Қарақаштики 3 өсмүр мәһкум һәққидә
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.05.30
2008.05.30
Ашкарилинишичә , өсмүр мәһкумлар 14 , 15 вә 16 яшта болуп , улар бир йилдин 3 йилға қәдәр пәрқлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Биз өсмүр мәһкумларниң исимликини игиләш үчүн аридин 15 минут өткүзүп бирқанчә рәт телефон қилған болсақму, мәзкур рәһбәр телефонимизға җаваб қайтурмиди.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 1959 - йили 20 - ноябир күни б д т балилар һоқуқи хитабнамисини елан қилған. Хитабнамида, балиларниң чоңларға нисбәтән алаһидә пәрқлиқ һәқ - һоқуқларға игә икәнлики билдүрүлгән. Б д т йәнә 1989 - йили 20 - ноябир күни б д т балилар һоқуқиға аит әһдинамиләр намлиқ келишим қобул қилған. Шу йили келишимгә қол қойған 193 дөләтниң ичидә хитайму бар. Бу келишимниң биринчи қисим биринчи маддисида, 18 яшқа толмиған кишиләр балилар қатариға кириду дәп көрситилгән.
Келишимниң 15 - маддисида, балилар чоңларға охшашла тәшкилат қуруш, тәшкилатқа қатнишиш вә иҗтимаий һәрикәтләргә қетилиш һоқуқиға игә дейилгән. Келишимнамидә йәнә, балиларниң өз ой пикрини мәйли сөз , мәйли һәрикәт арқилиқ болсун оттуриға қоюш һоқуқи бар дәп әскәртилгән. Әмма қарақаш 3 - оттура мәктипиниң бу үч оқуғучиси намайишқа қетилғини үчүнла җазаланған.
Хәлқара қанунлар балиларниң яшаш һәққи, тәрбийилиниш һәққи вә етибарға еришиш һәққини инсаний һәқниң әң муһим тәркиблири дәп тонуйду. Әмма, җазалиниш әһвали 3 - оттура мәктәп үчүн йеңи бир әһвал әмәс. Бундақ әһвал бултур 12 - айдиму бир қетим йүз бәргән. Мәктәпниң толуқсиз йиллиқида оқуватқан рози исимлик бир оқуғучи 6 айлиқ қамақ җазасини баштин кәчүргән.