуғучи вә ата - аниларниң қаттиқ наразилиқиға дуч кәлгән. Мәсилән: мәзкур вәқә һәққидә "үрүмчи сәһири кәчлик гезити" дә мәхсус мақалә елан қилинип, шинҗаң университети қаттиқ тәнқитлигән. Һәтта бейҗиңда нәшир қилинидиған қанун гезитидиму бу һәқтә мәхсус мәлумат берилгән болуп, шинҗаң университетини әйиблигән.
Мунасивәтлик мәлуматларға қариғанда, шинҗаң университети гәрчә тәрәп - тәрәптин тәнқидий пикирләргә учриған болсиму, мәктәп рәһбәрлири йәнила "бизниң бундақ қарар чиқиришимиз оқуғучиларниң саламәтлигини ойлап, аммиви сорунниң бихәтәрлик болушини көздә тутқанлиқимизни көрситип бериду" дәп өзлирини ақлиған. Лекин көплигән оқуғучилар "мәктәпниң бундақ қилиши алий мәктәпкә оқуғучи қобул қилиштики саламәтлик тәкшүрүш һәққидә бекитилгән низам намиға хилаплиқ қилғанлиқ дәп қаримақта. Ата -аниларму " шинҗаң университетиниң бундақ қарар чиқириши мәсилини бәкму аддий қарап, бәкму аддий бир тәрәп қилғанлиқ һәмдә оқуғучиларни тәрбийә елиш һоқуқидин мәни қилғанлиқ" дәп қаримақта.
Шинҗаң университетиниң оқуғучи қобул қилиш ишханисидики исмини мәлум қилишни халимиған бир хизмәтчи "бу қетим мәктәп 92 нәпәр оқуғучини оқуштин тохтутишта, рәһбәрликләр алди билән мәктәп дохтурханисиниң тәкшүрүш нәтиҗиси вә дохтурхана рәһбәрлириниң пикирини асас қилған. Шундақла мәзкур мәктәпниң " 2005 - йиллиқ оқуғучи башқуруш низамнамиси" бойичә музакирә елип бериш арқилиқ қарар қилған" дәп билдүргән.
Наразилиқлар
Зияритимизни қобул қилған мәзкур мәктәптики исмини мәлум қилишни халимиған бир хизмәтчи өзиниң бир туғқининиң мушу қетимқи 92 нәпәр кесәл дәп өз юртлириға қайтуриветилгән балилар ичидә икәнлигини аңлап мәктәп дохтурханисиға берип әһвал сүрүштүргәнликинни һәмдә дохтурхана рәхбәрлириниң бу ишта соғақ муамилидә болғанлиқини мәлум қилди:
Исмини мәлум қилишни халимиған бу хизмәтчи бу қетимқи вәқәниң пәқәт мәктәп ичидики оқутқучи вә хизмәтчиләр арисидила әмәс, бәлки җәмийәттиму қаттиқ тәсир көрситип, ғулғула қозғиғанлиқини билдүрди :
Кесәлниң тәһдити қанчилик?
Зияритимизни қобул қилған исмини мәлум қилишни халимиған бу хизмәтчи өзи ишләйдиған ишханида б типлиқ җигәр кесилигә гириптар болған бир хитайниң йиллардин буян һечқандақ хәтәрсиз ишләватқанлиқини сөзләп келип, мәктәпниң бу қетим миңбир тәсликтә али мәктәп боссуғисиға кергән оқуғучиларни б типлиқ кесәл вируси билән юқумланған дегән баһанә билән өз юртлириға қайтуривәткәнликидин қаттиқ әҗәплинидиғанлиқини билдүрди.
Аптоном районлуқ хәлқ дохтурханисиниң юқумлуқ кесәлликләр бөлүминиң бөлүм башлиқи зав сүйүәнниң билдүрүшичә, б типлиқ җигәр кесили вируси пәқәт қан вә қан мәқсулати һәмдә нәсли арқилиқ юқидикән. Буниңдин башқа йәнә зәхимләнгән терә вә җинсий мунасивәт арқилиқ юқидикән. Адәттики күндилик турмушта кишиләрниң өз ара қол елишиш яки қучағлишиш қатарлиқ һәрикәтлири арқилиқ юқиши мумкин әмәс икән.
Мәктәп дохтурханисиниң җаваби
Биз бу һәқтә шинҗаң университетиниң дохтурханисиға телефон қилип, 92 нәпәр оқуғучиниң қайтуриливәткәнлики тоғрулуқ еғиз ечишимизға, телефонни алған дохтурхана хадими "мән бу иштин толуқ хәвирим йоқ, сиз башлиқимиздин сораң " дәп телефонни қойивәтти.
Дохтурхана башлиқи билән алақилишалмиғандин кейин, биз мәзкур мәктәпниң оқуғучилар башқармисиға телефон қилдуқ. Телефонни алған башқарма хадими "бу бир сиясий мәсилә, әгәр зиярәт қилимән дисиңиз мухбирлиқ кинишкиңиз вә зиярәт қилиш гуванамиңизни елип өзиңиз келиң, сизниң салаһитиңизни билмәй туруп, телефон зияритиңизни қобул қилмаймиз." Дәп җаваб бәрди :
Мухбиримиз униңға "мән америкидики әркин асия радиосиниң мухбири турсам, телефонда зиярәт қилиштин башқа амалим йоқ " дегинидә, мәзкур башқарма хадими йәнила өз гепини қилип "мәйли сиз нәниң мухбири болушиңиздин қәтий нәзәр, биз сизни көрмәй туруп, зияритиңизни һәргиз қобул қилмаймиз. Бу дегән бизниң түзүмимиз" дәп наһайити қопаллиқ билән телефонни қойивәтти.
Мунасивәтлик хәвәрләрдә мәлум болушичә, адәттә шинҗаң университетида, оқуғучиларни кесәл сәвәбидин мәктәптин тохтитип қуйидиған әһвал бурунму бар болған. Лекин бу йил, тохтитилған оқуғучилар сани әң көп болған бир йил болуп һесаблинидикән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Намрат уйғур вә тибәт балилири оқушсиз қалмақта
- Кеңәйтип оқуғучи қобул қилиш техиму көп оқуш пүттүргәнләрни ишсиз қалдурмақта
- Хитайда 420 миңдин артуқ оқуғучи пули болмиғачқа алий мәктәпкә кирәлмиди
- Хитай дуня бойичә маарипқа мәбләғ селиш нисбити әң төвән дөләт
- Малайсияда оқуватқан уйғур оқуғучилириниң әһвали начар болмақта
- Хитай вә уйғур елидә алий мәктәпләрниң оқуш расхоти барғансери өрлимәктә