Пакистанда өмәр мухтәр исимлик бир уйғур ғайип болди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.01.25
2010.01.25

RFA Photo / Erkin Tarim
Өткән йилниң оттурилирида өмәр мухтәр уштумтут ғайип болған, ханими өмәр мухтәр һәққидә һичқандақ учур алалмиғандин кейин, икки балиси билән бирликтә афғанистанға қайтишқа мәҗбур болған.
Өмәр мухтәрниң аилиси уни та йеқинға қәдәр равалпиндидики түрмидә дәп пәрәз қилип кәлгән; чүнки җәмийәттә, униң әрәб бирләшмә хәлипиликидин афғанистанға кетиватқан сәпири үстидә исламабад айродромида қолға елинғанлиқи һәққидә сөз тарқалған. Өмәр мухтәрниң ханими өткән һәптә пакистанға йәнә бир қетим келип, ериниң из - дерикини сақчилардин сүрүштә қилған; әмма йәнила нәтиҗигә еришәлмигән.
Пакистанда паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур вәхпиму өмәр мухтәрниң из - дерикини елиш үчүн алақидар орунлар билән көрүшкән; бирақ учур алалмиған.
Пакистандики уйғурларниң пәрәз қилишичә, өмәр мухтәрниң пакситандики қара җәмийәтләр тәрипидин зиянкәшликкә учраш еһтималлиқи наһайити аз, әмма у пакистандики уйғур җамаити ичидә көз көрүнгән вә сөйүлгән бир киши болғини үчүн хитай тәрәпниң зиянкәшликигә учриған болуши мумкин ; йәни дипломатик вастилар билән хитайға қайтуруп әкәткән вә яки чәтәл дөләтлириниң бихәтәрлик тармақлириға сахта мәлумат берип, қолға алдурған вә қамаққа алдурған болуши мумкин.
Өткән йилниң оттурилирида әрәб бирләшмә хәлипиликидә икки нәпәр уйғур абудәбидики бир хитай маллири базириға от қоюшни планлаш җинайити билән әйиблинип қолға елинған; шу чағда дубәйдә яшаватқан бир қисим уйғур яшлири мәзкур дөләтниң бихәтәрлик күчлири тәрипидин тутқун қилинип сорақ қилинған; бәзи уйғур яшлири аваричилиқтин қутулуш үчүн дубәйдин кетишкә мәҗбур болған.
Мәлум болушичә, өмәр мухтәр әнә шу чағда дубәй билән билән афғанистан вә пакистан арисида тиҗарәт қиливатқан болуп, униң әрәб бирләшмә хәлипиликидики мәзкур сирлиқ от қоюш делосиға четилип, тутқун қилинғанлиқи тәхмин қилинмақта. Өмәр мухтәрниң аилиси вә йеқинлири уйғур вә хәлқара тәшкилатларни өмәр мухтәрниң из - дерикини елиш үчүн ярдәмгә чақирмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.