Хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң 9-нөвәтлик түрмидики қәләмкәшләрниң һәқ-һоқуқини қоғдаш йиғини ахирлашти

3-Айниң 24-күни белгийә пайтәхти брюсселда башланған хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң 9-нөвәтлик түрмидики қәләмкәшләрниң һәқ-һоқуқини қоғдаш йиғини 3-айниң 27-күни ахирлашти.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.03.29
Qelemkeshler-jamiyiti-uyghur-yazghuchi-305.jpg Белгийә пайтәхти брюссәлда ечилған хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң 9-нөвәтлик түрмидики қәләмкәшләрниң һәқ-һоқуқини қоғдаш йиғини. 2011-Йили 24-27-март.
RFA/Ekrem

Йиғинға қатнашқан хәлқара қәләмкәшләр уйғур мәркизиниң рәиси қәйсәр өзһун әпәнди 3-айниң 26-күни өткүзүлгән, хитайдики қәләмкәшләр вә уйғур, тибәт қәләмкәшлири мәсилиси муһакимә йиғинида сөзгә чиқип, “ ява кәптәр” намлиқ әсири түпәйли 10 йиллиқ қамақ җазасиға учриған нурмуһәммәт ясин қатарлиқ уйғур қәләмкәшлириниң паҗиәлик тәқдири тоғрисида доклат бәрди.

Qelemkeshler-jamiyiti-uyghur-yazghuchi-385.jpg
Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати тил вә тәрҗимә һоқуқи комитет муавин рәиси қәйсәр өзһун әпәнди (оттурида) хәлқара қәләмкәшләр йиғинида. 2011-Йили 27-март.
RFA/Ekrem
Түрмидики уйғур қәләмкәшлири мәсилиси йиғин әһлиниң күчлүк диққитини җәлп қилди. Уйғур қәләмкәшләр тәшкилатиниң рәиси қәйсәр өзһун әпәнди бу тәшкилатниң уйғур қәләмкәшлири мәсилисини йиллардин буян оттуриға қоюп келиватқанлиқини, хәлқара қәләмкәшләр мәркизигә тәвә 145 тәшкилат әзалириниң уйғурлар һәққидә чоңқур чүшәнчигә игә икәнликини тилға алди.

Қәйсәр өзһун әпәнди, хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң һәр қетимлиқ йиғинида нурмуһәммәт ясин мәсилиси арқилиқ бир пүтүн уйғур мәсилисини дуня язғучилириға тонутуп келиватқанлиқини, бу қетимқи хәлқаралиқ йиғиндиму йүзлигән даңлиқ язғучиларға уйғурларниң азаблиқ һаят кәчмишлирини аңлитиш пурситигә еришкәнликини, “ява кәптәр” намлиқ әсәрниң җәмий 40 хил тилға тәрҗимә қилинғанлиқини ейтти.

Хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң б д т вә явропа парламентидиму мәхсус вәкиллири хизмәт қиливатқан болуп, 3-айниң 26-күни улар хәлқара қәләмкәшләргә вакалитән б д т вә явропа парламентида елип барған паалийәтлири тоғрилиқ доклат берип өткән иди. Қәйсәр өзһун әпәнди уйғурлар мәсилисини уларниң тиришчанлиқи арқилиқ б д т һәм явропа парламентиға аңлитиш имканлириниң барлиқини, 2010-йили нурмуһәммәт ясин мәсилисини аңлитип өткәнликини тилға алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.