Ислам динида заман ахири тоғрисида қандақ етиқади қараш мәвҗут?
2012.12.21
Диний алим абдулкәрим кучар, заман ахириниң йеқинлап келиватқанлиқини, әмма қачан келидиғанлиқини аллаһтин башқа һечким билмәйдиғанлиқини, заман ахири болушниң 10 хил чоң аламәтлири барлиқини, бу 10 хил аламәт дуняда көрүлмәй туруп заман ахириниң болмайдиғанлиқини ипадилиди.
Хитай ахбаратлирида елан қилинған хәвәрләрдә, хитайниң һәр қайси җайлирида қудрәтлик илаһниң христианлири намидики тәриқәт муртлири заман ахири болидиғанлиқи тоғрисида учурлар тарқатқан. Бу кишиләр қиямәт қайим болидиғанлиқи йәни заман ахири болидиғанлиқи тоғрисида инсанлар көп топлашқан орунларда, базарларда хәлқ арисида юқири авазлиқ яңратқу билән җар селип сөзлигән вә кишиләр арисида әнсизлик пәйда қилған, тәшвиқат вариқи вә в с д пиластинкилар тарқатқан.
Қудрәтлик илаһниң хрисианлири намидики тәриқәт муртлиридин, чиңхәйдә 400 киши, гуйҗуда 350 киши қолға елинған. Хитайда һазирғичә 1000 дин артуқ киши тутқун қилинғанлиқи илгири сүрүлди. Бейҗиң шәһиридиму охшаш вәқәләр йүз берип 17 киши қолға елинған. Бу тәшкилатниң тәриқәт муртлири 12 - айниң 21 - күни йеңи бир дәвр келидиғанлиқини вә дуняда йәр тәврәп, деңиз ташқини болидиғанлиқини тәбиий апәтләрниң көп йүз беридиғанлиқини дава қилғанлиқи илгири сүрүлди.
Хәвәрләрдә йәнә, бу тәриқәт муртлири, хитай коммунист партийисини нишан қилип, чоң қизил әҗдарһани йоқитиңлар! дегәнгә охшаш сөзләрни қилғанлиқи билдүрүлди. Хитай даирилири бу тәриқәт муртлирини, хәлқ арсиида қорқунч пәйда қилиш, иҗитимаи муқимлиқни бозуш дегәнгә охшаш җинайәтләр билән тутқун қилған.
Дуняда 1 милярд 500 милйондин артуқ инсан ислам диниға етиқад қилиду. Ислам динида заман ахири тоғрисида қандақ етиқади қараш мәвҗут? заман ахири болушниң аламәтлири қандақ болиду? мусулманларниң етиқадида, заман ахири қандақ әһвалда йетип келиду? хитайларниң заман ахири болиду дегән қарашлириниң асаси барму? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн истанбулда яшаватқан диний алим абдулкәрим кучар вә муминҗанлар билән сөһбәт елип бардуқ.
Абдулкәрим кучар, ислам динида заман ахири болидиғанлиқи тоғриисда ениқ пакитлар барлиқини, мусулманларниң заман ахири болду дәп етиқад қилидиғанлиқини, әмма униң қачан болидиғанлиқи тоғрисида аллаһтин башқа һечким билмәйдиғанлиқини, ислам динида заман ахири болушниң 10 хил чоң аламәтлири болидиғанлиқини, бу 10 хил аламәт дуняда көрүлмәй туруп заман ахириниң болмайдиғанлиқини, һазир дуняда заман ахири болушниң кичик типтики аламәтлириниң көрүлүватқанлиқини, чоң типтики аламәтләр көрүлгәндә заман ахири болидиғанлиқини, заман ахириниң йеқинлап келиватқанлиқини, әмма қачан болидиғанлиқини аллаһтин башқа һечким билмәйдиғанлиқини, һәтта пәриштиләрму билмәйдиғанлиқини ипадилиди.
Диний алим абдулкәрим кучар йәнә, хитайларниң заман ахири болиду дәп муәййән бир вақитни бәлгилишиниң һечқандақ бир асасий йоқ, батил етиқадқа асасән дейиливатқан сәпсәтә икәнликини, қиямәтниң чоқум болидиғанлиқи, әмма униң қачан болидиғанлиқи тоғрисида аллаһтин башқа һечким билмәйдиғанлиқи қуран кәримдә баян қилинғанлиқини, қиямәт қайим болғанда йәни заман ахири йетип кәлгәндә, чоң кемиләр вә яки полаттин ясалған өйләрниң кар қилмайдиғанлиқини, дуня вә дунядики пүтүн мәхлуқат вә нәрсә - керәкләр йоқ болидиғанлиқини, пүтүн инсанлар өлүп йеңидин бир һаят башлинидиғанлиқини тәкитлиди.
Абдулкәрим кучар әпәнди, заман ахири болиду дәп учур тарқиливатқан хитайда, хитайға хас бир кичик типтики қиямәтниң болуши еһтимали барлиқини, хитай зулум қилишта чекидин ешип кетиватқан залим һакимийәт болғанлиқи үчүн өз ичидә бир қиямәткә охшаш бир вәқәниң йүз бериш еһтимали барлиқини илгири сүрди.