Қәшқәр йеңи базар вәқәси һәққидә дуня инкаслири
2011.08.01
Һазир сиртқи дуня пәқәт хитайниң шинхуа агентлиқи хәлқараға тарқатқан хәвәрләргә асасән, 30-вә 31-июл күнлири қәшқәрдә аз дегәндә икки вәқә йүз бәргәнликини билиду. Буниң бири “бәш нәпәр террорчи бир ашханиға бөсүп керип, ашхана хоҗайинини өлтүргән, ашханиға от яққан, сақчилар уларниң төтини етип ташлиған” дегән вәқә. Йәнә бири, “икки лүкчәк бир аптомобилни булап, йеңи базарда адәм соқтурған вә алдиға учриған адәмни чаниған, уларниң бири етип өлтүрүлгән, йәнә бири тутувелинған” дегән вәқә.
Буниңдин башқа учурлардин мәлум болушичә, қәшқәр йеңи базар вәқәси йүз бәргәндин кейин, хитай даирилири қәшқәр билән башқа юртларниң учур алақисини үзүвәткән. Һәтта қәшқәр хәлқиму, қәшқәр йеңи базар вәқәсиниң тәпсилатини билмәй қалған. Бу җәрянда, пәқәт хитайниң шинхуа агентлиқила, дуняға мүҗмәл учур тарқитип турған, һазир хәлқара җәмийәт қәшқәр йеңи базар вәқәси һәққидә хитайниң гепигә ишәнмәйду. Хитайдин қәшқәр йеңи базар вәқәси тоғрисида дегәнлириниң дәлил-испатини вә тәпсилатини көрситишни тәләп қиливатиду.
Германийә авазиниң баян қилишичә, германийә кишилик һоқуқ тәшкилати бүгүн, б д т кишилик һоқуқ оргининиң башлиқи пиллай ханимға хәт йезип, шинҗаң уйғур аптоном районида вәзийәт яманлашти, хитай даирилириниң йәрликтә йүз бәргән вәқәләр һәққидә дегән гәплири бир- биригә зит , униңға ишинишкә болмайду, техиму чоң вәқәләр келип чиқиштин сақлиниш үчүн , б б д т җиддий тәдбир қоллиниши лазим, дәп тәклип сунди.
Франсийә хәлқара радио истансисиниң хәвәр қилишичә, хоңкоң университети сиясий факултетиниң профессори җин йүшо , қәшқәрдә йүз бәргән тарқақ вәқәләр, ғәзәпкә чидимиған уйғурлар қилған иш икәнлики ениқ, әгәр хитай һөкүмити уйғурларни бесишни тохтатмиса, уйғур тилиға йол бәрмисә, техиму чоң вәқә чиқиши мумкин, дегән.
Хитайниң тәңритағ тор гезитидин мәлум болушичә, хитайниң аптоном районлуқ парткоми армийә байримида кеңәйтилгән йиғин ечип, “террорлуққа қәтий зәрбә бериш” дегән шоар билән уйғурларни қаттиқ бастурушқа атланған. Түнүгүн ким тутуп бәрсә 100 миң йүән сөйүнчә бәрмәкчи болған икки нәпәр җинайәт гумандарини, бүгүн хитай һәрбий қисимлири қәшқәрдә елип барған қоғлап тутуш һәрикитидә, шаллиқта қоршивелип, терик тутмай етип өлтүргән.
Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, йеқинқи күнләрдә, уйғурларниң хитай һөкүмитигә қаршилиқ ипадиләйдиған һәрикәтлириниң қаратмилиқида чоң өзгириш болди. Хитайниң шинҗаңда йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтләргә қарита қоллинидиған тәдбирлиридиму чоң өзгириш болди, хитай һазир уйғурларни бастурушниң дәриҗисини юқири өрләтти.
Бүгүн гәрчә қәшқәр “тинч” тәк көрүнсиму, әмма хитай һәрбий қисимлири уруш һалитигә өтти. Хитай көчмәнлири қоллириға яғач калтәк, полат туруба алди. Сақчилар һәммә доқмушларда йолдин өткән уйғурлардин кимлик сорап тәкшүрүватиду.
Қәшқәргә саяһәткә барған, әмма шу җайда туруп қәшқәр йеңи базар вәқәсини аңлимиған бир америкилиқ, бүгүн әтигән янфон арқилиқ достиға елхәт йоллап, түнүгүн меһманханидин сиртқа чиққили қоймиди, мән һазир қәшқәрдики ғәрбий хәлқ йоли дегән кочида, йолларда партлиған бомба парчилири көзгә челиқип туриду. Бу кочини топилаңға қарши һәрикәт қилидиған әскәрләр қаплап кәтти, сақчилар кимлик тәкшүрүп йүриду, уларниң әтрапида қоллириға калтәк, туруба алған хитайлар меңип йүриду, бу шәһәрдә һазир җиддий вәқә йүз бериватқанлиқини сезимән, дегән.
Бүгүн хәлқарада қәшқәр йеңи базар вәқәси һәққидә әркин муназирә болди. Хитайға нәзәр тор гезитидики әркин муназиридә, бири, пәқәт қолида қорал йоқ адәмләргила күчи йетидиған чәнтоларни қаттиқ бастуруш керәк, десә, йәнә бири, әгәр уйғурлар бейҗиңға, шаңхәйгә көчүп берип, у йәрдики хәлқниң йерини, байлиқлирини тартивалса, хитайлар уларни немә қилар иди? буни ойлап бақ, дегән.
Довей хәвәр торидики әркин муназириләрдә, бирси, һөкүмәт әмди уйғурларға юмшақ қол болмай, худди америка осама бинладинни етип өлтүргәндәк етивәрсә, мустәқил болимән дәйдиған адәм чиқмайду, десә, йәнә бири, тарихта хитайлар шинҗаңлиқларни бәк көп өлтүргән, бу партийә, һөкүмәтму шундақ қилди, һәтта бовақларғиму рәһим қилмиди, буниң қисаси бар, дегән.
Франсийә хәлқара радио истансисиниң муназирә торида, бирси, милләт бир әмәс икән, униң дили бир әмәс, улар бир-бирини қирип, юртидин қоғлап чиқармиғучә мәсилә һәл болмайду, десә, йәнә бири, хитайлар хәқниң юртиға келивалмай, өз юртида туруп уйғурлар билән барди-кәлди қилса, бундақ мәсилә һәргиз чиқмайду, дегән.