"Пантүркизмниң мәйданға чиқиши вә шәрқий түркистан"


2008.03.13

Пантүркизм идийисиниң оттуриға чиқиши гәрчә татар мутәпәккур исмаил гаспирали яшиған 1851 - 1914 - йиллириға тоғра кәлсиму, әмма пантүркизмниң сияси нәзәрийә сүпитидә оттуриға чиқиши, юсуф ақчураниң `үч тарзи - сиясәт `намлиқ әсири йезилған 20 - әсирниң башлириға тоғра келиду. юсуф ақчураниң һәдисиниң йолдиши болған исмаил гаспирали пүтүн түркий милләтлири оқуп чүшүнәләйдиған бир тил билән тәрҗимә гезитини нәшир қилип тарқитип, `тилда, пикирдә ишта бирлик` шуари астида түркий милләтлириниң мусулман кимлики билән түрк кимликини бирләштүрүшкә тиришқан.

Түркийилик даңлиқ пантүркистлардин бири болған зия гөкалп түркий милләтләрниң мусулман кимликини асас қилған һалда бирлишиши керәкликини тәкитлигән, юсуф ақчура болса түрк кимликини асас қилған һалда пүтүн түркий милләтлириниң бирлишиши керәкликини тәкитлигән. 20 - Әсирдики соғуқ уруш мәзгилидә хитай вә рус коммунистлири пантүркизмгә қарши күрәш баһаниси билән он миңларчә түркистанлиқ зиялийларни түрмигә ташлиған вә өлүм җазасиға һөкүм қилған.

Түркийә коня сәлчуқ университети тарих факултети оқутқучиси др. Иқлил қурбан әпәнди язған `пантүркизмниң мәйданға чиқиши вә шәрқий түркистан `мавзулуқ мақалиси `бизниң қирим` журнилида елан қилинди. Др. Иқлил қурбан мақалисидә пантүркизмниң түрк дөлитиниң асаси пәлсәписи икәнликини, бу пәлсәпидин чәтнәп кәткән дөләтләрниң түркий миллитиниң дөлити болалмайдиғанлиқини, бүгүнки күндә бу пәлсәпигә әң муһтаҗ болған милләтләрдин бириниң уйғурлар икәнликини, уйғурларни хитайниң боюнтуриқидин демократийә билән пантүркизмниң қутулдуридиғанлиқини илгири сүргән.

Др. Иқлил қурбан әпәнди мақалисидә хитайчидин тәрҗимә қилинип 2000 - йили үрүмчидә нәшир қилинған `пантүркизм мәдәнийити һәққидә тәтқиқатлар `намлиқ китаб һәққидиму тохталған. У мақалисиниң ахирида пантүркизм вә тарихий нуқтиинәзиридин қарилидиған болса хитай дөлитиниң чоқум парчилинидиғанлиқини илгири сүргән. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.