Өткән бир йилда уйғур районида йүз бәргән миллий қаршилиқ һәрикәтлири (2)

Дуняда дүшмининиң көчигә пәрва қилмай, дуняниң бипәрвалиқидин үмидсизләнмәй, әркинлик ғайиси үчүн тохтавсиз күрәш қиливатқан милләтләрдин бири уйғурлар. Уйғурлар мана шу миллий характери вә сиясий ирадисини 2012‏-йилиму йәнә бир қатар пакитлар билән намаян қилди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.01.07
xoten-ayrodrom-305.jpg Хотән айродроми. 2011-Йили өктәбир.
RFA

Биз бу һәқтә тәйярланған программимизниң иккинчи қисмида, 29-июн айропилан булашқа урунуш вәқәси, хенәндики уйғурларниң миллий кәмситишкә қарши исян көтүрүши вә қағилиқта икки уйғурниң һәрбий газармиға мотсиклитлиқ һуҗум қилиш вәқәси қатарлиқларниң қисқичә җәрянини әслитип өтимиз.

Өткән йил ичидә йүз бәргән әң зор вәқәләрдин бири, хитай даирилириниң йүрикини титрәткән хотән айродромидики айропилан булашқа урунуш вәқәсидур. Мәлум болушичә, 6-айниң 29-күни, хотәндин үрүмчигә қарап учқан айропилан һавалинип 10 минут өткәндә, 6 нәпәр уйғур яш орнидин қозғилип, учқучиниң кабинетиға һуҗум қилған. Әмма уларниң қолидики қорал аҗиз келип, кабинетниң ишикини ачалмиған. Андин улар билән айропиландики сақчи, мулазимәтчи вә йолучилар арисида тоқунуш келип чиққан. Тоқунушта, хитай тәрәптин 21 киши йеник, 3 киши еғир яриланған, һуҗумчиларниң икки нәпири еғир ярилинип дохтурханида җан үзгән. Мәлум болушичә, һуҗумчиларниң мәқсити айропиланни чәтәлгә елип қечиш яки айропиландикиләр билән өзини қошуп партлитиш болуп, улар бу мәқситигә йетәлмигән, әмма бу вәқә сәвәбидин айропилан хизмәтчилири сәпирини арқисиға яндурушқа мәҗбур болған. Хитай вәқәдә хизмәт көрсәткәнләрни милйонлап пул билән катта мукапатлиса, вәқә садир қилғучиларға өлүм җазаси бәргән.

Айропилан булаш вәқәсидин 6 күн өткәндә, хитайниң тйәнҗин шәһиридә уйғурларниң йол тосуп наразилиқ билдүрүш һәрикити йүз бәргән, йүздин артуқ уйғурниң йол тосуши вә миңларчә кишиләрниң топлиниши билән, тйәнҗин шәһириниң мәркизидә 3 саәт әтрапида қатнаш тосулуп қалған, вәқәгә шәһәрдики 13 яшлиқ бир уйғур балиниң из-дерәксиз ғайиб болуши вә бу вәқәни сақчи органлириниң сүрүштә қилмиғанлиқи сәвәб болған.

Өткән йили 1-өктәбир йәни хитайниң дөләт байрими күни, хитайниң қағилиқтики һәрбий газармиси мотсиклитлиқ партлитиш һуҗумиға учриған. Һуҗумни гума наһийисидики икки нәпәр уйғур яш пиланлиған вә бир нәпири һуҗумни иҗра қилған. Һуҗумда 20дин артуқ хитай әскәрлири өлгән вә яриланған.

11-Айниң 29-күни, хенән өлкисиниң җенпиң наһийисидә тиҗарәт билән шуғуллиниватқан уйғурлар, җенпиң наһийилик һөкүмәт қорусиға бесип кирип, наһийидики миллий кәмситиш вәқәсигә наразилиқ билдүргән. Вәқәгә бир хитай пуқрасиниң бир уйғур аялниң йүзидики ромалини ечиветиши сәвәб болған. Шу күнки вәқәгә 1000 дин артуқ уйғур қетилған болуп, хитай тәрәп вәқәни бесиқтуруш үчүн, йеқин әтраптин мәхсус қораллиқ қисим йөткигән, бу вәқәдиму тоқунуш йүз берип, 50дин артуқ уйғур яриланған. 4 Данә сақчи аптомобили пачақлап ташланған.

Юқирида өткән бир йилда йүз бәргән миллий қаршилиқ һәрикәтлириниң бир қисмини қисқичә әслитип өттуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.