Америка ташқи ишлар министири райис қазақистанни зиярәт қилди

Америка ташқи ишлар министири кандилиза райис йәкшәнбә күни хитай, русийә вә ғәрб оттурисидики истратегийилик дөләт қазақистанни зиярәт қилди.
Мухбиримиз әркин
2008.10.06
rice-kazak-trip-305.jpg 5 - Өктәбир күни, кандилиза райис билән қазақистан ташқи ишлар министири марат таҗин астанидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида.
AFP Photo

Райисниң зиярити 2010 ‏ - йили явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиға рәис болуш нийитидики қазақистанниң нефит байлиқи, демократийә вә кишилик һоқуқ тәрәққиятиға даир мәсилиләргә четилған. Төвәндә мухбиримиз әркин райисниң зиярити тоғрисида тәпсилий мәлумат бериду.

Америка ташқи ишлар министири кандилиза райис йәкшәнбә күни қазақистан пайтәхти астанаға келип, ғәрб билән хитай вә русийә арисидики нефит записиға бай, истратегийилик әһмийити зор мәзкур оттура асия дөлитидә қисқа муддәтлик зиярәттә болди. У астанидики мәзгилидә қазақистан президенти нурсултан назарбайеф, баш министир кәрим мәсимоф, ташқи ишлар министири марат таҗинлар билән сөһбәт өткүзгән болуп, райисниң зиярити йеқинда русийә - грузийә арисида уруш йүз бәргән, русийә грозийиниң 2 аптоном җумһурийитини бесивалған вә бу 2 җумһурийәтниң мустәқиллиқини етирап қилғанлиқини җакарлиғандин кейин, русийиниң һәрикити сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридә әндишә қозғиған мәзгилләргә тоғра кәлгән иди. Мунасивәтлик тәрәпләр кандилиза райис билән қазақистан рәһбәрлири арисида елип берилған сөһбәтниң тәпсилий мәзмунлирини мәтбуат йүзидә елан қилмиған болсиму, лекин райис астанидики ахбарат елан қилиш йиғинида сөһбәтниң четилиш даирисигә аит бәзи мәлуматларни елан қилди.

Райис 5 саәтлик астана зияритидә қазақистан ташқи ишлар министири марат таҗин билән ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, америкиниң русийә билән оттура асияда тәсир күч талишиш ғәризи йоқлуқини, "зияритиниң қазақистан билән райондики дөләтләр арисида ихтилап пәйда қилиш әмәсликини," америкиниң, русийиниң райондики иттипақдашлирини тартивелишни көзлимәйдиғанлиқини, лекин оттура асияни русийиниң "алаһидә тәсир даирисидики район," дәп қаримайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду": һечкимниң алаһидә мәнпәәт даириси бар дәп қаримаймиз вә бу һәқтики тәшәббусни қобул қилмаймиз шундақла биз қазақистан билән мунасивәт қурушни давамлаштуруверимиз."

Америка қазақистанни оттура асиядики әң чоң иқтисади гәвдә шундақла оттура асияда тәсир даирисини кеңәйтидиған муһим дөләт, дәп қаримақта. Лекин қазақистан болса ғәрб билән русийә вә хитай арисида көп тәрәплимилик тәңшимә сиясәт йүргүзүшкә тиришмақта. Қазақистан ташқи ишлар министири марат таҗин, райис билән биргә өткүзгән астанидики ахбарат елан қилиш йиғинида " русийә бизниң истратегийилик ширикимиз", "шуниң билән биргә америка билән болған мунасивитимиз муқим вә истратегийилик характерға игә, дәп қарилиши лазим " дәп тәкитлигән. Лекин шихәнзә университетиниң сабиқ лектори, һазир америкиниң вирҗинийә штатида яшайдиған вәзийәт көзәткүчиси илшат, қазақистанниң һазирқи сиясити узун мәзгил давам қилалмайдиғанлиқини билдүрди.

