"Қара җулдики җәң" намлиқ китаб нәшр қилинмақчи


2006.02.13

60 - Йилларда уйғур елиниң җәнуп-шималиға кәң тарқалған шәрқи түркистан хәлқ инқилаби партийиси җай-җайларда җидди һәрикәткә килип қораллиқ қозғилаң көтүрүшкә тәйярлиқ қилған болсиму, әмма мәлум сәвәбләр билән бу һәркәт хитай һөкүмитигә паш болуп қелип, нәччә он миңлиған кишиләр хитай һөкүмитиниң юшурун қоршап тутқун қилишиға дучар болған иди.

Шу қетимқи зор көләмлик тутқинда шәрқи түркистан хәлқ инқилаби партийиси қәшқәр шөбисиниң бир қисим әзалири ахуноп вә миҗит силиңниң башчилиқида қоршавни бөсүп чиқип, атушниң қара җул йезисида топланған иди. Улар бу йәрдә хитай армийиси билән қораллиқ тоқунушуп, тарих бетидә ахунуп вә миҗит силиң вәқәси дәп аталған бир қетимлиқ қәһриманлиқ тарихини ятартқан иди.

Һазир шиветсийәдә яшаватқан һаҗи абдуришит керими шу қетимқи вәқәниң қатнашчиси болуш сүпити билән, хитай армийисигә әсиргә чүшүп, 15 йиллиқ һаятини түрмидә өткүзгән шу вәқәниң бирдин – бир тирик шаһитидур. Бу пешқәдәм инқилабчи йеқинда шу қетимқи вәқә һәққидики әслимисини "қара җулдики җәң" дегән намда китаб қилип йезип чиқип, нәшириятқа тапшурди.

Бу мунасивәт билән шветсийидики ихтияри мухбиримиз ялқун мәзкур китабниң аптори һаҗи абдуришит керими әпәндини зиярәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.