Пакистанниң равалпинди шәһиридики бир тиҗарәтчиләр уюшмисиниң рәисликигә йәнә уйғур сайланди
2011.07.26

Ана вәтинидин айрилип, башқа бир дөләткә көчмән болуп йәрлишип, шу дөләттики йәрлик аһалиләр арисида тәшкилләш вә йетәкләш ишлириға мәсул болуш, униң үстигә бу мәсулийәтни сайламда утуп чиқип үстигә елиш, адәттә аз учрайдиған нәтиҗиләрдиндур.
Өткән һәптә пакистанниң равалпинди шәһиридики бир чоң базарда өткүзүлгән тиҗарәтчиләр уюшмисиниң рәис сайлимида ғәниҗан рози исимлик бир уйғур рәисликкә сайланған. Бир ай давам қилған сайлам паалийити тоғрисида өмәр уйғур вәхпиниң мәсули әкбәрҗан билидиғанлирини баян қилди.
Ғәниҗан рози, уйғур елиниң бортала шәһиридин, у 1982-йили 12 яш вақтида, ата-аниси билән бирликтә пакистанға көчмән болуп келип йәрләшкән.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Мана бу, өз ана вәтинидә, һакимийәт тәрипидин түрлүк қалпақлар билән әйиблиниватқан, һәтта хитай өлкилиридә ятақ берилмәсликтәк еғир дәриҗидә кәмситишкә учраватқан уйғурларниң муһаҗирәттики һаятидин бир көрүнүштур.