Пакистандики уйғурлар, қурбан һейт паалийитидә, хитай вә түркийә әлчиханисидин бирини таллашқа дуч кәлди
2012.10.31

Хитай әлчиханиси уйғурларни дәвәт қилишта, аталмиш ана вәтән меһри муһәббитини йәткүзүшни мәқсәт қилған болса, түркийә әлчиханиси қан қериндашлиқ меһри муһәббитини йәткүзүшни мәқсәт қилған. Нәтиҗидә пакистандики уйғурларниң бир қисим хитай әлчиханисиниң, йәнә бир қисми болса, түркийә әлчиханисиниң орунлаштурушидики һейт мурасими паалийитигә қатнашқан. Мухбиримиз бүгүн икки тәрәптики мурасимдики уйғурларниң тәсират пәрқи һәққидә мәлумат игилиди.
Мәлум болушичә, пакистандики уйғурларниң байрам паалийәтлирини өткүзүштә икки әлчиханидин бирини таллашқа дуч кәлгинигә 5-6 йил болған. Йеқинқи 10 йилдин бери уйғур районида йүз бәргән вәқәләр, болупму, намайишлар, исянлар вә хитайниң бастуруш һәрикәтлири, дунядики түрк хәлқлириниң, уйғурларни тонуши вә уйғур вәзийитиниң җиддийликини чүшинишигә сәвәб болған. Шуңа дуняниң һәрқайси җайлирида инсаний ярдәм паалийәтлири билән шуғуллиниватқан түрк тәшкилатлири диққитини уйғур райониға вә муһаҗирәттики уйғурларға қаратқан. Хәлқара тәсиргә игә болған “и һа һа” намлиқ түрк тәшкилати бирқанчә йилдин бери пакистандики уйғурларни арқа-арқидин йоқлап, улардин маддий вә мәниви җәһәттин һал сориған. Бу йилму бу тәшкилатниң германийидики әзалири пакистандики уйғурларға пул әвәтип, уларниң һейт паалийәтлиригә ярдәм қилған. Түркийиниң исламабадтики әлчиханиси, бу йилму өзлириниң һейт мурасими паалийитигә пакистандики уйғурларни тәклип қилған. Бу паалийәткә, пакистандики өмәр уйғур вәхпиниң мәсуллири болуп уйғурлардин җәмий 30ға йеқин киши қатнашқан.
Уйғур мәсилисиниң дуняға тонулушқа башлиши, болупму муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлириниң күчийиши, һәрқайси дөләтләрдики хитай әлчиханилириниң шу дөләтләрдики уйғур җамаитигә қарита сәзгүрлүкини ашурған. Хитай әлчиханилири бир тәрәптин, дипломатик күчини ишқа селип, шу дөләтләрдики уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлирини чәкләшкә урунса, йәнә бир тәрәптин, уйғур җамаити ичидики иқтисадий җәһәттин моһтаҗ яки мәнпәәтпәрәс кишиләрни өзигә тартип, дуняға уйғур вәзийити һәққидә хата сигнал бәрмәктә. Пакистандики хитай әлчиханиси бу йилму һейт мурасими паалийити уюштуруп, уйғурларниң һейтини тәбриклигән, бу паалийәткиму 30ға йеқин киши қатнашқан. Мәлум болушичә, буларниң көпинчиси, афғанистандин пакистанға йеңидин көчүп кәлгән иқтисади җәһәттин моһтаҗ аилиләр; йәнә бир қисми болса, тиҗарәтлири сәвәблик хитай әлчиханисиниң виза тәстиқиға еһтияҗлиқ болған уйғурлар.
Түркийә әлчиханисиниң һейт мурасимиға қетилған бир уйғурниң билдүрүшичә, мурасимида әлчихана, уйғур җамаитигә 6 калиниң гөшини тәқсим қилип бәргән вә әлчихана хадимлири мурасимда уйғур елини шәрқи түркистан дәп атиған вә уйғурларни “бизниң қан-қериндашлиримиз” дәп тонуштурған. Хитайниң бесими билән пакистан тәрипидин қара тизимликкә киргүзүлгән вә чеградин чиқиши чәкләнгән өмәр уйғур вәхпиниң әзалири, түркийә әлчиханиси тәрипидин әзиз меһман сүпитидә қарши елинған.
Хитай әлчиханисиниң паалийитигә қатнашқан бир уйғурниң билдүрүшичә, бу паалийәттә, хитай әлчиханиси уйғурларға 6 қойниң гөшини тәқдим қилған вә буниңдин кейин 100миң йүән пул ярдәм беришкә вәдә қилған. Бу паалийәттә уйғурларға сөз пурсити берилмигән, әлчиханиниң хитайлири тәбрик сөзи қилғандин кейин, мурасимға қатнашқанларни рәсимгә тартип чиқип кәткән.
Икки әлчиханиниң паалийитидики уйғурларниң кәйпият пәрқини пакистандики уйғурлардин абдуқеюм шәмшидин әпәнди очуқ баян қилди.
Униң билдүрүшичә, хитай әлчиханисиниң паалийитигә қетилған уйғурлар, асасән моһтаҗлиқтин кәлгән болғачқа, мурасимда, өзлирини бир сиясий йиғин сорунида олтурғандәк һес қилған, сорунда сиқилиш вә зерикиш кәйпияти һөкүм сүргән. Түркийә әлчиханисиниң паалийитигә қетилған уйғурлар болса, дәвәткә асасән өзлири халап кәлгән болғачқа, улар өзлирини иллиқ бир аилидә һес қилған; сорунда әркин-азадә вә хушал-хурам кәйпият һөкүм сүргән.
Абдуқеюм шәмшидинниң пәрәз қилишичә,, түркийә әлчиханисиниң уйғурларни өз қойниға тартиши, хитай әлчиханисиниң аччиқини кәлтүрмәктә; әмма хитай тәрәп бу наразилиқини техи ашкара ипадилимәйватқан болуп, улар пәқәт һәр қетим түркийә әлчиханиси бир паалийәт елип бериш билән тәң, өзлириму бир паалийәтни дорап елип берип, уйғурларниң түркийә әлчиханиси орунлаштурушида топлишишиға тосқунлуқ қилмақта.