“дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини” да өзара һәмкарлишиш мәсилиси асасий тема болди
2011.06.21

Бу йиғин түркийә вә дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән 100 гә йеқин уйғурларниң қатнишиши билән давам қиливатиду, йиғинниң биринчи күни йәни 20-июн күни йиғин әтигән саәт 10:00 да рәсмий башланди. Йиғинда алди билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан сөз қилип бу бир һәптилик паалийәтниң күн тәртипи вә шундақла бу бир һәптилик йиғинниң әһмийити тоғрисида сөз қилди.
Кейин җәмийәтниң баш назири абдулһәкимхан мәхсум бу қетимқи йиғинни уюштуруштики асаси мәқсәтниң өз ара һәмкарлишиш икәнликини билдүрди вә “өзара һәмкарлишишниң ислам динидики орни вә тарихта һәмкарлиқтин қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр” дегән темида сөз қилди.
Йиғинниң давамида йәнә доктор атавуллаһ шәһяр “һәмкарлиқни күчәйтиштики асасий принсиплар” дегән темида сөз қилди. Йиғинда йәнә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит тумтүрк әпәнди “түркийә-хитай мунасивәтлиридә шәрқий түркистан” дегән темида сөз қилди.
Йиғинниң чүштин кейинки программисида йиғинға алаһидә тәклип қилинған “и һа һа” инсани ярдәм вәхпиниң идарә һәйәт рәһбәрлиридин доктор өмәр фаруқ қорқмас әпәнди, тәшкиллиниш вә тәшкилатниң әһмийити дегән темида сөз қилип уйғурларниң сөздә әмәс әмәлий һәрикәт арқилиқ тәшкиллиниши, вә бирлишишниң әһмийити, бөлүнүшниң зиянлири тоғрисида сөз қилди һәм бөлүнүштин келип чиқидиған зиян вә яман ақивәтләр тоғрисида әмәлий мисал көрсәтти.
3-Нөвәтлик “дуня шәрқий түркистанлиқлар учришиш йиғини” ниң дәсләпки күнидә, йәни 20-июн күнидики йиғинда асаслиқи, өз ара һәмкарлишиш, йәни тил, дин, маарип, иҗтимаий вә сиясий саһәләрдә ортақ һәмкарлиқ орнитиш вә һәмкарлиқни күчәйтиш алаһидә тәшәббус қилинди.
Биз, 3-нөвәтлик “дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини” тоғрисида қирғизистандин келип йиғинға қатнишиватқан қирғизистан уйғур иттипақиниң рәиси артиқ һаҗи билән сөһбәт елип бардуқ.