Қәшқәрдә көйдүрүп ташланған нәччә йүз йиллиқ тарихи ханқа тоғрисидики пикир - инкаслар

Һәммимизгә мәлум болуватқандәк, қәшқәрниң мәдәнийәт ядикарлиқлири, тарихи сүпити вә нәччә йүз йиллиқ тарихи өйләр шәһәрни заманивийлаштуруш дегән нам аситда чеқилип бузғунчилиққа учримақта.
Ихтияри мухбиримиз арслан
2011.12.23
qeshqer-kochisi-305.png Қәшқәрдики чеқилиш алдида турған уйғур қурулушидин бир көрүнүш
RFA

Йеқиндин буян хитай даирилири қәшқәр кона шәһәрдики нурғун өйләрни чеқип, шәһәр аһалисини шәһәр сиртидики бина өйләргә йөткәп, уйғурларни шәһәр ичидин тарқақлаштурмақта. Қисқи қәшқәр өзиниң әсли тәбиий гүзәллик һалитидин, мәдәнийәт - мираслиридин айрилип қалмақта. Нәччә йүз йилдин буян әвладму - әвлад яшап келиватқан уйғур хәлқи шәһәр сиртиға сүргүн қилинмақта. Хитай уйғурларниң мәдәнийәт тарихий мираслирини бузуп - чеқишни давам қилмақта.

2011 - Йили 12 - айниң 1 - күни қәшқәр шәһиригә җайлашқан, “мәнсурһаҗи һәзрәтлири ханқаси” дәп атилидиған нәччә йүз йиллиқ тарихқа игә бир ханқа хитай даирилири тәрипидин от қоюп көйдүрүп ташланди. Дуняниң һәр қандақ йеридә тарихи 100 йилдин ашидиған қурулуш биналар, мәсчит - җамиләр, чиркав вә бутханилар тарихи мәдәнийәт әсәр сүпитидә алаһидә қоғдилинип сақлиниду. Әмма бу ханқа тарихий султан сутуқ буғраханниң дәвригә тутишидиған нәччә йүз йиллиқ тарихқа игә муһим бир тарихи орун болсиму, от қоюп көйдүрүп ташланди. Уйғурларниң тарихи мәдәнийәт мираслири, қиммәтлик ядикарлиқлири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тармиқидики UNESCO пән - маарип вә мәдәнийәт тәшкилати тәрипидин қоғдилиниши керәк болмақта.

Хитай бу қилмишлиридин немини мәқсәт қилиду? қандақ пайдиға еришиду? немә үчүн уйғурларниң тарихий мәдәнийәтлирини вәйран қилишни халайду? уйғурларниң мәдәнийәт ядикарлиқлирини қоғдаш үчүн немә қилиш керәк? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит тумтүрк вә истанбулда яшайдиған уйғур зиялий доктур атавуллаһ шәһяр әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Сийит тумтүрк әпәнди, бу вәқәни б д т ниң UNESCO пән - маарип вә мәдәнийәт тәшкилатиға мәлум қилиш вә уйғурларниң мәдәнийәт ядикарлиқлирини қоғдаш үчүн түркийә қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатларға мураҗәт қилиш керәкликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.