Муәллим байримиңизгә мубарәк болсун!
2006.09.08
Инсанийәт алимидә оқутқучилиқтинму шәрәплик, мушәққәтлик һәм һөрмәтлик кәсп болмиса керәк. Бу шәрәплик кәсп игилиригә инсан тәрбийиләшмәк йүксәк мәсулийәт һәм вәзипә артилған улар шундақла аримиздики адди инсанлар. Силәрниң әвладларни тәрбийиләшкә сиңдүргән әҗриңларға чоңқур рәхмәт ейтимиз. Гәрчә силәр тилларда дастан болуп келиватқан болсаңларму әмәлийәттә әҗриңларға нисбәтән еришкиниңлар қанчилик? силәрниңму көңүл сөзлириңларни ейтқиңлар келәмду? силәр пәқәт беғишлиғучи, силәр улуғ, силәр худди шамға охшаш өзәңлар көйисиләр - ю, инсан қәлбини йорутисиләр.
Һөрмәтлик оқутқучи, устазлар, 10 сентәбир байримиңлар һарписида силәргә алий еһтирам билдүримиз. Әҗриңлар һәргиз бикар кәтмигәй. Бу программимизда, байримиңларға атап мухбиримиз гүлчеһрәниң илгири уйғур елидә оқутқучилиқ кәспи билән шуғулланған, нөвәттә чәтәлләрдә яшаватқан бәзи уйғур оқутқучиларни зиярәт қилип тәйярлиған программисини тәқдим етимиз. Байримиңларға мубарәк болсун!!!
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң "пәвқуладдә вәзипилик йеза оқутқучилири" сиясити уйғурлар ичидә хитай тилини омумлаштурушниң йәнә бир йеңи басқучи
- Хитай вә уйғур елидә, зиялилар һәддидин артуқ хизмәт қилғанлиқтин өмри қисқармақта
- Уйғур мәктәплиригә оқутқучи йетишмәсликтики һәққиқи сәвәб немә?
- Вақитлиқ оқутқучилар ишсиз қелиш алдида турмақта
- Хитайчилаштуруш давамидики уйғур алий маарипи