Өмүрбек текәбайеф: 'қошна дөләтләр қирғизистанниң демократийилишишини халимайду'

Қирғизистандики әң узун тарихқа игә болған сиясий партийә болған "ата макан" партийисиниң башлиқи өмүрбек текәбайеф түркийидики истратегийилик чүшәнчә институтиниң зияритини қобул қилип, қирғизистанниң һазирқи вәзийити вә келәчики һәққидики көз қарашлирини оттуриға қойди.
Мухбиримиз ирадә
2010.08.20
Omerbek-Tekebayef-Qirghiz-bash-ministiri-305 Сүрәттә, өктичи партийә "ата макан" партийисиниң башлиқи өмүрбек текәбайеф 2010 - йили 17 - марттики намайишта сөздә.
AFP Photo

Текәбайеф сөзидә қирғизистанниң әтрапидики қошна дөләтләрниң қирғизистанниң демократийилишишини халимайдиғанлиқини билдүрди.

Ата макан партийисиниң башлиқи өмүрбек текәбайеф оттура асиядики дөләтләрниң һәммисиниң бир аилә кишилири тәрипидин идарә қилиниватқанлиқини вә бу аилиләрниң барлиқ өктичи һәрикәтләрни йоқ қилишқа урунуватқанлиқини ейтқан. У, "қирғизистандики өктичи һәрикәтләр қирғизистанни көп партийилик, сиясий риқабәткә әһмийәт беридиған, демократийилик бир система билән башқурулидиған бир дөләт һалиға әкилишни нийәт қилиду," дегән.

Өмүрбек текәбайеф йеқинда қирғизистанда елип берилған асасий қанун ислаһати һәққидә тохтилип, йеңи асасий қанунда өктичиләргә әһмийәт берилип, парламенитни бирла партийиниң қолға еливелишини тосуп қалғанлиқини ейтқан. У һазирғичә қирғизистанда сот, сақчи, сайлам комитети, әдлийә орунлири һәммиси һакимийәт үчүн хизмәт қилғанлиқини билдүрүп, "биз бу қетимлиқ ислаһат арқилиқ бу орунларниң 3 тә бир қисминиң өктичи партийә тәрипидин сайлинип чиқишини әмәлгә ашурдуқ. Йәни мундақчә ейтқанда, падишаһлиқ түзүмидин җумһурийәт түзүмигә өттуқ," дегән.

Өмүрбек текәбайеф русийә президенти медведефниң қирғизистанда парламент түзүми узун муддәт давам қилмайду дегәнликини, әмма өзиниң бу сөзгә қошулмайдиғанлиқини ейтқан. У йәнә әтраптики қошна дөләтләрниң қирғизистанниң демократийилишишини халимайдиғанлиқини билдүргән . У, "қирғизистанниң әтрапидики дөләтләрниң һәммиси бир җәмәт тәрипидин контрол қилинғанлиқтин, бу аилиләр өзиниң мәнпәәтини қоғдаш үчүн һазирқи түзүмни өзгәртмәслик тәрәпдари. Бу дөләтләрдики хәлқ йоқсул, байлиқ мәнбәлириниң һәммиси дегүдәк чәтәл ширкәтлиригә өткүзүп берилгән яки дөләтни башқуруватқан шу кишиләрниң қолида" дегән вә қирғизистанниң демократийилишиш басқучи вә униң әтраптики қошна дөләтләргә көрситидиған тәсирини франсуз инқилабиға охшатқан.

У мундақ дегән: "қирғизистанда һәқиқий бир демократийилик түзүм орнитилип, бу дөләт бир аилиниң адаләтсиз башқурушидин қутулғандила, қирғиз хәлқиниң иқтисадий әһвали яхшилиниду. Бу хил әһвал башқа оттура асия дөләтлиридики хәлқләргиму үлгә болиду. Франсуз инқилабида падишаһларға қарши қозғилаң қилған хәлқләрниң исяни кеңийип башқа яврупа дөләтлиригиму тәсир көрсәткән иди. Уларму нәтиҗидә өз падишаһлирини өрүп ташлап, җумһурийәт түзүмигә өткән иди. Қирғизистанму 2000 - йилларда бу басқучни баштин өткүзди."

Өмүрбек текәбайеф сөзиниң ахирида, нөвәттә қирғизистанниң алдида икки қийинчилиқ барлиқини билдүргән. Буниң биринчиси, қирғизистанниң демократийилишишини халимайдиған күчләрниң болуши, иккинчиси болса, қирғизистанниң һазирқи иҗтимаий вә иқтисадий әһвалиниң интайин начарлиқи.

У, қирғизистанниң әтрапидики бәзи қошна дөләтләрниң чегрисини итивалғанлиқини, русийидин келидиған нефит баһасиниңму өрләп кәткәнликини, қирғизистандики тиҗарәтчиләрниң тиҗарәтлирини тохтитип башқа яқларға кетиватқанлиқини, қирғизистанниң һазир наһайити қейин әһвалда қалғанлиқини билдүргән. Әмма у йәнә, мәйли қанчилик қийинчилиқ болушидин қәтийнәзәр қирғизистанни демократийилик, заманиви бир дөләт һалиға әкилидиғанлиқини ейтқан.

Қирғизистан ата макан партийисиниң башлиқи өмүрбек атабайеф қирғизистан мустәқил болғандин кейин қурулған тунҗи сиясий партийиниң бири болған "әркин қирғизистан" партийисиниң қурғучиси. Партийиниң исми 1994 - йили һазирқи "атамакан" ға өзгәртилгән. У, 1995 - 2006 - йиллири арисида парламент әзаси болған. 2006 - Йили қурманбек бақийефниң президентлиқ мәзгилидә парламент башлиқи болған. Әмма у қурманбек бақийеф билән көз қараш пәрқи түпәйлидин чиқишалмай вәзиписидин истипа бәргән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.