Дуня мираслири фонди җәмийити қәшқәр қәдимий шәһирини қоғдап қелишни тәләп қилди
Мухбиримиз ирадә
2012.05.04
2012.05.04
AFP Photo
Уйғур миллий мәдәнийитиниң бөшүки болған қәшқәрдә 2000 йилдин бери уйғур мәдәнийитиниң, шәһәрлишиш тарихиниң абидиси сүпитидә қәд көтүрүп кәлгән қәдимий шәһәр рәстилириниң хитай даирилири тәрипидин “йәр тәврәшкә чидамсиз хәтәрлик өйләр” қатарида вәйран қилиниши хәлқара органларниңму алаһидә диққитини қозғимақта. Қәшқәр қәдимий шәһәр рәстилири бүгүн хәлқара дуня мираслири фонди җәмийити елан қилған асия қитәсидики җиддий қоғдилишқа тегишлик он муһим тарихи мирасниң бири қатаридин орун алди. Филиппин, камбоджа, һиндистан вә пакистан қатарлиқ дөләтләрдики бир қисим муһим тарихи мираслар билән бир қатарда орун алған қәшқәр қәдимий шәһири “асия мәдәнийәт тарихидики он чоң мәрвайитниң бири” дәп аталди.
Мәзкур фонди җәмийәт, юқиридики қиммәтлик тарихи мираслар юқиридики әлләрдики сиясий - иқтисадий амиллар, чекидин ашқан саяһәтчи еқини, мәдәний ядикарлиқларни қалаймиқан колаш, қачақчилиқ вә қоғдаш техникилириниң йетәрсизлики қатарлиқ амиллар түпәйлидин йәр шари йүзидин пүтүнләй йоқилиш хәвпигә дуч келиватқанлиқини, әгәр юқирида тилға елинған бу 10 тарихи мирасни қоғдаш үчүн җиддий тәдбир елинмиған тәқдирдә бу тарихи мирасларниң 10 йилға қалмай ғайип болидиғанлиқини билдүрмәктә.
Әмма, хитай һөкүмитиниң қурулуш пилани бойичә болғанда қәшқәр қәдими шәһири 10 йил әмәс, бәлки алдимиздики 3 - 4 йил ичидила көздин ғайип болуши мумкин. Чүнки хитай даирилири 2015 - йилиғичә болған арилиқта райондики барлиқ аһалини көчүрүп, қурулушни тамамлап болушни пилан қилмақта. Қәшқәр қәдимий шәһәр рәстилирини чеқиш, өзгәртиш қурулуш тәклипи 2008 - йили уйғур районлуқ һөкүмәт даирилириниң иҗра қилишқа тегишлик муһим хизмәтлири қатариға киргүзүлгән, 2009 - йили қәшқәр қәдимий шәһәр райони бу хизмәтниң мәркизи ноқтиси қилинған. 5 Йил ичидә пүттүрүш пилан қилинған мәзкур өзгәртиш - чиқиш қурулушиға 7 милярд йүән аҗритилған.
Хитай даирилири қәшқәр қәдимий шәһиридики өйләр йәр тәврәшкә чидамисз болғанлиқтин, йәр тәврәштә хәтәрлик ақивәтләрниң келип чиқидиғанлиқини илгири сүрүп, буниң хәлққә пайдилиқ қурулуш икәнликини тәшвиқ қилсиму, әмма бу уйғур или вә сиртидики уйғурларниң бирдәк наразилиқини қозғап кәлмәктә.
юқиридикиси америкидики йипәк йоли тәтқиқатчиси доктор қаһар барат әпәндиниң көз қарашлири. У, мәдәний мирасларниң заманивийлишишниң бузғунчилиқиға учришини дуняда омумйүзлүк йүз бериватқан бир әһвал дәп қарашқа болсиму, әмма қәшқәр қәдимий шәһәр рәстилирини чеқишниң характериниң пәрқлиқлиқини, хитайниң ичидә болған, әмма хитайниң мәдәнийтидин тамамән пәрқлиқ болған бу өзгичә мәдәнийәтни қоғдап қелишниң интайин муһимлиқини әскәртти. Дәрвәқә, чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ органлири вә паалийәтчилириниң тиришчанлиқи, шундақла һәрқайси кишилик һоқуқ органлириниң ишлигән хизмәтлири нәтиҗисидә, 2011 - йили 3 - айниң 10 - күни явропа парламенти тарихий характерлик җиддий қарарнамә мақуллап, хитай һөкүмитиниң қәшқәр шәһиридики қәдимий мәдәнийәт мираслирини чеқишни тохтитишини, уйғурларниң мәдәнийәт кимликини қоғдишини тәләп қилған иди. явропа парламентидики йәттә йүз нәччә кишилик әзаларниң мутләқ көп қисиминиң бирдәк қошулуши билән мақулланған қарарнамидә йәнә, қәшқәрдики уйғур шәһәр аһалисини мәҗбурий көчүрүшни тохтитиш, хитай һөкүмитини қәшқәрниң б д т дуня мәдәнийәт мираслар тизимликигә киргүзүш тәләплирини қобул қилишқа чақирған иди.
Ундин илгири, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң маарип, пән - техника, мәдәнийәт фондиниң әзалири қәшқәргә берип, қәшқәрдики һөкүмәт даирилириниң әмәлдарлири билән бу һәқтә көрүшкән вә қәдимий өйләрни чеқиш мәсилиисдә хәлқниң наразилиқини нәзәргә елиш керәкликини әскәрткән иди.
Ситатестикиларға қариғанда 2010 - йилиниң ахириға кәлгичә җәмий 14 миң аилилик көчүрүлүп, 9000 ға йеқин өй чеқилған. Пиланға асасән даириләр, 2011 - йилиниң ахириғичә йәнә 15 миңға йеқин аилини мәзкур райондин көчүрүп болушни, 2015 - йилиғичә бу райондики барлиқ аһалини көчүрүп болуш вә бу қурулушни тамамлап болушни пилан қилмақта. Пилан ишқа ашқан тәқдирдә бу, қәшқәр қәдимий шәһәр районидики 65 миң аилилик җүмлидин 220 миңдин ошуқ уйғурниң, әвладму - әвлад яшап кәлгән өй - маканлиридин айрилидиғанлиқини билдүриду. Бу әһвал уйғурларнила әмәс, бәлки қәдимий мәдәнийәтләрни қоғдашқа көңүл бөлүп келиватқан һәрқандақ бир кишини қаттиқ әпсусландурмақта.
Чәтәлләрдә паалийәт қиливатқан уйғур кишилик һоқуқ органлири хитай һөкүмитиниң қәшқәр қәдимий шәһирини чеқиш қурулушини уйғурларниң миллий кимликини сусластуруш вә уларни тарқақлаштүрүш үчүн пиланлиқ вә мәқсәтлик һалда елип бериливатқан қурулуш, дәп қарайду. Әмма хәлқаралиқ органларниң чақириқлириға қаримай, хитай һөкүмитиниң бу пилан һәққидә очуқ - ашкара мәлумат бәрмәслики, униң даирисиниң қәйәргичә болидиғанлиқи, бу өйләрниң орниниң кейин немә болидиғанлиқи һәққидә ениқ мәлумат бәрмәсликиму юқиридики гуманни күчләндүрүватқан амиллардур.