Қағилиқта оқутқучи, оқуғучилар қурбан һейт күни мәктәпкә йиғивелинди
2011.11.11

9-Ноябир күни хитайниң шинлаң тор бекитидә уйғур аптоном райониниң қағилиқ наһийисидә бу йил қурбан һейтниң 1-күни һейт намизи мәзгилидә, наһийидики һөкүмәт органлиридики хизмәтчиләр, оттура, башланғуч мәктәпләрдики оқутқучи, оқуғучиларниң буйруқ билән йиғивелинғанлиқи һәққидики хәвәр берилгәндин кейин, радиомиз қағилиқ наһийисигә телефон қилип әһвал игилидуқ.
Қағилиқ наһийисидин телефонимизни қобул қилғучиларниң мухбирниң қурбан һейт мәзгилидә наһийилик һөкүмәтниң һөкүмәт хизмәтчилири һәм оқутқучи, оқуғучиларниң йиғивелинғанлиқи һәққидики соалиға бәргән җаваби охшаш болмиди.
Еһтият йүзисидин, мухбирниң соалиға җаваб беришни халимиған бир уйғур, қурбан һейт мәзгилидә ағрип қалғини үчүн, сиртқа чиқмиғанлиқини һәм өзиниң аддий пуқра болғини үчүн, наһийилик һөкүмәтниң һөкүмәт хизмәтчилири яки оқутқучи, оқуғучиларни қурбан һейт күни йиғивалғанлиқидин хәвири йоқлуқини билдүрди.
Өзиниң хитай болғини үчүн, уйғурларниң қурбан һейт қаидилирини билмәйдиғанлиқини билдүргән бир хитай аял, қурбан һейт мәзгилидә наһийидики ишчи-хизмәтчиләрниң дәм елишқа қоюп берилгәнликини, әмма өзи сиртқа чиқмиғанлиқи үчүн, һейт мәзгилидә һөкүмәт хизмәтчилири һәм оқутқучи,оқуғучиларниң йиғивелинғанлиқидин хәвири йоқлуқини билдүрди.
Башланғуч мәктәптә оқуйдиған балилириниң қурбан һейтниң 1-күни әтигәндә мәктәпкә йиғивелинип, һейт намизи түгигәндин кейин қоюп берилгәнликини баян қилған бир уйғур, оқуғучилар һәм ата,аниларниң бу әһвалға нарази болсиму, әмма бу наһийилик һөкүмәтниң орунлаштуруши болғини үчүн, бирқанчә йилдин буян, оқуғучиларниң һейтлиқ кийимлирини кийишип, һейт намизи мәзгилидә мәктәпкә йиғилидиғанлиқини билдүрди.
Бу киши өз баянида йәнә, өзиниң наһийә тәвәсидики һөкүмәт хадимлириниң байрам мәзгиллиридә, наһийидики хәлқ мәйданиға йиғивелинип, дөләт байриқи чиқиридиғанлиқидин хәвири болсиму, әмма бу йил қурбан һейт мәзгилидә бу хил орунлаштурушниң болғанлиқидин хәвири йоқлуқини, әмма башқилардин наһийилик һөкүмәт қармиқидики бир қисим идариләрдә қурбан һейтниң 1-күни әтигәндә хизмәтчиләрниң идаригә йиғилғанлиқи һәққидики хәвәрни аңлиғанлиқини билдүрди.
Бу киши өз баянида йәнә, қағилиқ наһийисидә диний паалийәтләрниң давамлиқ чәклинип келиватқанлиқини билдүрүп, һөкүмәт хизмәтчилири, оқутқучи,оқуғучиларниң намазға бериши чәклинидиғанлиқини, адәттики чағларда һәр җүмә күни мәктәп балилириниң чүшлүк дәм елишқа йерим саәт илгири қоюп берилип, җүмә намизи оқулидиған мәзгилдә мәктәпкә йиғивелинидиғанлиқини баян қилди.
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, йеқинқи бирқанчә йилдин буян қәшқәрниң қағилиқ, тоққузақ, поскам наһийилири һәм хотән, ақсу қатарлиқ уйғур елиниң җәнубидики вилайәт, наһийиләрдә пуқраларниң нормал диний етиқад паалийәтлири һәр хил чәклимиләргә учрап келиватқан болуп, қурбан һейт, роза һейтқа охшаш байрам күнлири оқутқучи, оқуғучиларниң һейт намизиға беришини чәкләш үчүн мәктәпләргә йиғивелинидиғанлиқи қатарлиқ әһваллар башқа наһийиләрдиму мәвҗут икән.