Судихан “өйимиздин һайдалдуқ, 15 күндин бери меһманханида йетиватимиз”
2012.12.21
Балисини өйидин рәсмийәтсиз тутуп әкитиш, из - дерәксиз йоқ қиливетиш, сорап барса җаваб бәрмәслик, бәкрәк сүрүштә қилса, туруватқан өйидин көчүриветиш; мана бу, үрүмчидики хитай сақчилириниң ғайиплар аилә - тавабиатлириға көрситиватқан күнлири. Һәқсизлиқниң мана бу хил түриниң тарихта болуп баққан яки бақмиғанлиқи соалиға җаваб беришни тарихчиларға қалдуримиз. Биз ахбаратчилиқимиз бойичә, әнә шу һәқсизлиққә учраватқан аилиләрниң пәрядини җәмийәткә йәткүзүшни давамлаштуримиз, ғайиплардин мәмәт баратниң аниси судихан мушу айниң бешида үрүмчи алтунбулақтики иҗарә өйидин қоғланған, у 15 күндин бери нәвриси вә йолдиши билән бирликтә алтунбулақтики йәкән - арал меһманханисда күн өткүзмәктә.
Төвәндә диққитиңлар вәқәниң җәрянида болғай. Программини мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди.