Қасимҗан дадисиниң 15 йиллиқ қамақ җазасиға буйрулғанлиқи һәққидә тохталди

Йеқинда түрмидин чиққан ғулҗа дадамтулуқ сабиқ диний мәһбус қасимҗан, дадисиниң 15 йиллиқ қамақ җазасиға буйрулғанлиқи һәққидә тохталди.
Мухбиримиз әркин
2012.10.03
urumchi-qoralliq-saqchi-5-iyul-305.jpg 5-Июл үрүмчи вәқәсидин кейин үрүмчини чарлап йүргән қораллиқ сақчилар. 2009-Йили июл.
RFA

2009‏-Йили “5‏-июл вәқәси” йүз берип бир қанчә һәптидин кейин, ғулҗиниң дадамту йезисидики деһқан сетивалди ака туюқсиз қолға елинған иди. У өзиниң көктат парникида ишләватқан йеридин тутуп кетилгән. Сетивалди ака тутуп кетилип бир қанчә һәптидин кейин, униң оғли қасимҗан вә күйоғли арқа-арқидин қолға елинған иди. Кейинки йилниң башлири 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған қасимҗан йеқинда түрмидин чиқти. Бирақ униң қейниакиси ибраһим вә дадиси сетивалди узун муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинип, турпан вә үрүмчидики түрмигә қамалған.

Улар бунчилик еғир қамақ җазасиға һөкүм қилинғудәк қандақ “җинайәт” садир қилған? уларниң түрмидин сақ-саламәт чиқишиға несип боламду? бу мунасивәт билән мухбиримиз әркин қасимҗанни зиярәт қилип, униң түрмидики кәчүрмиши вә дадисиниң әһвали һәққидә сөһбәт елип барди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.