Оттура асия үчүн күрәш - америка, русийә вә хитайниң елишиши (1)
Мухбиримиз үмидвар
2008.12.31
2008.12.31

AFP Photo
Шу сәвәбтин мәзкур район хитай, русийә вә америка қатарлиқ әлләрниң диққәт нәзиридин орун алди. Бу һәқтә хитай мутәхәссислириму өзигә хас қарашларға игидур.
Оттура асия қандақ җай?
Оттура асиядики қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан вә түркмәнистанниң омуми йәр мәйдани 4 милйон квадрат километирдин артуқ болуп, әтрапи көп дөләтләр билән чегрилиниду.Бу земинда асаслиқи, өзбек, қазақ, қирғиз, таҗик, түркмән , рус, уйғур, қара қалпақ, татар қатарлиқ түркий , силавян вә иран тиллирида сөзлишидиған һәм ислам дини вә християн диниға етиқад қилидиған милләтләр яшайду. Әлвәттә, оттура асия һөкүмәтлири бу земинда юқирида нами атап өтүлгән асаслиқ милләтләрни өз ичигә алған 120 дин артуқ милләтниң яшайдиғанлиқлирини, өз дөләтлириниң көп милләтлик мәмликәт икәнликлирини даим тилға алиду.
Оттура асияниң йәр асти байлиқлири интайин мол болуп, нефит вә тәбиий газ записи дуняда алдинқи орунда турғанлиқи үчүн бүгүнки күндә дунядики асаслиқ енергийә мәнбәлиридин биригә айланған . Бу җайда йәнә көмүр, алтун, уран қатарлиқ қиммәтлик йәр асти байлиқлириму мол һесаблиниду.
Совет иттипақи йимирилгәндин кейин, оттура асиядики қазақистанниң нефит мәнбәлири көпләп ечилди. Түркмәнистан вә өзбекистанму көп җайлардин тәбиий газ мәнбәлирини байқап, уни ечишқа киришти . Нөвәттә, бу үч дөләт русийә, хитай вә башқа мәмликәтләр билән зор миқдарда нефит һәм тәбиий газ келишимлири түзгән болуп, буларниң ичидә қазақистан муһим салмақни игиләйду. Нефит вә тәбиий газ турубилири оттура асияни дуняниң муһим енергийә истимал районлири билән бағлимақта. Қисқиси оттура асия дөләтлириниң бу хил мол енергийә мәнбәсигә игә болуштәк әвзәллики русийә, хитай вә ғәрб дөләтлириниң риқабәт нуқтисиға айланған.
Хитай мутәхәсисниң қаришичә оттура асия хитай-америка-русийә арисидики талишиш нуқтиси
Оттура асияниң истратегийилик талишиш нуқтисиға айланғанлиқи һәққидә һәр хил қарашлар мәвҗут болуп, бу һәқтә хитай мутәхәссислириму өзигә хас көз қарашларға игә. Бейҗиңдики мәркизий милләтләр университетиниң мутәхәссиси ваң ке өзиниң "оттура асия үчүн күрәш- америка-русийә вә хитайниң елишиши " мавзулуқ мақалисидә бәзи өзигә хас болған көз қарашларни оттуриға қоюп, оттура асияниң хитай-америка-русийә арисидики талишиш нуқтиси икәнликини шәрһлиди.Униң оттуриға қоюшичә, совет иттипақи йимирилгәндин кейин, оттура асия дөләтлири ғәрб модели бойичә дөләтни өзгәртишкә вә тез сүрәттә иқтисадни әслигә кәлтүрүшкә тиришти. Сиясий җәһәттә америка оттура асия дөләтлириниң русийидин йирақлишишни қолға кәлтүрүп, уларни ғәрбниң демократик сиясий қиммәт қаришини қобул қилишқа илһамландурди.
Америка иқтисадий җәһәттин өзиниң зор иқтисадий күчидин пайдилинип, оттура асия дөләтлиригә иқтисадий ярдәм бериш һәмдә биваситә мәбләғ селиш арқилиқ оттура асияниң енергийисини ечиш һәм тошушта үстүнлүкни игилишкә тиришти. Бихәтәрлик җәһәттә болса , америка оттура асияға кирип, районниң бихәтәрлик ишлиридики роли вә тәсирини ашурди . 11-Сентәбирдин кейин, америка оттура асиядики өзбекистан вә қирғизистанда һәрбий база қурди.
Ваң ке исимлик мәзкур хитай мутәхәссисиниң қаришичә, русийидә владимир путин президентлиққа сайланғандин кейин, оттура асияға қаратқан сияситини тәңшәп, русийиниң мәзкур бәш дөләт билән болған мунасивитини тез сүрәттә юқири көтүрди.
Путин русийиниң оттура асия дөләтлири билән болған мунасивәтлиригә юқири дәриҗидә әһмийәт бәргән болуп, оттура асия дөләтлири русийиниң мустәқил дөләтләр һәмдостлуқиға қаратқан ташқи сияситиниң асасий нуқтиси икәнликини бәлгилиди. Медведев тәхткә чиққандин кейин, путинниң сияситини давамлаштуруп, русийиниң оттура асиядики дөләтләр билән енергийә вә бихәтәрлик җәһәтләрдики һәмкарлиқлирини күчәйтидиғанлиқини җакарлиди.