Өзбекистан - хитай тәбий газ турубиси икки дөләтни техиму йеқинлаштурувәтти

Хитайниң муавин баш министири ли кечяң 28 - июн күни өзбекистанға йетип келип ислам керимоф билән учрашқан. Ле кичияң учришишта қилған сөзидә икки дөләтниң мунасивитиниң достанә вә өз -ара ишиниш асасида тәрәққи қиливатқанлиқини ипадә қилған.
Мухбиримиз ирадә
2009.06.29
Islam-kerimof-sh-6-305 Өзбекистан президенти ислам кәримоф вә шаңхәй 6 гуруһиниң әзалири.
AFP Photo

Ли кечяң сөзидә йәнә, өзбекистанниң райондики муһим дөләт икәнликини ейтип, өзбекистан билән болған мунасивәтләрни тәрәққи қилдурушниң хитайниң ташқи сияситидә интайин муһим орунни игиләйдиғанлиқини билдүргән.

Шинхуа ториниң хәвиридин қариғанда, ле кечяң учришишта хитайниң өзбекистанниң дөләт игилики вә милли мустәқиллиқини қоғдишиға шундақла иқитисадини тәрәққи қилдурушиға ярдәм қилидиғанлиқини вәдә қилған.

Мәлум болғинидәк, өзбекистан-хитай тәбиий газ турубисиниң қурулуши һазир давам қиливатқан болуп, 3 милярд долларға пүтидиған өзбекистан - хитай тәбиий газ турубиси бир йилда 30 милярд куб метир тәбиий газ тошуялайдикән. Анатолийә хәвәр агентлиқиниң хәвиридин қариғанда, йеқинда өзбекистанниң пайтәхти ташкәнттә елип берилған 13 - нөвәтлик нефит - тәбиий газ йәрмәнкисидә өзбәк нефит газ ширкитиниң биринчи муавин башлиқи шәвкәт меҗидоф түркмәнистанниң газини хитайға тошуш үчүн ясиливатқан бу тәбиий газ турубисида өзбекистан газиниңму хитайға тошулидиғанлиқини баян қилған. Әмма өзбекистанниң хитайға зади қанчилик тәбиий газ сетип беридиғанлиқи һәққидә техи ениқ рәқәм бәрмигән.

Хитай һазир өзбекистанға алаһидә әһмийәт бериватқан болуп, бундин бурунму хитайниң өзбекистанда турушлуқ әлчиси хун җүнму алаһидә сөз қилип өзбекистанниң хитай үчүн толиму муһим икәнликини әскәрткән иди. У қилған сөзидә, 2008 - йилида икки дөләт арисидики тиҗарәт соммисиниң 5.1 Милярд долларға йәткәнликини вә йеқинда бу рәқәмниң йәниму ашидиғанлиқини ипадә қилған иди.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, хун җүн йәнә өзбекистан билән хитай арисида газ турубиси қурулушидин башқа йәнә, хитай вә өзбекстан төмүр йоли қурулушиниңму һазир күнтәртиптә икәнликини ипадә қилған. У йәнә өзбекистанниң нефит, тәбиий газ, тоқумичилиқ, қурулуш, деһқанчилиқ қатарлиқ саһәләрдиму артуқчилиқлириниң барлиқини шуңа хитай карханичиларниң өзбекистанға қизиқиватқанлиқини, кәлгүсидә бу саһәләрдиму өзбекистанға мәбләғ селиш пиланлириниң барлиқини ипадә қилған.

Мутәхәсисиләрниң қаришичә, хитай тәрәпниң арқа - арқидин бундақ баянатларни бериши хитайниң оттура асияниң нефитигә өзбекистан арқилиқ еришишни пилан қиливатқанлиқидин келип чиққан икән.

Омуми узумлиғи 7000 километир мусапигә игә болған тәбиий газ турубисиниң 185 километири түркмәнистандин, 525 километири өзбекистандин, 1293 километири қазақистандин өтидиған болуп, " асия транс газ" дәп атилидиған хитай - өзбекистан ортақ қурған ширкәт бу йилниң ахириғичә газ турубисиниң биринчи қәдәм қурулушиниң пүтидиғанлиқини, 2011 - йилиниң ахирида бу қурулушниң пүтүнләй пүтүп ишқа чүшидиғанлиқини пәрәз қиливатқанлиқини дегән.

Хитай йеқиндила түркмәнистан билән 30 йиллиқ тәбиий газ сетивелиш тохтамнамисгә қол қойған иди. Әмди өзбекистанниңму хитайға тәбиий газ сетип беридиғанлиқини ашкарилишини бәзи хәвәр агентлиқлири русийә билән хитайниң оттура асияниң тәбиий газиға еришиш риқабитидә хитайниң үстүнлүкини игилигәнликиниң ипадиси дәп баян қилди.

Өзбекистан тәбий газ қурулушиға мәсул хадим болған виладимир аталянтс, өзбекистандики һазир бар болған газ турубисиниң русийә вә қазақистанға, җәнубий қисминиң болса қирғизистан вә таҗикистанға тәбиий газ тошуватқанлиқини әскәртип, өзбекистан - хитай тәбиий газ турубисиниң ишқа чүшүши билән өзбекистанда йеңи бир шәрқ қорғини (өтиңи) барлиққа келиду, дегән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.