'Орхун йезиқи тепилғандин 120 йил кейинки түркологийә вә 21 - әсир' мавзулуқ илмий муһакимә йиғини ахирлашти

"Орхун йезиқи тепилғандин 120 йил кейинки түркологийә вә 21 - әсир" мавзулуқ илмий муһакимә йиғини 5 -айниң62 - күнидин 29 - күнигичә әнқәрәдики хилтон меһманханисида өткүзүлди.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.05.28
Dr-Erkin-Ekrem-sehnide-sozde-305.jpg Сүрәттә, һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси дотсент доктор әркин әкрәм әпәнди "генерал чача вә көктүркләр билән хитай оттурисидики уруш" темисида йазған мақалисини тонуштурмақта.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғиниға америка, германийә, русийә федератсийиси, японийә, австрийә, шветсийә, моңғулийә, оттура асия түркий җумһурийәтлири вә түркийә қатарлиқ 15 дөләт вә райондин кәлгән 130 әтрапида билим адими қатнашти вә илмий мақалилирини оқуди.

Мақалиләрниң көпи венгирийилик түрколог томсен орхун йенисәй абидисини тепип оқуп чиққандин кейинки 120 йил җәрянида орхун йезиқи һәққидә елип берилған тәтқиқатлар һәққидә йезилған. Булардин башқа түркий тилларниң бүгүнки әһвали һәққидиму мақалиләр оқулди.  

"Орхун йезиқи тепилғандин 120 йил кейинки түркологийә вә 21 - әсир" мавзулуқ бу илмий муһакимә йиғинини түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министирлиқи, тика вә түркийә тил тәтқиқат идарисиниң иқтисадий ярдими билән әнқәрә һаҗәттәпә университети түркологийә тәтқиқат мәркизи уюштурған.

Йиғинға уйғур илим адәмлириму қатнишип тәтқиқатлирини оттуриға қойди. Бейҗиң мәркизи милләтләр университети оқутқучиси молланияз тунияз әпәнди "орхун абидисидики үзүк тавушларниң маслишиши" темисида, әркин ариз әпәнди болса "орхун абидилириниң һазирқи заман уйғур тилиға қилинған тәрҗимилири вә хитайда орхун абидилири һәққидә елип берилған тәтқиқатлар" темисида, доктор абдурешит қарлуқ әпәнди болса "орхун абидилиридә учриған хитайлар һәққидики көз қарашлар вә хитайшунаслиқниң әһмийити" темисида, әгә университети оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди болса "көктүрк йезиқидики өрп вә адәтләр" темисида, һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси дотсент доктор әркин әкрәм "генерал чача вә көктүркләр билән хитай оттурисидики уруш" темисида язған мақалисини оқуди.

Бейҗиң мәркизи милләтләр университети оқутқучиси әркин ариз әпәнди хитайдики орхун абидиси тәтқиқати һәққидә тохтилип, хитайда тунҗи болуп 1910 - йилида орхун абидилири һәққидә мақалә елан қилинғанлиқини, бүгүнки күнгичә хитай вә уйғур тилида орхун абидилири һәққидә 133 парчә илмий мақалә, 13 китаб нәшр қилинғанлиқини ейтти. У сөзидә, 1976 - йилида бейҗиң мәркизий милләтләр иниститутида түркологийә синипи ечилғанлиқини, даңлиқ хитай түрколог гең шиминниң бир синип оқуғучини алаһидә тәрбийиләп чиққанлиқини ейтти. Әркин ариз мақалисидә 100 йилдин бери орхун абидилири һәққидә хитайда нәшр қилинған мақалә вә китабларниң тизимликини уйғурчә, хитайчә вә түркчә қилип язған.

Түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә чақирилған "орхун йезиқи тепилғандин 120 йил кейинки түркологийә вә 21 - әсир" темисидики йиғин һәққидә көз қарашлирини елиш үчүн микрафонимизни уйғур зиялийларға узаттуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.