Истанбулда 2 - нөвәтлик осман батурни хатириләш илмий муһакимә мурасими өткүзүлди
Мухбиримиз арслан
2009.04.29
2009.04.29
RFA Photo
Мурасимға тәтқиқатчилар, ахбаратчилар, оқутқучи, оқуғучилар вә истанбул шәһиридә яшаватқан уйғур, қазақлардин болуп көп санда киши қатнашти. Мурасимға йәнә, истанбулда паалийәт қиливатқан һәр қайси шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң мәсуллириму иштирак қилди.
Мурасим осман батурға вә шеһитләргә һөрмәт билдүрүп бир минутлуқ сүкүттә туруш билән башланди, кейин истиқлал марши оқулди, мурасимға истанбул университети тил - әдәбият факултети тарих бөлүминиң оқутқучиси абдуқадир донук әпәнди риясәтчилик қилди.
Мурасимда түркийиниң һаҗитәпә университети тарих бөлүминиң оқутқучиси әркин әкрәм әпәнди, 1949 - йили хитай, совит иттипақи вә америка мунасивәтлири арисида шәрқий түркистанниң ишғал қилиниши дегән темида, әнқәрә университети түрк тил шивилири вә әдәбиятлири факултетиниң оқутқучиси дочант доктур әркин әмәт, әсли йөнилиши бойичә шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити дегән темида, истанбул университети тил - әдәбият факултетиниң тәтқиқатчиси өмәр қул әпәнди, тоғра мәйданидин ваз кәчмигән батур осман ислам оғли дегән темида, қазақистан иҗтимаий пәнләр академйиси тарих институтиниң тәтқиқатчиси үмид атәш әпәнди, түркистандики мустәқиллиқ күрәшлири, осман батур вә сүргүнләр дегән темида, истанбул университети тарих бөлүминиң оқутқучиси фәтһи әхмәт йүксәл осман батур дәвридә түркистан җуғрапийиси дегән темида сөз қилди.
Кейин өсмүр балилар осман батурни мәдһийиләп шеир декламатсийә қилди, нахша оқиди, кейин шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити тәрипидин мурасимда сөз қилғучиларни тәқдирләп шәрқий түркистан шәрәп тахтиси тәқдим қилинди, мурасим наһайити қизғин кәйпият ичидә ахирлашти.
Тарих тәтқиқатчи өмәр қул әпәндиниң билдүрүшичә, осман батур 1899 - йили алтайниң көктуқай районида дуняға кәлгән. Өзиниң батур җасарәтлик роһи билән тонулған осман батур пүтүн һаяти бойичә хитайларға қарши көрәш қилип яшиған, 1951 - йили 2 - айниң 17 - күни кечидә қәйиз дегән районда хитай коммунистлири тәрипидин тутқун қилинған. Мустәқиллиққа еришиш вә дини ирадиси бойичә яшаш мәйданида чиң туруп 1951 - йили 4 - айниң 29 - күни хитай коммунистлири тәрипидин урумчидә шеһит қилинған.
Биз бу мурасимниң әһмийити һәққидә мурасимда сөз қилған әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.