Русийә 8 ‏ - айдики русийә - грозийә урушида грозийиниң 2 аптоном җумһурийити абхазийә билән җәнубий оссетйәни бесивелиш һәмдә бу икки җумһурийәтниң мустәқиллиқини етирап қилишни бу җумһурийәтләрдики русийә пуқралирини қоғдаш намида елип барди. Бу вәқә ғәрб билән русийә арисида җиддий сүркилиш яритипла қалмай, земинида бәлгилик рус нопуси яшайдиған қазақистан вә украинийигә охшаш сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлирини җиддий сарасимға салған иди.

Райис қазақистанға келишниң алдида қазақистан президенти назарбайеф ш а о ә т вә русийә билән айрим - айрим бирләшмә һәрбий маневир өткүзгән. Райисниң йәкшәнбә күнки қазақистан сәпири бу вәзийәткә тоғра кәлди. Роейтерс агентлиқи бу һәқтики хәвиридә райисниң қазақистан зияритиниң әң муһим күнтәртипи нефит мәсилиси икәнликини, америкиниң қазақистан нефит игиликигә зор мәбләғ салғанлиқини, лекин райисниң бу қетимқи сәпиридә конкрет бирәр тохтам имзалинидиғанлиқиға даир бишарәт йоқлуқини илгири сүргән.

Райис қазақистанға келишниң алдида һиндистан пайтәхти йеңи деһлини зиярәт қилған болуп, райис һиндистан баш министири мукерҗи билән афғанистан вә оттура асия әллириниң мәсилисини музакирә қилғанлиқини, тәрәпләр афғанистанни оттура асия билән бир гәвдиләштүрүшниң муһимлиқини тәкитлигәнликини билдүргән. Райис қазақистан ташқи ишлар министири марат таҗин билән б д т ниң ню - йорктики омуми қурултейи мәзгилидә бир қетим учрашқан иди. Райис, ню ‏ - йорктики сөһбәтниң бир қисим мәзмуни қазақистанниң афғанистандики асасий әслиһәләр қурулуши вә ениргийә қурулуш пиланиға даир мәсилиләргә четилғанлиқини билдүргән. У мундақ дәйду": афғанистан өзиниң қурулуш программиси билән алдираш болсиму, лекин мән афғанистан билән қазақистанниң асасий әслиһәләр қурулуши вә ениргийә йоли қурулуш түридә орнатқан һәмкарлиқини наһайити муһим дәп қараймән." Америкидики илшат әпәнди америкиниң қазақистанни оттура асиядики башқиларға үлгә болалайдиған дөләт дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Кандилиза райис астанидики ахбарат елан қилиш йиғинида қазақистан билән елип барған сөһбити қазақистанниң кишилик һоқуқи вә демократийә тәрәққият әһвалиға даир мәсилиләргә четилғанлиқини билдүрди. Қазақистан явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәислик орнини талишиватқан шундақла демократийә вә кишилик һоқуқ хатириси көзитиливатқан дөләттур.

Қазақлар 2007 ‏ - йили өзини мәзкур органниң рәислик намзатлиқиға көрсәткәндә сияси партийиләргә қаритилған чәклимини бошаштурушқа, демократийини кеңәйтишкә вәдә бәргән иди. Райис астанидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида қазақларға бурун бәргән вәдисини хатириләтти вә өзиниң кишилик һоқуқ мәсилисигә аит бәзи конкрет дилоларни оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

Райис," улар вәдә бәргән шундақла мән қазақистанниң өз вәдисидә турушини күтимән" дәйду. Қазақистанниң явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәислик намзатлиқиға өзини көрсәткәндә бәргән вәдилириниң бири, қазақистандики һәр қайси милләтләрниң вәкиллирини қазақистан парламентиға киргүзүшни өз ичигә алатти. Уйғур мәдәнийәт әрбаби мурат әхмәдиниң қазақистан парламенти юқири палатасиға әза болуп қелиши қазақистан һөкүмити бәргән юқириқи вәдиләрниң бир қисими, дәп қаралмақта.

Райис астанаға келиш сәпиридә айропиландики мухбирларға астанидики зияритидә "назарбайеф рәһбәрликидики қазақистанниң 2010‏ - йилидики явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәислик орни, кишилик һоқуқ вә сияси ислаһат елип бериш вәдисидә турушиниң муһимлиқи үстидә сөзлишидиғанлиқи " ни тәкитлигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.