Уйғур дияридики қаттиқ бастуруш һәрикити тоғрисида инкаслар

Уйғурларниң авғуст ейида қәшқәр вә кучарларда тохтавсиз давам қилдурған қаршилиқ һәрикәтлирини хитай һөкүмити "террористик һәрикәт" дәп атиған болсиму, әмма ғәрб мәтбуатлири уни " 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпики шәнигә қара тамға урғучилар", "мустәқиллиқ җәңчилири"игилик һоқуқ күрәшчилири" дегәндәк намларда атап хәвәр, мақалилар елан қилип, хитай билән ғәрб әллириниң уйғур қаршилиқ күчлиригә болған баһалиридики пәрқни рошән әкис әттүргән иди.
Мухбиримиз әкрәм хәвири
2008.09.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
urumchi-olympik-uyghur-saqchi-305 17 - Ийун, үрүмчиниң хитай сақчилири тәрипидин олимпик мәшәл узутуш паалийити үчүн қамал қилинған "хәлиқ мәйдани" әтрапидики кочилардин өтүп кетиватқан, чирайида күлкә йоқ бир уйғур айал.
AFP Photo

 Йоллуқ инкас

Уйғур сиясий актиплири болса, бу қаршилиқларға хитай зулуми сәвәбчи болғанлиқини, хитайниң бүгүнки қаттиқ бастуруш сиясити мәсилә һәл қилишниң йоли әмәсликини изаһлимақта вә хитайни, уйғур - хитай оттурисидики мәвҗуд мәсилиләрни етирап қилип, буни һәл қилишниң чарилири үстидә издәнмисә, бу хил қаршилиқларниң йәнә йүз беришидин сақланғили болмайдиғанлиқини әскәртмәктә.

Бир қисим хитай зиялийлири вә хитай мәтбуатлириму, уйғурларниң бу қаршилиқлириниң чәктин ешип кәткән хитай зулмиға қарши йоллуқ инкас икәнликини муәййәнләштүрди. Хоңкоңда чиқидиған "қуяш гезити" дә елан қилинған лин хелиниң "бейҗиң һөкүмити олимпиктин кейин шинҗяң, тибәт қийинчилиқини қандақ һәл қилиду?" намлиқ мақалисидә, бу хил қараш илгири сүрүлүш билән биргә, хитайниң миллий сияситиниң кризисқа патқанлиқи вә бу кризистин зорлуқ васитилириға тайинип қутулғили болмайдиғанлиқи тәкитләнгән.

Бастуруш долқуни

31 - Авғуст - күни германийә долқунлири радиосида аңлитилған "олимпиктин кейинки дәвирдики җуңго" намлиқ мақалидә, лин хелиниң сөзи нәқил елинип мундақ дейилгән: "бейҗиң олимпики гәрчә ташқи мунасивәтни нисбәтән илгири сүргән болсиму, лекин ички җәһәттә хитайлар билән уйғурлар вә тибәтликләрниң зиддийитини өткүрләштүрүвәтти."

Мақалә аптори, хитай һөкүмитиниң олимпиктин кейин уйғур диярида йолға қойған қаттиқ бастуруш сиясити һәққидә тохталғанда, бу бастуруш һәрикитиниң қорқунучлуқ ақивәтләрни пәйда қилиш еһтималидин әнсирәп мундақ дегән "мәркәз аталмиш шәрқий түркистан террорчилириға зәрбә бериш билән биргә, оңчи, солчиларға қарши туруш дегәндәк зор сиясий һәрикәт қозғап, хата өлтүрүлсиму мәйли, қечип кәтмисун, бирни өлтүрүп, миңға ибрәт берилсун дәйдиған қирғинчилиқ сияситини йүргүзәмду - қандақ?"

Талан - тараҗлар

Мақалидә йәнә, пүткүл уйғурниң зәрбә нишаниға айлинип қалғанлиқи көрситилип мундақ дейилгән "шинҗаңдики хитай һөкүмити билән қаршилишиватқан мутләқ көп қисим йәр асти тәшкилатлири вә зиялийлар мәсилиси билән, шәрқий түркистан, терроризм дегәнләр әслидә охшимайдиған икки иш иди."

Лин хели "бейҗиң һөкүмити олимпиктин кейин шинҗаң, тибәт қейинчилиқини қандақ һәл қилиду" намлиқ мақалисидә, уйғур дияридики хитай зулуминиң һәр түрлүк қаршилиқларға йол ечиватқанлиқини тәкитләп келип "бу йил дөләт игиликидики үч чоң нефит ширкити шинҗаңда бөсүш характерлик мәнпиәткә еришти. Лекин буниң йәрлик уйғурларға җинчирағ яққанчиликму пайдиси болмиди." Дәп язған.

Гәрчә бу мақалидә, уйғур дияридики икки чоң әмәлдарниң олимпик мәзгилидә, хитай мәркизи һөкүмити оттуриға қойған "қаттиқ қол болуш" лайиһисини рәт қилғанлиқи тәкитләнгән болсиму, уларниң исми тилға елинмиған.

"Бесим бар йәрдә, қаршилиқ болиду"

Чәт`әлләрдики уйғур тәшкилатлири вә җамаити, хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян йолға қоюватқан қаттиқ бастуруш сияситини қаттиқ әйибләватқан мушу пәйтләрдә, бәзи чәтәллик зиялийларму хитай һөкүмитидин нәпрәтлинип, уйғурларниң қаршилиқлирини қоллайдиғанлиқини вә бу хил қаршилиқниң үзлүксиз давамлишишиға тиләкдаш икәнликини билдүрүшмәктә.

Германийидики түрк зиялийси җүнәйт әпәнди йәнә, уйғурларниң бундин миң йиллар илгирики шан - шәрәп вә ғорурлирини әслигә кәлтүрүшигә интизар икәнликини тәкитлиди.

Түрк зиялийси биргүл ханимму, өзлириниң батур уйғур җәңчилиригә һесдашлиқ қилидиғанлиқини вә бу йолда шеһид болғанларниң ахирәтлики үчүн, җанабий аллаһтин хәйрлик тиләйдиғанлиқини, шәрқий түркистан уйғурлириниңму һөр - азат яшишини халайдиғанлиқини тилға алди.

Анализчилар, авғуст ейида хитайға алтун медал бәхиш әткән шәрәптин, уйғур мустәқилчилири тәқдим қилған һақарәтниң техиму еғир салмақни игиләйдиғанлиқини тилға елишмақта. Бүгүн уйғур диярида давам қиливатқан қаттиқ бастуруш сияситиниң, уйғурларни йәниму зор қаршилиқларға мәҗбурлайдиғанлиқини тәкитләшмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.