Өткән бир йилда уйғур районида йүз бәргән миллий қаршилиқ һәрикәтлири (1)
2013.01.03

Қағилиқта йүз бәргән бәхт йоли вәқәси, корлида йүз бәргән товурчи вәқәси, тйәнҗиндә йүз бәргән миллий кәмситишкә қарши уйғурлар намайиши қатарлиқлар мана буниң мисаллири. Төвәндә силәргә әнә шу вәқәләрни қисқичә әслитип өтимиз.
2012-Йили бир ичидә йүз бәргән вә дуняға ашкариланған миллий қаршилиқ һәрикәтлири ичидә әң дәсләп йүз бәргини қағилиқтики бәхт йоли вәқәсидур. Вәқә 2-айниң 28-күни йүз бәргән, вәқәдә уйғур пидаийлардин 9 киши қағилиқ базиридики хитай сақчи вә пуқралириға пичақлиқ һуҗум қилған. Һуҗумда хитай тәрәптин 15 киши өлгән вә 14 киши яриланған. Пидаийларниң7 нәпири хитай сақчилири тәрипидин нәқ мәйданда етип өлтүрүлгән, икки нәпири яридар һаләттә әсир чүшкән.
28-Феврал вәқәсидин 3 күн өткәндә мәзкур вәқәдә өлгән хитай тавабиатлиридин 3 киши өлгүчиниң интиқамини елиш үчүн, қағилиқ базиридики бир навайға пичақлиқ һуҗум қилған. Һуҗумда йеник яриланған навай, қарши тәрәпниң қолидин пичақни тартивелип һуҗумчиларға қайтурма зәрбә бәргән вә хитай һуҗумчилардин һәр үчи нәқ мәйданда җан үзгән.
28-Феврал күни йәнә корлиниң қара юлғун йезисида топлишип диний ибадәт қиливатқан бир түркүм уйғур аяллири тутқун қилинған. Тутқунларниң көп қисми шу күни қоюветилгән болсиму, өй саһиби қоюветилмигән вә уни сүрүштә қилип барған уруқ-туғқанлири хитай сақчилири тәрипидин һақарәтләнгән. Тутқунниң уруқ-туғқанлиридин зораванлиққа зораванлиқ билән җаваб қайтурмақчи болған тохти ибраһим, өзи йәрлик усулда бир бомба ясиған. 3-Айниң 4-күни бомба муддәттин бурун партлап кетип, һуҗум пилани паш болуп қалған вә у қолға елинған.
8-Март күни корлиниң товурчи йезисида, 4 нәпәр уйғур пидаий билән хитай сақчилири арисида тоқунуш йүз бәргән. Пидаийлар йерим кечидә өй ахтурғили кәлгән хитай сақчилириға баш әгмигән вә уларға палта вә пичақ билән һуҗум қилип нәқ мәйданда елишип өлгән. Бу вәқә 4-март бомба партлаш вәқәси билән четишлиқ болуп, корлида йәнә бир нөвәт кәң көләмлик тутқун қилиш вә тутқунға қаршилиқ көрситиш вәқәлири йүз бәргән.
6-Айниң 6-күни хитай сақчилири хотәндики бир йәр асти мәдрисидә мудәррисләр билән хитай сақчилири арисида тоқунуш йүз бәргән; тоқунушқа хитай сақчилириниң йолсиз тәкшүрүши, зораванлиқи вә мудәррисләрниң буниңға бойсунмай қаршилиқ көрситиши сәвәб болған. Вәқәдә 12 нәпәр талип, 2 нәпәр мудәррис вә 3 нәпәр сақчи яриланған, 3 нәпәр мудәррис қолға елинған.
2012-Йили йүз бәргән миллий қаршилиқ һәрикәтлири һәққидики әсләтмә мәлуматлиримизниң давамини кейинки қетимлиқ программимизда аңлайсиләр.