Қаримайға сиғмиған 2000 нәпәр уйғур һәққидә мәлуматлар
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.07.23
2010.07.23
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, 1950 - йилларда қаримайда зор нефит записи байқалғандин кейин, қаримай хитайниң әң чоң нефит ишләпчиқириш базисиға айланған. Буниң билән қаримайниң иқтисади тез тәрәққий қилип, 2008 - йилиға кәлгәндә, қаримайниң йиллиқ малийә кирими 66 милярд йүәнгә йәткән. Буниң билән қаримай киши беши оттуричә кирими, хитайдики 659 шәһәр бойичә биринчи орунға өткән. Мана бу бай - баяшат шәһәрдин һәйдиливатқан уйғурлар һәққидә йәрлик аһалиләрдин бири ойлиғанлири ейтти.
Йәрлик аһалиләрдин йәнә бириниң билдүрүшичә, қаримайға сиғмиған бу уйғурлар, қарамайниң байлиқидин бәһриман болуватқанларму әмәс. Пәқәт бир җумә күнлүк базиридики тапавитигә тайинип туруп бир һәптилик турмушини қамдақ кетиватқан турмуш һәләкчиликидики кишиләр. Булар қаримайға зиян селиватқанлар әмәс, бәлки пайдиси тегиватқан, қаримайниң ишчилириниң турмушиға қолайлиқ елип келиватқан кишиләр.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.